Хитайниң “қәрз тозиқи”ға тайинип оттура асия әллирини тизгинлиши
2022.11.16
Мутәхәссисләр хитайниң оттура асия әллиридики тәсириниң барғансери күчийишиниң уйғурлар үчүн пайдисизлиқини илгири сүрмәктә.
Таҗикистанниң хитайниң “қәрз тозиқи”ға чүшүп қелип, буниң бәдилини земин өтүнүп бериш вә вахан коридорида хитайниң әскирий база қурушиға йол қоюш билән өтигәнлики илгири мәтбуатларда көп тилға елинған иди. Тәтқиқатчилар оттура асиядики қазақистан, өзбекистан, түркмәнистан вә қирғизистан җумһурийәтлириниңму охшаш тәқдиргә йүзлиниватқанлиқини илгири сүрүшмәктә.
Һиндистандики әң чоң ақиллар амбири болған “көзәткүчиләр тәтқиқат фонди җәмийити” 10 - ноябир күни “хитайниң оттура асияға болған тәсир күчи күнсери йүксәлмәктә” намлиқ бир мақалә елан қилди. Мақалидә хитайниң “қәрз тозиқи”ға тайинип, оттура асия әллиридики тәсирини барғансери күчәйтиватқанлиқи, буниң уйғурлар үчүн зор дәриҗидә пайдисиз икәнлики баян қилинған.
“оттура асиядики тизгинләш күчиниң йүксилишигә әгишип, ши җинпиңниң зомигәрлик арзуси барғансери күчәймәктә” дегән җүмлә билән башланған мәзкур мақалидә мундақ баянларға орун бериду: “ши җинпиңниң һөкүмранлиқи астида хитай коммунистик партийәсиниң аз санлиқ милләтләргә тутуватқан позитсийәси барғансери қаттиқлашмақта, бу һал хәлқаралиқ тәшкилатларниң вә улар билән қоюқ алақиси болған дөләтләрдики кишиләрниң күчлүк қаршилиқини қозғиши мумкин, болупму оттура асияда. Шинҗаңдики мусулманлар ши җинпиңниң мустәбит һөкүмранлиқи астидики коммунистик партийәниң биринчи һуҗум нишаниға айлинип, еғир дәриҗидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә вә йүксәк назарәткә дуч кәлмәктә. Тарихи узун болған шинҗаңниң оттура асия әллири билән қоюқ вә чуңқур мәдәнийәт риштиси бар. Ши җинпиңниң һөкүмранлиқи астидики хитай һакимийитиниң райондики уйғурларға йүргүзиватқан зулумлири вә йәкләшлири, уларда мәркәздин айрилиш хаһишини һәм бөлгүнчилик идийәсини барғансери күчәйтмәктә.”
Мақалидә сабиқ советләр иттипақи парчиланғандин кейин, хитай һакимийитиниң уйғурлар вәтинигә қарита сәзгүрликиниң ешип кәткәнлики, хитайниң 1996 - йили қурулған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин уйғур дияриниң бихәтәрлики үчүн пайдилиниватқанлиқи, бу тәшкилатниң йәнә оттура асиядики уйғурларни чәкләш вә назарәт қилиш вәзиписиниму үстигә алғанлиқи изһар қилинған.
Уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алптекин әпәндиниң қаришичә, оттура асия җумһурийәтлири мустәқиллиқини қолиға алған 90 - йиллардин башлапла хитайниң тозиқиға чүшүшкә башлиған. Униң билдүришичә, оттура асия җумһурийәтлири хитайниң бесими сәвәблик өз дөлитидә яшаватқан уйғурларниң әркинликини боғушни һелиму давамлаштуриватқан болуп, бу хил бесимлар бикар қилинмиса, кәлгүсидә яман ақивәтләрни пәйда қилидикән.
Мақалидә 10 - айда б д т өткүзүлгән уйғурлар мәсилисини кишилик һоқуқ кеңишидә музакирә қилишқа аваз бериш йиғинида қазақистан вә өзбекистан хитайниң тәрипини тутуп биләт ташлаштин бирқанчә күн бурун, ши җинпиңниң бу икки дөләтни зиярәт қилип 4 милярд 100 милйон долларлиқ иқтисадий келишим имзалиғанлиқи тилға елинған. Мақалидә қазақистан, қирғизистан, түркмәнистан вә өзбекистан қатарлиқ түркий җумһурийәтләрниң немә үчүн хитайниң сизған сизиқидин чиқалмайдиған һалға келип қалғанлиқини хитайниң “қәрз тозиқи”ға бағлап тәһлил қиған.
Мақалидә баян қилишичә, қирғизистан 1994 - йили хитайдин 7 милйон 400 миң доллар қәрз алған болуп, 1998 - йили йәнә 1 милярд 470 милйон доллар қәрз алған. Өзбекистан 2005 - йили хитайдин 600 милйон доллар қәрз алған. 2009 - Йили хитай қазақистан нефтликигә 10 милярд доллар мәбләғ салған. 2011 - Йили түркмәнистан хитайдин 4 милярд 100 милйон доллар қәрз алған. Хитай йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға 10 милярд доллар пул ятқузуп, бу тәшкилатқа әза аҗиз дөләтләрниң пайдилиниши үчүн сәрп қилған.
Қазақистандики уйғур сиясий әрбаблиридин қәһриман ғоҗамбәрди әпәндиниң баян қилишичә, мана мушу пуллар, оттура асиядики қәрздар дөләтләрниң гелини боғуп, бойнини егип, хитай немә десә мақул болидиған вәзийәтни шәкилләндүрүп қойған. У сөзидә, қазақистанда бүгүнки күндә һәтта “уйғур ирқий қирғинчилиқи” дегән ибарини тилға елишниңму чәклинидиғанлиқини әскәртти.
Мақалидә мундақ баян қилиду: “2014 - йилидин буян ши җинпиңниң шинҗаң райониға қарита башқурушни күчәйтишигә әгишип, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиған бир йүрүш сиясәтләр әмәлийлишишкә башлиди, назарәт дәриҗиси күчәйди. Хитай коммунист һакимийити 1200 җаза лагерини қуруп чиқип уйғур, қазақ, өзбекләрни өз ичигә алған 1 милйондин артуқ инсанни қамиди. Бу инсанлар ромал артқан, сақал қойған дегәндәк әрзимәс җинайәтләр билән қариланди. Оттура асияда 300 миңдин артуқ уйғур яшайду. Шинҗаңда болса мутләқ көп санлиқ уйғурдин башқа, 1 милйон 810 миң 507 қазақ, 196 миң 320 қирғиз вә мәлум санда өзбекләр бар. Хитайниң хорлашлириға қарши чиққан аз санлиқ милләт паалийәтчилири түрмиләргә бәнт қилинди яки вәтинини тәрк әтти. Ши җинпиң өзиниң аз санлиқ милләтләргә йүргүзиватқан зулумлириға нисбәтән оттура асия әллиридики уларниң қериндашлирида қозғалған наразилиқларни ‛бир бәлвағ, бир йол‚ тәшәббуси астидики иқтисадий күчиниң тәсири вә оттура асия җумһурийәтлиригә салған мәбләғлириниң күчи билән үнүмлик һалда тизгинләш мәқсидигә йәтти. Оттура асия җумһурийәтлири техи өз юртидин қечип чиққан уйғур вә қазақларни тутуп, һәтта хитайға қайтуруп бәрди.”