Хитай яшлирида күчийиватқан натсизм идийәси вә униң тәһдити
2021.08.11
Йеқинда хитайниң гуаңши сәнәт институтиниң 2020-йиллиқ оқуғучиси ши ке намида елан қилинған “дөләт вә җәмийәткә очуқ хәт” намлиқ натсисларчә қирғинчилиқ тәрғиб қилинған мақалә, хитай иҗтимаий мунбәрлиридә кәң тарқилип инкас қозғиди.
Өзини вәтән сөйәр дәп тонуштурған бу оқуғучи очуқ хетидә, алий мәктәп имтиһаниға тәйярлиқ қилған 3 йил җәрянида, америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң хитай компартийәси вә хитай дөлитигә бәргән зәрбилирини көрүп йәткәнликини билдүргән. У ғәрбниң хуавей ширкитигә бәргән зәрбиси, сода урушиниң хитай иқтисадиға кәлтүргән зиянлири вә ғәрб дөләтлириниң һәрбий тәһдитлиригә қарита хитай дөлитиниң қайтурма зәрбә бериши керәкликини тәкитләп, буниң үчүн аввал хитайниң қудрәт тепип бейишиға тосалғу болуватқан, хитай иқтисадини арқиға сөрәватқан, кирими 1000 йүәнгә йәтмәйдиған 600 милйон намрат пуқрани қирип ташлаш керәкликини билдүргән. Бу оқуғучи очуқ хетиниң ахирида әгәр һөкүмәт өзигә охшаш алий мәктәп оқуғучилирини қоралландурса, пүткүл алий мәктәп оқуғучилириниң бирлишип хитай дөлитиниң тәрәққиятиға тосалғу болуватқан 600 милйон намрат, яримас пуқраларни бир ай ичидә қирип түгитидиғанлиқини, өзиниң хенәнниң шиншаң наһийәсидә йезида яшаватқан ата-анисиниму йоқитишқиму тәйяр икәнликини билдүргән.
Иҗтимаий алақә мунбәрлиригә қаттиқ чәклимә қоюлидиған хитайда, натсисларчә қирғинчилиқ идийәси тәрғиб қилинған мәзкур язминиң өчүрүлмәслики чәтәлләрдики хитай зиялийлириниң җиддий инкасини қозғиған.
Америкадики хитай язғучиси йү җе әпәнди әркин асия радийосида бу һәқтә мәхсус обзор елан қилған.
Йү җе әпәнди обзорида бу әһвални тәнқидләп: “бир алий мәктәп оқуғучисиниң очуқ хети, хитай җәмийитиниң омумйүзлүк натсизм йолиға маңғанлиқиниң ипадиси” дегән.
Йү җе әпәнди йәнә торда елан қилинған һәрқандақ язмиларға қаттиқ тәкшүрүшни йолға қойған хитайда мәзкур язминиң узун муддәт өчүрүлмәй кәң тарқилишиға һөкүмәтниң йол қоюши сәвәб болуватқанлиқини тәкитлигән.
Йү җе әпәнди мәзкур язма апториниң хитайниң һөкүмәт таратқулирида дейишкә петиналмиған сөзләрни қилғанлиқини тәрипләп, мундақ дегән: “шүбһисизки бу йәрдә аптор хәлқ гезити вә шинхуа агентлиқи дейишкә петиналмиған кәмбәғәлләр компартийә дөлитиниң дүшмини дегән йүрәк сөзини қилған. Йәни‛байларни өлтүрүп намратларни йөләш әмәс бәлки намратларни өлтүрүп байларни йөләш‚ни тәрғиб қилған”.
Йү җе әпәнди йәнә бу оқуғучиниң хетидин илгири хитай рәиси мав зедоң қозғиған мәдәнийәт зор инқилабий мәзгилидә оттура мәктәп оқуғучилириниң өз оқутқучилирини күрәш қилип өлтүрүштәк натсисларчә қирғинчилиқ вәзийитиниң нөвәттә ши җинпиң дәвридә йәнә баш көтүргәнликини көрүшкә болидиғанлиқини билдүрүп мундақ дегән. “ата-анисиға оқ етишқа тәйяр икәнликини билдүргән бу алий мәктәп оқуғучисиниң идийәси мундақла шәкиллинип қалған әмәс. Алий мәктәп оқуғучисиниң бу очуқ хети бу хил еқимниң ашкара ипадилиниши. Ши җинпиң дәл мав зедоң вә гитлерниң роһиға варислиқ қилған. Өзини ши ке дәп ативалған бу алий мәктәп оқуғучисини дәл ши җинпиңниң оғли десәк болиду. Мана бу хитай җәмийитиниң омумйүзлүк натсизмлашқанлиқиниң ипадиси”.
Америкадики хитай вәзийити анализчилиридин ху пиң әпәндиму зияритимизни қобул қилди.
Ху пиң әпәндиниң қаришичә, әмәлийәттә хитай рәиси ши җинпиң тәрғиб қиливатқан “җуңхуани гүлләндүрүш” шоари астидики хитай милләтчилики еңиниң өзи дәл хитайда баш көтүргән натсисзм идийәсиниң кәң тарқилишиға йол ачқан икән.
Ху пиң әпәнди хитай компартийәси ичидә бирқисим кишиләрдә бу хил идийәниң күчлүк икәнликини билдүрүп мундақ деди: “мениңчә хитай компартийәси ичидә бир қисим кишиләрдә бу хил идийә мәвҗут. Әмма улар ашкара дейишкә петиналмайду. Чүнки бу наһайити қорқунчлуқ болуп, һәр тәрәптин муназирә қозғайду. Әмма уларда бу хил идийә һәқиқәтән мәвҗут”.
Ху пиң әпәнди йәнә ши җинпиң дәвридә баш көтүргән бу хил натсзмлиқ идийәниң хитайдики башқа милләтләргә вә дуняға елип келидиған тәһдитини агаһландурди.
Ху пиң әпәндиниң тәкитлишичә, ши җинпиңниң хитай милләтчилики вә хитай компартийәсиниң мәнпәәтини чиқиш қилған, чоң хитайчилиқ идийәсиниң мәсули болған бу хил йеңичә натсизм идийәси, 2-дуня уруши мәзгилидики гитлерчә натсизмлиқ идийәсидинму көп хәтәрлик икән.