Париж, лондун, берлиндиму бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.06.24
Париж, лондун, берлиндиму бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши намайиш өткүзүлди “хәлқара олимпик күни” мунасивити билән бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 23-июн, берлин, германийә.
RFA/Ekrem

23-Июн “хәлқара олимпик күни” мунасивити билән явропадики көплигән дөләтләрдә бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши намайиш өткүзүлди.

Д у қ ниң тәшәббуси билән “хәлқара олимпик күни” болған 6-айниң 23-күни көплигән дөләтләрдә 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға қарши намайиш өткүзүлди. Бу күни шиветсарийәниң лозан шәһридики хәлқара олимпик комитетиниң мәркизи бинаси алдида зор көләмлик намайиш өткүзүлгәндин ташқири, явропадики бирқисим чоң шәһәрләрдиму “ирқий қирғинчилиқ олимпикини байқут қилайли” дегән шуар астида намайишлар елип берилди.

“хәлқара олимпик күни” мунасивити билән бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 23-июн, берлин, германийә.

Франсийә уйғур бирлики тәшкилати тәминлигән учурларға қариғанда, 23-июн париждики мәшһур бастилийә мәйданида уйғурлар, тибәтликләр вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлири бирликтә хитайға қарши намайиш елип барған.

Мәзкур тәшкилатниң рәиси алим өмәр әпәнди зияритимизни қобул қилғанда, париждики бу намайишқа 10 дин артуқ тәшкилатниң әзалириниң иштирак қилғанлиқини тилға алди. Бу тәшкилатниң малийә мәсули сүһби әпәндиму париждики намайишқа уйғурлар вә тибәтләрни қоллайдиған йәрлик аһалиләрниңму қатнашқанлиқини әскәртти. Франсийә уйғур бирлики тәшкилатиниң қурғучи әзаси вә сабиқ рәиси әкбәр йүсүп әпәнди болса бу қетимқи намайишниң хитайға қарши ғәзәп--нәпрәткә толған бир намайиш болғанлиқини баян қилди.

“хәлқара олимпик күни” мунасивити билән бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 23-июн, лондон, әнглийә.

23-Июн әнгилийә пайтәхти лондун шәһридиму 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға қарши бирләшмә намайиш елип берилған. Д у қ лондун ишханисиниң мудири рәһимә мәхмут ханимниң билдүрүшичә, бу намайишқа уйғурлар, тибәтләр вә бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әзалири қатнишип, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини, уйғурлар үстидин йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқлирини қаттиқ әйиблигән.

Германийә пайтәхти берлин шәһридиму 23-июн бирләшмә намайиш болуп өткән. Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәнди бу һәқтә тохталғанда, берлиндики бу намайишниң наһайити тәсирлик, җанлиқ елип берилғанлиқини тәкитлиди.

“хәлқара олимпик күни” мунасивити билән бейҗиң олимпик мусабиқисигә қарши өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 23-июн, париж, фирансийә.

Д у қ рәһбәрлириниң билдүрүшичә, “хәлқара олимпик күни” болған 6-айниң 23-күни д у қ ниң тәшәббусиға бинаән дуняниң һәрқайси әллиридики 40 тин артуқ дөләттә бирла күндә 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға қарши бирләшмә намайиш уюштурулған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.