Магнус фискәсйө: “хитайниң заманиви ‛ирқий қирғинчилиқ саяһити‚ тактикиси билән натсистларниң тактикисида параллеллиқ бар”
2024.08.22
Америка корнел университетиниң дотсенти доктор магнус фискәсйө йеқинда елан қилған доклатта, хитайниң заманиви ‛ирқий қирғинчилиқ саяһити‚ тактикиси билән натсистлар германийсиниң саяһәт тактикисида параллеллиқ барлиқини көрсәткән. Йәни хитай натсистлар германийси дәвридики қилмишларға параллел һалда саяһәтчиликни қорал сүпитидә ишлитип, уйғур елидики сияситиниң рәһимсиз реаллиқини хирәләштүргән. Шуниң билән бир вақитта бу доклатта хитайниң уйғур ели саяһәтчиликиниң асаслиқ нишани хитай вә чәт әллик саяһәтчиләрни уйғур елиниң бихәтәр вә яхши икәнликини “өзи көзлири билән көргән” қоллиғучиларға айландуруш икәнликини илгири сүргән.
Америка корнел университетиниң дотсенти доктор магнус фискәсйө (Magnus Fiskesjö) “хитайниң ирқий қирғинчилиқ саяһәт истратегийәси” намлиқ мәзкур доклатни 19-авғуст “дипломат” журнили (The Diplomat) да елан қилған. Мәзкур доклатта доктор магнус фискәсйө тәкшүрүп тәтқиқ қилиш арқилиқ хитайниң заманиви ‛ирқий қирғинчилиқ саяһити‚ тактикиси билән натсистлар германийсиниң саяһәт тактикисида параллеллиқ йәни охшашлиқ барлиқини тарихи бәлгиләр вә һөҗҗәтләр арқилиқ уттуриға қойған. Доклатта хитайниң бу истратегийәсиниң натсист германийәсиниң саяһәттин пайдилинип 2-дуня уруши мәзгилидики образини яхшилаш истратегийәси билән параллеллиқ барлиқи әкс әттүрүлгән.
Доклатниң аптори доктор магнус фискәсйө радийомизға хитайниң заманиви “ирқий қирғинчилиқ саяһити” билән натсистларниң тактикисиниң параллеллиқи, хитай һөкүмитиниң саяһәтчиликни қорал сүпитидә ишлитип, уйғур елидики сияситиниң рәһимсиз реаллиқини хирәләштүргәнликини пакитлар арқилиқ оттуриға қойғанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди:
“мән бу нуқтиға қарап тәкшүрүштин бурун, натсистлар германийсиниң ишғал қилинған районлирида саяһәтниң қанчилик дәриҗидә йүз бәргәнликини һәқиқий чүшәнмәйттим. 1939-Йили тоқунуш партлиғандиму вә униңдин кейинму саяһәтчилик йәнила давам қилған. Бу, натсистлар германийсиниң әһвални нормал көрситишкә урунушниң бир қисми иди. Натсистлар һөкүмити һәммә нәрсиниң контроллуқида, әнсирәйдиған иш йоқлуқини илгири сүргән. Буни испатлаш вә җинайәтлирини йошуруш үчүн саяһәтни тәшәббус қилған вә тәшвиқ қилған. Натсистлар германийси хитай һөкүмити һазир қилғанни у вақитта қилған. Хитай һөкүмити һазир хитай вә чәт әллик саяһәтчиләрни ишлитип бу ишғал қилинған районда (шинҗаң) һәрбий вә сақчиларниң контроллуқида бу ирқий қирғинчилиқ елип бериливатқан районда саяһәт қилдурғандәк натсистлар германийисиму ишғал қилған йәрләрдә инсанларни саяһәт қилдурған. Саяһәтчиләрни бихәтәр җайларға орунлаштуруп саяһәт қилдурған. Пәқәт һөкүмәт көрүшни арзу қилған йәрләрни көрсәткән. Саяһәтчиләрниң көпинчиси охшаш коча вә охшаш шәһәрләрдин айлинип өткән. Охшаш меһманханиларда турған. Орунлаштурушқа бойсунмиғанларни сақчилар из қоғлап тутқан. Хитайниң заманиви ‛ирқий қирғинчилиқ саяһити‚ тактикиси билән натсистларниң тактикисида параллеллиқ йәни охшашлиқ бар. Кишиләрни тәклип қилип шинҗаңни нормал район вә бихәтәр район дәп уларни әхмәқ қиливатиду. Саяһәтчиләрни тәклип қилип көрситиш арқилиқ уларни қайил қилишқа тиришиватиду. Хитай һөкүмити ‛қара! бу йәр нормал вә бихәтәр инсанлар әркин азадә саяһәт қилалайду‚ демәкчи. Шундақла уларға хитайни ирқий қирғинчилиқ билән әйибләшниң тоғра әмәсликигә ишәндүрүшкә тиришиватиду. Хитай буни ‛көз билән көргәнгә ишиниш‚ дәватиду. Йәни бу шоарни товлаватиду. Буни хитай һөкүмити қайта-қайта дәватиду. Улар хитайға, шинҗаңға келишиңиз керәк. Чүнки көзиңиз билән көрсиңиз һәқиқәткә ишинисиз дәватиду”.
Хитай һөкүмити уйғур нопусиға қаттиқ зәрбә бәргән болсиму, бу районни саяһәт мәркизи сүпитидә тәшвиқ қилип кәлмәктә вә җиддий паалийәт елип бармақта. Бу паалийәт хитай вә чәт әллик саяһәтчиләрни җәлп қилиш үчүн йеңи ул әслиһә қуруш, сахта тарихи орунларни бәрпа қилиш вә шәһәрләрни өзгәртиш қатарлиқларни өз ичигә алиду. Мәнбә шинхуа ториға асасланғанда, пәқәт 2023-йилила 265 милйон саяһәтчиниң уйғур елинған зиярәт қилғанлиқи оттуриға қоюлған.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) хитайниң дөләт ичи вә хәлқарада саяһәтчиликни илгири сүрүштики мәқсити һәққидә сөз қилди. Униң қаришичә хитай һөкүмити уйғур елидә давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқтин хәлқараниң диққитини бураш билән бир вақитта, уйғур елидә нормаллиқ вә гүллиниш образини яритишни үмид қилдикән. У мундақ деди:
“хитайниң дөләт ичи вә хәлқарада саяһәтчиликни илгири сүрүштики мәқсити төвәндики бир қанчә мәзмунни намаян қилиш үчүндур. Бир тәрәптин уйғур райониниң һазирқи әһвалини нормал қилип көрситиш. Йәнә бир тәрәптин, саяһәтчилик һөкүмәтниң сияситиниң районға иқтисадий җәһәттин, шундақла муқимлиқ үчүн пайдилиқ икәнликини көрситип бериш. Әлвәттә, саяһәтниң хитай компартийәсиниң ассимилятсийә сияситидиму роли бар. Саяһәтчиликтә көңүл ачидиған, қизиқарлиқ, тәһдит болмиған вә һәқиқәтән қарши алидиған нәрсиләр вә җайлар тонуштурулиду. Шуңа хитай кишиләрниң саяһәт тәҗрибисини шинҗаңда көрүш, оқуш, йәрлик хәлқләр билән параңлишиш қатарлиқ мәзмунлар арқилиқ шәкилләндүрүп саяһәтчиләрниң өзлириниң һекайисини тәшвиқ қилидиғанлиқиға ишиниду. Йәни бу саяһәтчиләр шинҗаңға кәлди. Шинҗаңда вәзийәт нормал вә бихәтәрлик мәсилиси йоқ дегәнни илгири сүрмәкчи. Нәтиҗидә, кәлгән саяһәтчиләр нахша ейтип, усул ойниған уйғурларни көриду. Улар қайтқандин кейин, кәчүрмишлирини (көргән вә аңлиғанлирини), шинҗаңда ирқий қирғинчилиқниң йоқлуқини сөзләп бериду”.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши (UHRP) йеқинда доклат елан қилип, хәлқаралиқ саяһәт ширкәтлириниң уйғур райониға саяһәт тәшкиллиши йәрлик уйғурларға һечқандақ мәнпәәт илип кәлмәйдиғанлиқини, әксичә хитайниң елип бериватқан “инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқи қирғинчилиқ” сияситини йөгәшкә ярдәм беридиғанлиқини оттуриға қойғаниди. Бу сәвәб билән саяһәт ширкәтлирини уйғур елигә саяһәт тәшкилләшни тохтитишқа чақирған иди.
Доктор магнус фискәсйөниң мәзкур доклатида бир тәрәптин натсистлар германийәсиниң өзлири ишғал қилған районларға германийәдин көчмәнләрни елип келишкә йәнә бир тәрәптин балиларни мәҗбурий ата-анисидин елип уларни герман болушқа, йәни вә герман болуп чоң болушқа зорлиғанлиқи қәйт қилинған. Доктор магнус фискәсйө натсистларниң бу сияситиниң коммунист хитай һакимийитиниң уйғур елигә пиланлиқ нопус йөткәш вә уйғур балилирини мәҗбурий хитайлаштуруш сиясити билән параллеллиқ барлиқини илгири сүрди. У мундақ деди:
“мән төвәндики икки пикирни оттуриға қоймақчи. Бири натсистлар германийәсидә көчмәнләрни йөткәш арқилиқ адәм орунлаштурулған. Германийәдин натсист германийә армийәси ишғал қилған районларға көчмәнләрни елип кәлгән. Андин йәнә бир тәрәптин балиларни елип уларни герман болушқа, вә герман болуп чоң болушқа зорлиған. Бу икки тәрәп охшашла һазир шинҗаң йәни шәрқи түркистанда йүз бериватиду. Бүгүн биз шәрқи түркистанға еқип келиватқан хитай көчмәнләрни көрүватимиз. Буни хитай һөкүмити тәшвиқ қиливатиду вә илһамландуруватиду. Һәтта, биз бүгүн кишиләрниң кәң көләмдә қолға елиниши вә түрмиләргә солинишини көрүватимиз. Ғайиб болуп лагерларға, түрмиләргә яки мәҗбурий әмгәккә селиниватқанларниң земин вә ойлирини хитайлар игиливалғанлиқини көрүватимиз. Һәмдә буни хитай һакимийити риғбәтләндүрүватиду вә хитай һакимийити буни қолайлаштуруватиду”.
Йеқинда доктор магнус фискәсйө билән канададики мустәқил уйғур тәтқиқатчи руқийә турдуш ханим бирликтә “хитайдики уйғур балилириниң кәң көләмдә тутуп турулуши вә мәҗбурий ассимилятсийә қилиниши” мавзусида бир доклат елан қилғаниди. Мәзкур доклатта нуқтилиқ қилип 2017-йилидин бери уйғур елидә башланған зор көләмлик тутқунда ата-анилиридин, аилисидин мәһрум қалған вә хитай һөкүмити тәрипидин йиғивелинған йүз миңлиған балиларниң ақивити мулаһизә қилинған. Доклатта йәнә, хитай һөкүмитиниң балиларни аилилиридин айриши, балиларниң ата-анилири билән җәм болушини чәклиши вә меңә ююш, ана тилини чәкләшкә даир нурғун җанлиқ испатлар оттуриға қоюлғаниди.
Доктор магнус фискәсйө өзиниң доклатида йәнә хитайниң саяһәт сиясити билән совет иттипақиниң 20-әсирниң 20-йиллиридин башлап йолға қойған “йеңи типтики мәдәнийәт дипломатийәси” диму охшашлиқ барлиқини илгири сүргән.
Америкадики сиясий анализчи, доктор андерс кор (Anders Corr) бу һәқтә сөз қилип мундақ деди: “хитай, өз идийәсини, етиқадини вә шәрқи түркистанда ирқи қирғинчилиқ йоқ икәнликини, һәммә ишниң нормал икәнликини тәшвиқ қилишни арзу қилиду. Улар бир қисим тәрбийәләнгән артисларни ишлитиш арқилиқ у йәрдики хәлқниң хушал-хурам вә бәхтлик яшаватқанлиқи туйғусини бериду. Бу совет иттипақиниң тәшвиқат паалийити үчүн ‛потемкин кәнтини‚ (Potemkin village) қурған билән охшаш иш”
Ундақта, хитайниң ирқий қирғинчилиқ сиясити мувәппәқийәтлик болуватамду? немә үчүн хитай вә чәт әллик саяһәтчиләр уйғур елиниң бихәтәр вә яхши икәнликини “өзи көзлири билән көргән” қоллиғучиларға айлиниду? буни саяһәтчиләр билип қиламду? яки билмәй қиламду?
Америкидики сиясий анализчи гордон чаң (Gordon Chang) соалимизға җаваб берип мундақ деди:
“хитай һакимийити уйғур вә башқа хитай болмиған түрки хәлқләргә қарши елип барған ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши садир қилған башқа җинайәтләрни йошурмақчи. Шуңа хитай саяһәтчиликтин пайдилинип образини яхшилашқа, шинҗаңда барлиқ инсанларниң хушал икәнликини көрситишкә тиришиватиду. Әлвәттә, пәқәт өзлири халиған вә арзу қилған нәрсиләрни көрситиду. Көрүлгән нәрсиләрниң һәммиси әмәлийәттә реаллиқ әмәс. Хитайниң истратегийәлик тәдбири болса, хитай ичи вә сиртидики кишиләрни шинҗаңға тәклип қилип көрситиш вә қайтқандин кейин шинҗаңда көргәнлири һәққидә сөзлитиш. Башқичә ейтқанда, компартийәниң өзлири арзу қилидиған образини тәшвиқ қилиш һәмдә инсанларниң буни дейиши наһайити үнүмлүк чарә дәп қарайду. Мәлум мәнидин ейтқанда, хитайниң бу паалийити хитай ичи йәни хитай хәлқи арисидила мувәппәқийәтлик болупла қалмастин бәлки башқа җайлардиму мувәппәқийәтлик болди. Мениңчә бәзи чәт әллик саяһәтчиләр әмәлийәттә компартийәниң көрүшни арзу қиливатқанларни көрүватиду. Улар шинҗаңда немә иш болғанлиқини билиду. Бәзи чәт әллик саяһәтчиләр пәқәт садда, әмма қандақла болмисун, улар хитайниң ялған һекайилирини тәшвиқ қилмақта. Биз хитайниң инсанийәткә қарши бу җинайәтләр билән шуғуллинидиғанлиқини испатлайдиған нурғун пакитлар барлиқини билимиз. Шинҗаңда җаза лагерлири бар. Хитай саяһәтчиләргә буларни көрсәтмәйду. Хитай саяһәтчиләрниң көргәнлиригә ишинишни арзу қилиду. Шинҗаңда җаза лагерлириниң барлиқиға ишинишни халимайду. Лекин шинҗаңда җаза лагерлири бар”.