Моңғул тәтқиқатчи яң хәййиң :“ хитай һөкүмити йүргүзүватқан миллий ассимилятсийәни хитай пуқралириму астирттин қоллайду”
2023.09.25

Йеқинда әнглийә “иқтисадшунас” тори “хитай бир дөләт кимлики яритишни илгири сүрмәктә” намлиқ бир мақалә елан қилған болуп, униңда хитайниң ички моңғулдики ассимилятсийә сиясити, шундақла моңғулларни пүтүнләй хитайлаштурушниң ахирқи нишан икәнлики тоғрисидики көз қарашлар асаслиқ тема қилинған.
Японийәдики шизиока университети ( Shizuoka University) ниң инсаншунаслиқ вә иҗтимаий пәнләр факултетиниң пирофессори, моңғул тәтқиқатчи, моңғул тарихи бойичә мутәхәссис яң хәййиң әпәнди бу мақалигә җиддий инкас қайтурди. У радийомизниң зияритини қобул қилип, хитайниң ички моңғулдики моңғулларға йүргүзүватқан ассимилятсийә сияситиниң әмәлийәттә бир мәдәнийәт қирғинчилиқи икәнликини оттуриға қойди һәмдә буниңға қәтий қарши турушқа чақирип мундақ деди:
“ һазир хитай йүргүзүватқан миллий сиясәт ялғуз шинҗаң йәни шәрқий түркистанғила йүргүзүлүватқини йоқ. Хитай мушу 9-айдин башлап ички моңғулда пүтүн иҗтимаий пән вә тәбиий пән дәрсликлирини моңғул тилида өтүшни тохтатти. Мана буниң өзи мәдәнийәт қирғинчилиқи һесаблиниду . Хитай һазир бирләшкән дөләтләр тәшкилати, шундақла өзлириниң миллий сиясити вә асасий қанунлирида ениқ бәлгиләнгән ‛һәр бир милләтниң өз тилида оқуш вә мәдәнийәт қобул қилиш һоқуқиға капаләтлик қилиниду‚ дегәнләрниң һәммисини бир чәткә қайрип қойди. Әксичә, хитай һөкүмити һазир хитай тилида оқутушниң нәқәдәр әвзәл икәнлики вә зор тәрәққиятлар елип келидиғанлиқини бар күчи билән тәшвиқ қиливатиду. Йәни, хитай шәрқий түркистан вә ички моңғулдики мәдәнийәт қирғинчилиқини ишқа ашурушта бу сиясәтлириниң һәммисини тәң елип бериливатиду. Тибәттиму йүз миңлиған вә милйонлиған балиларни лагерларға, аталмиш ятақлиқ мәктәпләргә елип кәткән иди. Бу балилар қайтип кәлгәндин кейин, ата-анилири билән тибәт тилида, ана тилида сөзлийәлмәйдиған һаләткә кәлди. Мана бу мәдәнийәт қирғинчилиқи болмай немә? биз буниңға қәтий қарши турушимиз керәк. ”
Дәрвәқә “иқтисадшунас” торида елан қилинған “хитай бир дөләт кимлики яритишни илгири сүрмәктә” намлиқ мақалидә, моңғул тилиниң хитайда йоқиливатқанлиқи, шундақла буниң һәргизму тәбиий йүз бәргән иш болмастин, бәлки 3 йил бурунла хитай мәркизий һөкүмити ички моңғулдики мәктәпләрдә бәзи дәрсләрниң хитайчә (путуңхуа, йәни ортақ тилида) өтүлүшини тәләп қилғанлиқи һәққидики мәлуматлар көрситилип өтүлгән. Мәзкур мақалидә, әйни чағда ички моңғулдики моңғул авам хәлқниң бу сиясәткә қарши қаршилиқ һәрикити қозғалғиниға пәрва қилмастин, хитайниң бир йилдин кейин қанун чиқирип, моңғул аптоном районида аз санлиқ милләт тилида (моңғул тилида) дәрс өтүшкә йол қоюш бәлгилимисини бикар қилғанлиқи тилға елинған.
Яң хәййиң әпәнди бу һәқтики сөһбәт җәрянида, хитайниң 10 йил давам қилған мәдәнийәт зор инқилаби мәзгилидики моңғулларни йоқитиш вә моңғулларға елип барған ассимилятсийә оюни һәққидиму тохтилип өтти. Шундақла уйғурлар һазир дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ, җүмлидин мәдәнийәт қирғинчилиқиниң әйни чағдики моңғулларниң бешиға кәлгән қисмәт билән пүтүнләй охшаш икәнликини тилға елип мундақ деди :
“1966-йилдин 1976-йилғичә болған он йиллиқ ‛мәдәнийәт инқилаби‚ мәзгилидә, хитай ички моңғулда ирқий қирғинчилиқ сияситини йолға қойди. У вақитта биздә бир йерим милйон моңғул бар иди. Улар 340 миң адәмни қолға алди. Униң ичидә кейин 110 миң киши мейип болуп қалди. Хитай һөкүмитиму 27 миң 900 адәмни өлтүргәнликини ашкара етирап қилди. Мениңчә, хитайниң өлтүргәнлири буниңдин көп. Мәсилән, хитайниң дегинидәк , 27 миң 900 адәм өлтүрүлгән дәп һесаблиған тәқдирдиму, уни бир йерим милйон нопус билән нисбәтләштүргәндә, һәр 50 адәм ичидә бир адәмниң өлтүрүлгәнликини көрүвалғили болиду. Бәлки, 1971-йилиниң алди кәйни болуши мумкин. Һелиһәм ениқ есимдә туруптики, отлақтики һәр бир моңғул аилисидә ата, әр киши йоқ дейәрлик болуп, пәқәт аяллар вә балиларла бар иди. Аилимиздиму шундақ болған. Шуңлашқа, әйни чағдики ички моңғулда йүз бәргән ишлар һазир шинҗаңдики йәни, шәрқий түркистанда йүз бериватқан ишларға наһайити охшайду. Чүнки, шәрқий түркистандиму һазир барлиқ әрләр дегүдәк лагерларға елип кетилди. Хитай һөкүмити шуниңдин кейин, буниң билән тәң хитай муһәббитини уйғурларниң аилисигә сиңдүрүшкә башлиди. Мана мушуниңдәк әһваллар биз билән пүтүнләй охшаш. Мана булар өткән он йилда ички моңғулдики мәдәнийәт инқилабида елип берилған ирқий қирғинчилиқ сияситиниң нәтиҗисидур. ”
Илгирики хәвәрлиримиздин мәлум болғинидәк, хитай һөкүмити 20 йилдин буян уйғур елидә қош тиллиқ маарип сияситини йолға қуюп, уйғур тилидики маарипни пүтүнләй әмәлдин қалдурди; ички моңғулдики маарипни хитайчилаштурғандәк, уйғур ана тили маарипиниң орниға хитай тиллиқ маарипни дәссәтти; мушундақ бир қатар сиясәтлири арқилиқ уйғур районини, җүмлидин ички моңғул, тибәт районини хитайлаштуруш, бир дөләт кимлики яритишни илгири сүрүп кәлди.
Түркийә һаҗәттәпә университети тарих пәнлири доктори, сиясий анализчи әркин әкрәм әпәнди хитайниң бир дөләт кимлики яритиш, улус дөләт қурушниң мәйданға келиш җәряни һәққидә изаһат бәрди.
У йәнә, “улус” дегән бу уқумниң хитайда башқа, хәлқарада башқа мәнидә қоллинилидиғанлиқини көрситип өтти.
Мәлум болғинидәк, уйғур елидә 2017-йилидин башлап уйғур тилиниң чәклиниши билән тәң, уйғур маарипи вә мәдәнийити хәтәр астида қалди. Мәзкур мақалидә көрситилгинидәк, моңғул тилиму йоқилиш хәвпигә дуч кәлгән болуп, хитай башқа милләтләрниң тилини йоқитиш арқилиқ бир дөләт кимлики яритиш, һәммә адәм хитайчә сөзләйдиған улус дөләт қуруш қәдимини тезләтмәктә икән.
Японийәдики моңғул тәтқиқатчи, моңғул тарихи бойичә мутәхәссис, профессор яң хәййиң әпәнди хитайниң өзиниң бир дөләт қуруш арзуси, хитайлаштуруш сияситини әмәлгә ашуруш үчүн мәйли уйғурларға яки моңғулларға болсун, буларға йүргүзүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқиниң иҗра қилинишида пүтүн хитай һөкүмитиниң , җүмлидин барлиқ хитай пуқралириниң күчи вә қоли барлиқини оттуриға қоюп мундақ деди:
“натсистларниң йәһудийларға йүргүзгән ирқий қирғинчилиқ сиясити буларға бир үлгә тикләп бәрди. Чүнки, әйни чағда натсистлар йәһудийларни қирғин қилғандиму уни ялғуз гитлер әмәс бәлки барлиқ германлар бирлишип қилған иди. Мәсилән, илгири ички моңғулдики қирғинчилиқниму мавзедуң өзи ялғуз әмәлгә ашураламти? һазир шәрқий түркистандики қирғинчилиқниму ши җинпиң өзи ялғуз әмәлгә ашураламду? бу йәрдики мәсилә, барлиқ хитайлар бу қирғинчилиқ сиясити үчүн ортақ күч чиқириватиду. Мәйли хитайниң тиләмчси яки сәрхиллири болсун, улар уйғурларни яқтурмайду. Уларни көрсә хош болмайду. Һалбуки, улар хитай һөкүмитигә маслишип, уйғурларни, моңғулларни вә башқа аз санлиқ милләтләрни йоқитишта ортақ йолда маңалайду вә һәр вақит бирлишәләйду. Әлвәттә, мән америкида яки хитайда уқумушлуқ, каллиси очуқ хитай зиялийлириниң барлиқини инкар қилмаймән. Әмма, шуни тәкитлимәкчимәнки, бу хитай зиялийлириниң һәммиси бу ирқий қирғинчилиқ сияситиниң мәсулийитини үстигә елиши керәк!”