Хитай немә дәйду?

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2019.04.26
lager-yighin-meydani.jpg Тәрбийәләш лагеридикиләргә түрмидики мәһбусларға охшаш кийим кийдүрүлгән болуп, йиғин ечиватқан көрүнүш.
Social Media

Хитай дәсләптә җаза лагерини инкар қилди. Мухбрлар вә тәтқиқатчилар милюндин артуқ уйғур вә қазақ қатарлиқ йәрлик милләтләрниң лагерларға қамалғанлиқини испатлиғандин кейин, уни “кәспий тәрбийәләш мәркизи” дәп атиди. Бу йил мартта хитай бейҗиңда ечилған сиясий кеңәш вә хәлқ қурултийи йиғинида пүтүнләй түрмә шәклидә башқуруливатқан лагерларни “ятақлиқ мәктәп” дәп пәрдазлап көрсәтти. Диққәт билән қарайдиған болсақ хитай һөкүмити лагерлар һәққидә сиртқа қаратқан тәшвиқатида өзгириш қилған билән ичигә қаратқан тәшвиқатида изчил “дохтурхана” дәп кәлмәктә вә бигунаһ тутулушни “давалиниш пурсити” дәп безәп көрсәтмәктә.

Хитай лагер һәққидики сиртқа қаратқан тәшвиқатни 2018-йилниң ахиридин башлап күчәйткән болуп, бу йил киргәндин буян енгилизчә, хитайчә һөҗҗәтлик филимләрни ишләп тарқатмақта. Бу филимләр юқури сүпәттә ишләнгән болуп бурун уйғурлар һәққидә ишләнгән тәшвиқат филимлиридики қопаллиқ, бимәнлик вә ялиңачлиқтин сақлинишқа, зиядә сиясий вәз-нәсиһәтләрдин бәкрәк чин инсаний һес-туйғуларни қозғайдиған мәзмун вә сөз җүмлиләрни ишлитишкә күчигән.

Хитай ишлигән лагерлар һәққидики һөҗҗәтлик филимләрниң мәзмуниға қарайдиған болсақ хәлқимиз арисида көрүлгән бир қисим диний пикирләр, дин намида қилинған паалийәт, тарқалған чүшәнчә вә өзгиришләрниң омумиййүзлүк һадесидәк көрситилгәнлики көзгә челиқиду. Хитай бу тәшвиқатлар арқилиқ бири хитай хәлқигә уйғурларни техиму явайи, җаһил, явуз вә надан қилип көрсәтсә, йәнә бири дунядики исламдин үркүп кәткән милярдлиған көрүрмәнләргә уйғурларни ашқун динчи қилип көрситип вә шәйтанлаштуруп, өзини һәқлиқ көрситишкә, ақлашқа тиришқан.

Хитай ишлигән һөҗҗәтлик филимләрдә уйғурлар төвәндики җәһәтләрдә қара сүркәлмәктә, қалақлиқта әйипләнмәктә вә һәтта роһи кесәл сүпитидә тонулмақта. Биринчи, нахша, музика, уссул, рәссамлиқ, һәйкәлтарачлиқ қатарлиқларни өч көрүш. Иккинчи, ниқапланмиған қизларға бесим еғир, ата-анилар қизларға, әрләр аялларға мәҗбури җилбап кийдүрүш. Үчинчи, әрләрниң аялларни езиши, көп хотунлуқ болуп балиларни маарипсиз, аялларни һоқуқсиз қоюш. Төтинчи, аялларниң ишлишини, гирим қилишини, мустәқиллиқини чәкләш. Бәшинчи, қизларни кичик ятлиқ қилиш, никаһ әркинликигә чәк қоюш. Алтинчи, аялларни бала баққучи, малай вә туғут машиниси қатарида көрүш. Йәттинчи, пәрзәнтләрни “капир” болуп кетиду, дәп заманивий маарипни өч көрүш, сәккизинчи, уйғур өрп-адәтлирини бидәткә чиқириш. Тоққузинчи, шәриәтни тәрғип қилип әдилийәгә арилишиш.

Хитай бу һөҗҗәтлик филимләрни хитайчә ишләп енгилизчә хәтлик қилип тарқатқан болуп, һазир кәңри тарқитилмақта. Бәлким бундин кейин башқа тиллардиму тарқитиши мумкин. Әлвәттә, дуняда хитайниң сахтикарлиқиға қарши, униң залимлиқини билидиған кишиләрму аз әмәс, уйғурларниң бастуруш вә адаләтсизликкә учраватқанлиқиға һессидашлиқ қилидиғанларму көп, әмма шуни унутмаслиқ керәкки, һеч ким гунаһни пәқәт бирла тәрәпкә қоюп тәпәккур қилмайду. Боливатқан зулумни көзитиватқан инсанийәтбунчә зулумға немиләрниң сәвәп боливатқанлиқини билиштә биздинму немә өтүлгәнликини ойлашмай қалмайду.

Филимләрдики мәзмунларға қариғанда, хитай инсанийәткә ортақ қиммәт қарашларни қоғдиғучи сүпитидә билинишкә, өзини уйғур өрп-адити, сәнити вә мәдәнийитини сақлап қалғучи, аяллар һоқуқини тәшәббус қилғучи, ишсизлиқ, намратлиқ вә балиларниң маарипиға көңүл бөлгүчи вә илим-пәнни тәшәббус қилғучи сүпитидә көрситишкә урунған. Мәсилән, бир һөҗҗәтлик филимдә бир қиз өзиниң һаятини сөзләватқанда униң бурунқи сәһнә һаятини әкс-әткүзидиған рәсимләр екранда гәвдилиниду, андин униң той қилғандин кейин ериниң мәҗбурлиши билән җилбапқа пүркәнгән һалити көрситилиду. Қиз буни ериниң “динй әсәбийлики” гә мисал қилип көрситиду. Ениқки, бүни көргән көрүрмәнләр пүтүнләй биз тәрәптә туруп ойлиялмайду. Зурлуқ, зораванлиқниң ким вә қайсий чүшәнчә билән қилинсун, хаталиқи һәммигә аян.

Хитайниң тәшвиқатлирида немә дәватқанлиқини билиш һәқиқәтән моһим. Хитайниң екранда бизни қандақ көрситиватқанлиқи, қандақ қарилаватқанлиқи, бизни қандақ вастиләр билән пәнниң, сәнәтниң, мәдәнийәтниң, тәрәққиятниң әшәддий дүшминигә айландурушқа уруниватқанлиқини чүшинип, шуниңға қарши һәрикәткә өтүш биз муһаҗирәттә қилидиған моһим ишларниң бири. Шуңа биздә уйғур сәнитини намайән қилидиған органлар қурулиши, уйғурларниң өзгичә өрп-адәтлирини әкис әткүзидиған тиятерлар ойнилиши, уйғур әдәбиятини дуняға тонуштуридиған қошун тәшкил қилиниши керәк.

Хитай уйғурни қарилашта бизниң мусулманлиқимизни тутқа қилип һуҗумға өтти вә бизни “ашқун исламчилар” қилип көрсәтти. Һәтта хитай бигунаһ хәлқимизни қамиған җаза лагерлирини “11-синтәбир вәқәси” дин кейин қурулған “гуәнтанамо” ға охшатти вә дуняни ислам ашқунлиқиға қарши турушта өзидин өгинишкә чақирди. Мәнчә, биз дуняға уйғур мусулманлириниң миң йилдин бери давам қилип кәлгән өзгичә ислам мәдәнийити билдүрүш арқилиқ мусулманларниң тәрәққиятқа қарши әмәсликини, тәрәққиятни тәрғип қилидиғанлиқини, пәнгә, сәнәткә тәшналиқини, пәрқлиқ мәдәнийәтләр билән һәмдәм, һәмкар болуп яшиялайдиғанлиқини аян қилишимиз керәк. Чүнки бизниң мусулманлиқ тарихмиз бизни “12 муқам” ни иҗат қилиштин, 30 хилдин артуқ чалғуни кәшип қилиштин, әр-аяллар тәң иштирак қилидиған мәшрәп мәдәнийити бәрпа қилиштин, мукәммәл уссул мәдәнийити яритиштин вә һейт намизидин кейин әзан товлинидиған мунариниң үстидә нағра-сунай челип, мәсчитниң алдида уссул ойнаштин чәкләп қойған әмәс. Бизниң мусулманлиқимиз бизни дияримиздики буддсит муңғул, дағур вә шибәләр билән диний тоқунушқа сөрәп кирмигән. Бизниң мусулманлиқимиз дияримизға кәлгән шивитсийәлик хиристиян дәвәтчилирини қәтли қилған әмәс.

Хитай тәшвиқатлирида өзини уйғурларға тәрәққиятни тәрғип қиливатқандәк, инсанийәтниң ортақ қиммәт қарашлирини өгитиватқандәк, заманивийлиқни сиңдүриватқандәк, мәдәнийәтни қоғдаватқандәк көрүниватқан болса, биз өзимзниң аллиқачан тәрәққиятқа маслашқан, инсанийәтни сөйидиған, заманивийлиққа тәқәзза, өзимизгә тәәллуқ барлиқ мәдәнийәтни дуня билән ортақлишишини халайдиған милләт икәнликимизни намайән қилишимиз керәк. Шундақла қолимиздин келишичә сәнәт вә мәдәнийәт ғәзинимизни мудапийә қилип, варислиқ вә уни әслигә садиқ тәрәққий қилдурушқа сәпәрвәр болушимиз әвзәл.
(Әскәртиш: бу мақалидики көзқарашлар пәқәт апторғила хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду)
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.