Хитай-пакистан мунасивитидики давалғушлар вә пакистандики уйғурлар (1)
2024.12.06
Йеқиндин буян хитай билән пакистан арисидики сүркилишләр вә хитайниң пакистандики “бир бәлбағ бир йол” қурулушидики һәмкарлиқниң бузулуватқанлиқи һәққидики хәвәрләр барғанчә көпәймәктә.
27-Ноябир, австралийәниң сидней шәһиридики лови институтиниң, асийә дөләтлири вәзийитини тәтқиқ қилидиған “тәрҗиман” (Interpreter) торида “пакистан билән хитайниң дипломатик мунасивити пәскойға чүшүватиду” намлиқ хәвәр елан қилинған болуп, униңда хитайниң дости дәп тәриплиниватқан пакистан билән хитай арисидики сүркилишниң барғанчә күчийишигә сәвәб болған амиллар тәһлил қилинған. Хәвәрдә дейилишичә, пакистандики балучистан қораллиқ күчлири хитайниң шу җайдики “бир бәлбағ, бир йол” қурулушиға мәбләғ салған хитай ширкәтлиридә ишләватқан хитай пуқралириға үзлүксиз һуҗум қилип кәлгән. Шуниң билән пакистан билән хитайниң мунасивити йириклишип, нәччә милярд долларлиқ ул әслиһә түри болған “хитай-пакистан иқтисад каридори” қурулуши астилап қалған.
Түркийә һаҗәттәпә университети дотсенти, доктор әркин әкрәм әпәндиниң билдүрүшичә, хитай билән пакистанниң йиллардин буян давам қилип келиватқан йеқин мунасивити нөвәттә хәвпкә йүзлиниватқан болуп, әгәр пакистан һөкүмити балучистан қатарлиқ районларда күнсери күчийиватқан хитай пуқралириға қарши террорлуқ һәрикәтлирини тизгинлийәлмисә, хитай билән пакистан оттурисидики иқтисадий һәмкарлиқ түрлири тохтап қелиши мумкин икән.
Һалбуки пакистандики уйғур паалийәтчилиридин өмәр уйғур әпәндиниң билдүрүшичә, нөвәттә пакистандики хитай мәбләғ салған ул әслиһә қурулушида ишләватқан хитай пуқралири 2 милйонға йәткән болуп, пакистан иқтисади начарлишиватқан нөвәттики вәзийәттә, пакистан-хитай һәмкарлиқидики бу қурулуш түрлирини һөддигә еливалған хитай ширкәтлириниң мәхсус хитай пуқралирини йөткәп келип ишлитиши, балучистанни мәркәз қилған районларда зор наразилиқ қозғиған. Нәтиҗидә хитай инженерлири вә ишчилириға болған һуҗумлар барғанчә көпийип, пакистандики хитай пуқралири пакистан сақчилири қоғдимиса бималал сиртларға чиқалмайдиған вәзийәт шәкилләнгән.
“америка авази” радийосиниң бу һәқтики анализида дейилишичә, пакистан һөкүмити хитайниң пакистанда “бирләшмә бихәтәрлик органлири” қуруш вә хитай бихәтәрлик хадимлириниң хәвпсизликини бирликтә қоғдаш тәклипигә қарши чиққан болуп, буму пакистан билән хитай мунасивитини йирикләштүрүп қойған.
Хоңкоңдики асия тәтқиқат мәркизиниң муавин мудири доктор ғулам әли 15-ноябир “америка авази” ниң зияритини қобул қилғанда, пакистанниң хитайниң пакистандики сода мәнпәәтини қоғдаш үчүн алаһидә күч чиқарғанлиқи вә зор иқтисадий бәдәл төләватқанлиқини билдүрүп, “пакистан муқимсизлиқ вә террорлуқ һәрикәтлириниң күчийишигә дуч кәлди. Болупму пакистандики хитай пуқралири һуҗум нишани қилинди. Пакистан армийәси хитай ишчилириниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн 15000 дин артуқ әскәр орунлаштурған болсиму, мәсилә һәл болмиди. Пакистандики баҗ тапшурғучилар зор бәдәл төләватиду” дегән.
Пакистандики уйғур паалийәтчи өмәр уйғур әпәнди, пакистан таратқулирида бу һәқтә берилгән хәвәрләрни нәқил елип, пакистан һөкүмити хитай пуқралирини қоғдашта зор бесимға дуч келиватқан нөвәттики вәзийәттә, хитай һөкүмитиниң өз пуқралириниң бихәтәрликини қоғдаш намида пакистанға 100 миң хитай әскирини киргүзүш тәлипиниң пакистан һөкүмити тәрипидин рәт қилиниши, икки дөләт оттурисидики мунасивәтниң яманлишишиға сәвәб болуватқанлиқини билдүрди.
Доктор әркин әкрәм әпәндиниң билдүрүшичә, нөвәттә пакистан-хитай мунасивитиниң начарлишишқа йүзлиниши, хитайниң “бир бәлбағ, бир йол” иқтисадий һәмкарлиқ қурулуши дуч келиватқан йәнә бир зор оңушсизлиқ һесаблинидикән.
“хитай-пакистан иқтисад каридори” хитай рәиси ши җинпиң 10 йил илгири оттуриға қойған “бир бәлбағ вә бир йол” қурулушиниң муһим бир түри болуп, бу қурулуш сәвәбидин, пакистанда өлтүрүлгән хитай ишчиларниң сани бу йил 21 гә йәткән. 2024-Йил 3-ай вә 10-айниң 30-күни йүз бәргән аптомобилда өзини қошуп партлитиш һуҗумида йәнә 7 нәпәр хитай пуқрасиниң өлгәнлики хәвәр қилинғаниди.
Юқуридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр. Пирограммимизниң кейинки қисмида хитай-пакистан мунасивитидә пакистандики уйғурлар дуч келиватқан вәзийәт һәққидики баянларни аңлайсиләр.