Хитайниң әқлий мүлүк оғрилиқидин “хитай-оттура асия дөләтлири әқлий мүлүк һәмкарлиқ мунбири” ниң келәчикигә бир нәзәр
2023.07.28

Йеқиндин буян хитайниң һәр қайси саһәләр бойичә оттура асия дөләтлири билән болған һәмкарлиқ алақилириниң күчәйтиватқанлиқи мәлум. Болупму хитай билән оттура асия дөләтлири рәһбәрлириниң бу йил майдики “шиән учришиши” дин кейин, хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулуши бойичә оттура асия дөләтлири билән болған иқтисадий һәмкарлиқи вә енергийә җәһәттики импорт миқдари һәссиләп ашқан.
Мана мушундақ бир вәзийәттә, хитайниң “өзара мәнпәәт йәткүзүш суписи бәрпа қилиш” вә “районлар ара ортақ тәрәққиятни илгири сүрүш” шоари астида үрүмчидә “хитай-оттура асия дөләтлири әқлий мүлүк һоқуқи һәмкарлиқ мунбири” йиғинини уюштуруши, диққәт қозғимақта.
Шәк-шүбһисизки, әқлий мүлүк һоқуқи ғәрбтики қанун арқилиқ идарә қилинидиған демократик әлләрдә интайин сәзгүр муамилә қилинидиған бир саһәдур. Һалбуки, йеқинқи 30 йилдин буян иқтисадий җәһәттин тезликтә тәрәққий қилип, дунядики иккинчи номурлуқ иқтисадий чоң гәвдигә айланған хитайниң түрлүк васитиләрни қоллинип, америка башчилиқидики ғәрб әллириниң юқири техника вә назук саһәләрдики әқлий мүлүклирини оғрилиғанлиқи, буниң нәтиҗисидә ғәрбниң әсирләр бойи бәдәл төләп қолға кәлтүргән пән-техника вә әқлий җәһәттики тәрәққият мевилиридин бәдәлсиз пайда алғанлиқи мәлум болмақта. Америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң 2020-йилидики доклатида көрситилишичә, хитайниң әқлий мүлүк җәһәттики оғрилиқ қилмишлири һәр йили америкаға 200 милярдтин 600 милярд америка доллириғичә иқтисадий зиян елип кәлгән. Шу сәвәбтинму америка һөкүмити йеқиндин буян хитайға қарита түрлүк иқтисадий җаза тәдбирлирини елишқа башлиған иди.
Америка башчилиқидики ғәрб әллириниң йеқиндин буян хитайниң әқлий мүлүк саһәсидики оғрилиқи вә бу җәһәттики түрлүк хирислириға қарита сәзгүрлүкини күнсайин ашуруши, буниң алдини елиш үчүн хитайға қарита түрлүк чәклимиләрни қоюши сәвәблик, хитай өзиниң бу җәһәттики нишанини әтраптики қошна әлләргә, болупму иқтисадий җәһәттин зор дәриҗидә хитайға беқинип қалған оттура асия дөләтлиригә йөткәватқанлиқи мәлум.
Қазақистандики сиясий анализчи қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, хитай һөкүмити нөвәттә үрүмчидә уюштурған “хитай-оттура асия дөләтлири әқлий мүлүк һәмкарлиқ мунбири” гә қарита өз қарашлирини оттуриға қойди. У, әқлий мүлүк һоқуқиниң иқтисад пүткүл тәрәққиятниң ачқучиға айланған бүгүнки күндә интайин муһим бир мәсилә икәнликини; һәрқандақ бир әл вә хәлқниң тарихтин буян өзлири бәрпа қилған әқлий мүлүклирини қоғдиялмиғанда, еғир бәдәлләрни төләйдиғанлиқини билдүрди. У йәнә хитайниң йиллардин буян очуқ-ашкара шәкилдики алдаш яки зорлап сетивелиш арқилиқ нурғун дөләтләрниң әқлий мүлүклиригә игә болувалғанлиқи, болупму оттура асия дөләтлириниң бу җәһәттә сәзгүр болуши лазимлиқини тәкитлиди.
Хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 24-июлдики хәвиридин мәлум болушичә, шу күни үрүмчи шәһиридә башланған “хитай-оттура асия дөләтлири әқлий мүлүк һәмкарлиқ мунбири” дә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси әркин тунияз “әқлий мүлүк һәмкарлиқи” ниң хитай компартийәсиниң баш секритари ши җинпиң тәкитлигән муһим мәсилә икәнликини әскәртип өткән. У йәнә “әқлий мүлүк һәмкарлиқи” мәсилисиниң районлар ара “юқири сүпәтлик тәрәққият” ни алға сүридиған муһим амил икәнликини алаһидә тилға алған. У, әқлий мүлүк һәмкарлиқиниң хитай билән оттура асия дөләтлири оттурисидики иқтисадий вә мәдәнийәт алақилирини қоюқлаштурушқа муһим рол ойнайдиған амилларниң бири икәнликини билдүргән. Мәзкур мунбәргә тәклип қилинған оттура асия дөләтлириниң әқлий мүлүк һоқуқи саһәсидики юқири дәриҗилик әмәлдарлириму бу җәһәттә икки тәрәп оттурисида һәмкарлиқни күчәйтишни арзу қилидиғанлиқини билдүрүшкән.
Оттура асия вә уйғур тәтқиқати билән шуғуллинидиған мутәхәссис һенри шаҗивески (Henryk Szadziewski) әпәнди бу һәқтә һавайдин радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилди. У, мундақ деди: “адәмни һәйран қалдуридиған йери шуки, хитай хәлқарада аллиқачан өлчәмләшкән әқлий мүлүк һоқуқлириға өзи бузғунчилиқ қилип, әмдиликтә өз алдиға йеңи бир өлчәм турғузмақчи вә уни йолға қоймақчи болуватиду. У өзиниң бу өлчимини алди билән оттура асия дөләтлиригә таңмақчи болуватиду. Шундақла хитай бу арқилиқ, уйғурларни өз ичигә алған оттура асиядики түркий тиллиқ хәлқләргә мәнсуп болған маддий, мәниви вә әқлий байлиқларни сүмүрүп елип, уларни өзиниң әқлий мүлкигә айландурушқа, бу байлиқларниң әқлий мүлүк һоқуқини өзиниң қиливелишқа урунуватиду. Андин хитай уларни өзиниң әқлий мүлүк мираслириниң бир қисми сүпитидә қайта пишшиқлап ишләпчиқирип, оттура асия базириға салмақчи, шундақла икки районниң қоюқ мунасивитини һәмдә районлар ара тәрәққият моделини намаян қилмақчи болуватиду.”
Мәлум болғинидәк, әқлий мүлүк һоқуқи бир хил шәкилсиз мүлүк һоқуқи болуп, у әқлий иҗадийәт әмгикиниң қоғдилиш һоқуқини көрситиду. Әқлий мүлүк һоқуқи негизидин ейтқанда, әқлий әмгәкчиләр қанун бойичә бәһримән болидиған һоқуқтур. Униң обйекти әқлий мувәппәқийәтләрниң яки билим мәһсулатлириниң тәвәлик һоқуқини қоғдаштур.
Ваһаләнки, уйғур ирқий қирғинчилиқи вә хитайдики башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири түпәйлидин ғәрб дунясиниң юқири пән-техника, җүмлидин өзәк саһәсидики җазалириға дуч келиватқан хитай һөкүмити, өзиниң әқлий мүлүк саһәсидики талан-тараҗ нишанини оттура асия дөләтлиригә қаратмақта. Хитайниң оттура асия җумһурийәтлири билән “әқлий мүлүк һәмкарлиқи” бойичә иш бирлики қурушқа урунуши, хитайниң нөвәттә ғәрбкә созулған “бир бәлбағ бир йол” қурулушиниң мувәппәқийәтлик елип берилишиға зор әһмийәт бериватқанлиқини көрситип бәрмәктә.
Һенри шаҗивески әпәнди зияритимиз давамида, әқлий мүлүк һоқуқиниң һәрқандақ бир җәмийәтниң иқтисадий тәрәққияти, пән-техника тәрәққияти вә мәдәнийитиниң гүллинишини илгири сүрүштә муһим рол ойнайдиғанлиқини тәкитләп өтти. Әмма у толиму әпсуслуқ ичидә, “хитай-оттура асия дөләтлири әқлий мүлүк һоқуқи һәмкарлиқ мунбири” ниң уйғур дияридики уйғурларни асас қилған түркий тиллиқ хәлқләрни җәмийәтниң асасий еқимидин техиму чәттә қойидиғанлиқи, уларни иқтисадий тәрәққият чәмбирикиниң четидә қалдуридиғанлиқини тәкитләп өтти:
“омумән қилип ейтқанда, бизниң көрүватқинимиз назук бир район. Чүнки хитай территорийәсидә уйғур вә башқа түркий хәлқлириниң өзлириниң әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш иқтидари йоқ. Шуңа хитай уларға тәвә болған әқлий мирасларға вә байлиқларға өзиниң әқлий мүлүк тамғисини бесип, уларни оттура асия дөләтлиригә експорт қилишни ойлайду. Йәнә бир нуқтидин елип ейтқанда, бу әлвәттә хитайниң оттура асиядики иқтисадий тәсирини йәниму күчәйтишкә пайдилиқ. Әксичә, уйғурлар өзлириниң әқлий мүлүклиригә болған игидарчилиқ һоқуқидин мәһрум қалиду, шундақла уларниң һәр қайси җәһәтләрдики орни техиму аҗизлишип кетиду, дәп ойлаймән.”
Хитайниң әқлий мүлүк җәһәттики оғрилиқ қилмишлириниң америка вә башқа ғәрб әллиригә елип кәлгән иқтисадий зиянлирини көздә тутқанда, бу қетимлиқ “хитай-оттура асия дөләтлири әқлий мүлүк һәмкарлиқ мунбири” дин кейин, хитайниң бу саһәдә йәнә қандақ оюнларни ойнайдиғанлиқи, җүмлидин уйғур райони билән оттура асиядики түркий хәлқләрниң әқлий мүлүк һоқуқиға қандақ зиянларни салидиғанлиқи, көзәткүчиләрниң диққәт нуқтисида турмақта.