Жорналист бертил линтнер: “ши җинпиңниң ‛бүйүк хитай‚ пилани аз санлиқ милләтләрни еритип түгитиш сияситидур”
2020.12.04
Шивитсийәлик язғучи вә журналист бертил линтенер(Bértil Lintner) 1953-йили шивитсийәдә туғулған. Бертил линтнер хитай, һиндистан, берма қатарлиқ асия дөләтләрниң иқтисадий әһвали, бу дөләтләр арисидики иқтисадий, сиясий вәдипломатик мунасивәтләр, болупму хитайниң ичкий вә ташқий сиясити һәққидики язмилири билән хәлқарада тонулған хитайшунас мутәхәсислиридин бири. Униң һазирға қәдәр нәшр қилдурған “ғәзәп: берманиң күриши” (1989), “берма қозғилиңи” (1994), “хитай-һиндистан уруши: соқулуш” (2018) қатарлиқ китаблири асия вәзийити тәтқиқатидики тәсири чоң болған китаблардин һисаблинидикән.
Йеқинда униң “асия вақти” гезитидә енгилиз тилида елан қилған “ши җинпиңниң ‛бүйүк хитай‚ пилани” намлиқ мақалисидә, хитай рәиси ши җинпиңниң аталмиш “хитай чүшини әмәлгә ашуруш” шоари билән хитай бесивалған зиминлардики уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләргә йүргүзүватқан “җоңхуа миллити бирликини әмәлгә ашуруш”, йәни хитайлаштуруш сияситиниң әмәлий иҗра қилиниш әһвали йорутуп берилгән.
Мәзкур мақалә елан қилинғандин кейин чәт әлләрдики хитай вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан анализчиларниң диққитини қозғиди.
Дуня уйғур қурултийиниң хитай ишлири мудири, хитай вәзийити анализчиси елшат һәсән әпәнди вә “бейҗиң баһари” жорлининиң баш муһәррири ху пиң әпәндиләр зияритимизни қобул қилип, мәзкур мақалә вә хитай һөкүмитиниң уйғур, тибәт қатарлиқ хәлқләргә йүргүзгән сиясити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
Аптор бертил линтнер мақалисидә алди билән ши җинпиңниң хитайлаштуруш сияситини әмәлгә ашуруш үчүн уйғурлар земинида бәрпа қилинған “кәспий тәрбийиләш мәркләзлири” намидики лагерлар һәққидә тохталған. У мундақ дәп язған: “хитай һөкүмитиниң сөзи билән ейтқанда, буларниң һәммиси хитай рәиси ши җинпиңниң аз санлиқ милләт районлиридики ‛намратлиқни түгитиш‚ һәрикитиниң бир қисми. Буларни қуруштики мәқсәт йәрлик кишиләргә йеңи кәспий маһарәтләрни өгитип, уларниң киримини ашуруш вә турмушини яхшилаш имканийитигә игә қилиш икән”
Аптор бертил линтенер бу хил лагерларниң уйғур районида қурулуп синақ қилинғандин кейин, нөвәттә тибәтләр райониға кеңәйтишкә башлиғанлиқи вә бу лагерларни қуруштики мәқсәтниң бу хәлқләрни өзгәртиш икәнликини илгири сүргән.
У хитай һөкүмитиниң лагерларни тәсис қилиштики мәқсиди һәққидә тохтилип, мундақ дәп язған: “шинҗаңниң ғәрбидә тәсис қилинған мусулман уйғурлар қамалған лагерларниң даңқи чиққандин кейин, бу хил ‛кәспий тәрбийәләш программиси‚ йеқинда тибәткә кеңәйтилди. Әмма хитайниң тибәт вә шинҗаңдики рәсмий сияситидин аян болушичә, уларниң буларни қуруштики мәқсити аз санлиқ милләт районлиридики ‛йеза ешинча әмгәк күчлири‚ ни тәрбийәләшла болуп қалмастин, бәлки бейҗиң бу хәлқләрни ‛қалақ‚ дәп һес қилғанлиқи үчүн тәсис қилинған икән. Қаттиқ һәрбий усулдики башқуруш йолға қоюлған бу хил аталмиш ‛кәспи тәрбийиләш‚ ниң мәқсити бу җайға йиғивелинған тутқунларниң диний әсәбийликини түгитиш, уларниң хитай тили иқтидарини ашуруш, хитай қанунини өгитиш икән.”
Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, жорналист бертил линтенерниң бу мақалисидә оттуриға қоюлған юқириқи қарашлар гәрчә кечикип дейилгән болсиму, әмма униңда хитай һөкүмитиниң уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрни йоқитиштәк сиясий мәқсити пакитлар арқилиқ йорутуп берилгән икән.
Аптор мақалисидә уйғур районидики лагерларниң ши җинпиңниң “бир хитай” қуруш пилани, йәни хитай миллитини асас қилған “миллий дөләт” қуруш сияситиниң нәтиҗиси икәнликини, буниң хитайниң ғәрбидики уйғур аптоном районида радикал вастиләр арқилиқ елип синақ қилиниватқанлиқини оттуриға қойған.
У мақалисидә бу һәқтики материяллардин нәқил кәлтүрүп, мундақ баянларни бәргән: “рәсмий санлиқ мәлуматларға қариғанда, хитайда тәхминән 12 милйондин артуқ уйғур бар, улар ‛шинҗаң уйғур аптоном райони‚ омумий нопусиниң тәхминән йеримини тәшкил қилиду. Тәхминән 6 милйон моңғул ичикий моңғул аптоном районида, 6 милйон 500 миң тибәт тибәт аптоном райони, чиңхәй, йүннән, сичүән вә гәнсу қатарлиқ өлкиләрдә яшайду. Ши җинпиң нөвәттә уйғур, тибәт қатарлиқ хитай болмиған милләтләр районида аталмиш ‛тәрбийәләш мәркәзлири‚ ни қуруп, бу районлардики хәлқләрни ‛намратлиқтин қутулдуруш‚ һәрикити елип бериватиду. Әмәлийәттә ши җинпиң хитай дөлитини хитай тиллиқ ‛бир милләтлик дөләт‚ кә айландурушни мәқсәт қилмақта. Хитайдики 1 милярд 400 милйон нопусниң 92 пирсәнтини хитайлар тәшкил қилиду. Һазир ши җинпиң һөкүмити ‛җоңхуа миллити‚ дәп аталған “пан-хитай кимлики‚ ни тәшвиқ қилмақта. Һалбуки, мандарин тили, йәни илгири ‛путуңхуа‚ дәп аталған бу тил һазир “гойү”, йәни ‛дөләт тили‚ ға айланди.”
Хитай вәзийәт анализчилиридин америкадики “бейҗиң баһари” жорлининиң баш муһәрри ху пиң әпәндиму жорналист бертил линтнерниң мақалиси һәққидә өз қаришини оттуриға қойди.
Ху пиң әпәндиниң қаришичә, мәзкур мақалидә оттуриға қоюлғандәк, хитай коммунист һөкүмити қурулған 1949-йилдин башлапла, уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ бесивелинған земинлардики хәлқләргә қарита хитайлаштуруш сияситини йүргүзүп кәлгән. Әмма мақалидә оттуриға қоюлғандәк, ши җинпиң дәвригә кәлгәндә хитай компартийәси мавзидоң дәвридин буян тәшвиқ қилинип келиватқан‛хитай көп милләтлик дөләт, 56 милләтниң һәммисиниң өзигә хас мәдәнийити һөрмәт қилиниду‚ дегән тәшвиқатини чөрүп ташлиған. Улар хитай дөлитиниң парчилинишиниң алдини елиш үчүн ‛җоңхуа миллити бирлик еңи‚ намидики чоң хитайчилиқ тәшвиқатини күчәйткән. Болупму земини бесивелинған уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ қатарлиқ хәлқләргә қарита пүтүнләй хитайлаштуруш сияситини қоллинип, бир милләтлик, йәни ‛пан-хитай миллий дөлити‚ бәрпа қилиш чүшини әмәлгә ашурмақчи болған.
Аптор бертил линтнер мақалисидә йәнә ши җинпиң башчилиқидики хитай коммунист һөкүмитиниң нөвәттә уйғур районида йүргүзүватқан йәрлик хәлқләрниң тил-мәдәнийити, өрп-адити, диний етиқадини йоқитип, уларни пүтүнләй хитайлаштуруш сияситини әмдиликтә тибәт, моңғул, кориян, җуаңзу, йизу қатарлиқ хитай болмиған башқа милләтләргиму көчүрүп иштилишкә башлиғанлиқи илгири сүрүлгән.
У мундақ дәйду: “кәспий лагерларда уйғурлар гунаһкар болуватиду, улар хитайниң қәмәрийә йеңи йилини тәбрикләшкә мәҗбурлиниватиду, улар ислам дини етиқадиға қарши һалда чошқа гөши йейишкә вә һарақ ичишкә мәҗбурланмақта.
Һазир бейҗиңниң диққити көпинчә буддист тибәтләргә қаритилди. Униң сияситидә тибәтләр чоқум хитай чоң аилисиниң бир қисми болуши керәк; тибәтләр чиңхәй-тибәт егизликидики әнәниви йерим көчмән чарвичилиқ турмуш усулини өзгәртиши керәк. Рәсмий һөҗҗәтләргә қариғанда, лагерлардики тибәт ‛тутқун ишчилири‚ өзлириниң ‛қалақлиқи‚ ни ислаһ қилишқа вә өз алдиға айрим миллий салаһийәткә игә болуш уқумидин ваз кечишкә мәҗбур болған. Һазир бу сиясәтниң бир қисми сүпитидә райондики ‛қош тил маарипи‚ ниң орнини пәқәтла ‛гойү‚, йәни ‛дөләт тили‚ да оқутулидиған мәктәпләр игилимәктә.”
Илшат һәсән әпәнди йәнә бертил линтнергә охшаш чәт әллик анализчилар вә уйғуршунас алимларниң ши җинпиң рәһбәрликидики хитай компартийәсиниң “пан-хитай миллий дөлити” қуруштәк фашизимлиқ сияситини дуняға тонутуши, муһим әһмийәткә игә, деди.