Уйғур елида 2017-йилидин бери йерим милйондин артуқ адәм узун муддәтлик кесиветилгән

Мухбиримиз ирадә
2022.09.19
chen-quanguo-chen-chuengo-3.jpg Уйғур елиға тәйинлигән йеңи партком секретари чен чүәнго йиғинда сөздә.
weibo

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати уйғур елида йеқинқи бир қанчә йил ичидә тәхминән йерим милйондин артуқ адәмниң хитай сот мәһкимилири тәрипидин кесилип, түрмигә ташланғанлиқини ашкарилиған.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң 14-сентәбир күни елан қилған доклатида мунулар дейилгән:

“шинҗаң юқири хәлқ сот мәһкимисиниң статистикисиға қариғанда, 2017-йилдин 2018-йилғичә болған арилиқта җаза һөкүм қилинғанларниң омумий сани 232 миң 524 нәпәр. Бу рәқәм 2019-йили елан қилинғандин бери шинҗаң юқири хәлқ сот мәһкимиси йеңи рәсмий җаза һөкүмлиригә аит санлиқ мәлуматларни елан қилип бақмиғаниди. Әмма шинҗаң юқири хәлқ тәптиш мәһкимиси 2022-йили 2-айда елан қилған доклатида, 2017-йилдин башлап районда җәмий 540 миң 826 кишиниң сотланғанлиқини қәйт қилған. Хитайда сотланғанларниң кесилиш нисбитиниң 99 пирсәнттин юқири икәнликини нәзәрдә тутқанда, бу 540 миң 826 кишиниң һәммиси дегүдәк кесилгән болуши мумкин”.

2017-Йилидин буянқи қисқиғинә вақит ичидә сот һөкүми елан қилинған кишиниң өзила йерим милйондин артуқ болуши күчлүк диққәт қозғиди. Кишилик һоқуқ мутәхәссислири буниң халиғанчә тутқун вә адил болмиған сот тәртипидин дерәк беридиғанлиқини билдүрмәктә. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәтқиқатчиси мая ваң радийомизға қилған сөзидә бу кишиләрниң мутләқ көп қисминиң сотқа бармай туруп кесилгәнликини билдүрүп мундақ деди:

“қолимизда болған испатлар бизгә бу кишиләрниң мутләқ көп қисминиң адил бир сот тәртипи бойичә сотланмиғанлиқини көрситип бериду. Билгиниңиздәк, ‛уйғур шаһитлар архипи‚ (Xinjiang Victims Database) намлиқ тәшкилат қолға чүшүргән бир қисим испатлардиму қаттиқ зәрбә бериш мәзгилидә кишиләрниң нормал сот ечилиш, сотта адвокат тутуш, өзини ақлаш пурсити берилиш у яқта турсун, сотқа бармай туруп сиясий тәрбийәләш лагерлиридила кесилгәнликини ашкарилап бәргән иди. юқиридики рәқәмдин қариғандиму бу кишиләр адил вә нормал сот тәртипи бойичә сотланмиған, уларға өзини қоғдаш һоқуқи берилмигән”.

Доклатта йәнә юқиридики бу кесилгән йерим милйондин артуқ адәм йәни 540 миң 826 кишиниң мутләқ көп қисминиң һелиһәм түрмидә тутуп турулуватқанлиқи қәйт қилинған болуп, униңда мунулар көрситилгән:

“шинҗаң юқири хәлқ сот мәһкимисиниң һөкүмәтниң шинҗаңдики қаттиқ зәрбә бериш һәрикитиниң башланған мәзгилидики рәсмий статистикисиға қариғанда, районда узун муддәтлик қамақ җазаси берилгәнләрниң сани шиддәт билән ашқан. 2017-Йилдин илгири, җазаға һөкүм қилинғанларниң тәхминән %10.8 И бәш йилдин юқири муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинған. 2017-Йилидин кейин 5 йилдин юқири җазаға һөкүм қилинғанлар %87 ни игилиди. Буниңдин қариғанда юқиридики кесилгән кишиләрниң мутләқ көп қисми һелиһәм қамақта йетиватқан болуши мумкин”.

Униңда ейтилишичә, шинҗаң юқири хәлқ тәптиш мәһкимиси тәрипидин елан қилинған йиллиқ қолға елиш вә әйибләш санлиқ мәлуматлирида уйғур елидики қаттиқ зәрбә бериш һәрикити наһайити тәпсилий хатириләнгән болуп, 2014-йилидики бастурушлар башланғанда райондики йиллиқ қолға елиш вә әйибләш санлиқ мәлуматлири айрим-айрим һалда %96 вә %59 өрлигән. Бу санлиқ мәлуматлар болса 2017-йили уйғур елида бастуруш күчәйгәндин кейин шиддәт билән өрлигән. Шуниңдин кейин 2020- вә 2021-йилдики санлиқ мәлуматларниң өрләш нисбити бир хил болсиму, әмма улар йәнила юқири икән.

Мая ваң сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғур елидики бастуруш сиясәтлири давамида бунчә көп адәмгә сот һөкүми елан қилип кесиш арқилиқ өзиниң һәрикитини қанунлуқ көрситишкә урунған болуши мумкин, деди. У мундақ деди: “мәнчә хитай һөкүмити өзини қанун бойичә иш көрүватқандәк көрсәтмәкчи болған. Хитай һөкүмитиниң кишиләрни сот һөкүми билән кесиши хәлқара җәмийәттә әйибләшләр күчийиватқан бир шараитта қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини қанунлуқ қилип көрситиш һәрикитиниң бир парчиси болуши мумкин. Йәнә бир яқтин кишиләрни сотлаш вә кесиш 2017-йилиниң бешидила башланған болғачқа бу хитай һөкүмитиниң узун муддәтлик пилани болушиму мумкин”.

Мая ваң доклатта йәр алған сөзидә: “хитай һөкүмити бу адәмләрни рәсмий сотлаш арқилиқ җаза лагерлириға кәң көләмдә тутқун қилиш һәрикитини япмақчи болған болуши мумкин, бирақ бу һөкүмләрниң һәммиси хитайниң райондики уйғурлар вә башқа түркий милләтләргә қаритиватқан инсанийәткә қарши җинайәтлирини йәниму толуқлап испатлап бәрмәктә” дәп тәкитлигән.

Мәлум болушичә, кесилгән кишиләрниң нурғунлири хитай қанунлирида җинайәт дәп бекитилгән бирәр җинайәт өткүзмәй туруп кесилгән болуп, доклатта мундақ дейилгән:

“хитай компартийәси җинайи ишлар әдлийә системисиниң үч тармиқиниң һәммисини контрол қилип, адил сот қилиш һоқуқини кәң көләмдә рәт қилди. . . . Һөкүмәт даим сиясий делолардики гумандарларни барлиқ қоғдаштин мәһрум қилиду. Болупму сақчи, тәптиш вә әдлийә органлирини сиясий мәқсәткә йетиш үчүн һәмкарлишишқа йетәкләйдиған қаттиқ зәрбә бериш һәрикитидә техиму шундақ.”

Мая ваң әскәртип, хитай һөкүмитиниң бир қисим кишиләргә сот һөкүми бойичә қамақ җазасиға буйруши хәлқара җәмийәтни қаймуқтурмаслиқи, мәйли лагердикиләр болсун, мәйли кесилгәнләр болсун һәммисиниң қанунсиз тутуп турулуватқанлар икәнликини билиши керәк, деди. У мундақ деди:

“хитай һөкүмитиниң пүтүнләй қанунсиз болған лагерларни ечиши хәлқара җәмийәтниң күчлүк қаршилиқиға дуч кәлди. Нәтиҗидә хитай һөкүмити бир қисим кишиләрни лагердин чиқарди, бир қисимлирини мәҗбурий әмгәккә йөткиди, бир қисимлирини болса кәсти. Бу йәрдә хәтәрлик болғини, қамақ җазасиға буйрулғанларниң аталмиш қанун қалпиқи астида кесилгән болушиниң хәлқара җәмийәтниң бу кишиләрниң давасини қилишини астилитип қоюши мумкин. Кесилгәнләрниң аталмиш қанун бойичә кесилгән болуши хәлқара җәмийәтни хитайға бесим қилиштин тохтитип қоюши мумкинчилики бар. Шуңа хәлқара җәмийәт буниңға диққәт қилиши, мәйли бу кишиләр лагерларда болсун яки түрмидә кесилгәнләр болсун, ақивәттә һәммисиниң хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан инсанийәткә қарши җинайити түпәйлидин әркинликидин мәһрум қилинған кишиләр икәнликини унтуп қалмаслиқи керәк”.

Доклатта әскәртилгән муһим нуқта болса, юқирида тилға елинған йерим милйондин артуқ сотланған вә кесилгән адәм уйғур елида “қайта тәрбийәләш” нами астида лагерларға қамалған кишиләрни өз ичигә алмайдиған болуп, уйғур елидики қанунсиз тутқунниң қайси дәриҗидә кәң көләмлик икәнликини намаян қилип беридикән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хәлқара җәмийәтни дәрһал һәрикәткә өтүшкә, б д т кишилик алий комиссарлиқи елан қилған доклатниң һәрикәтләндүргүч күчини чиң тутушқа вә бу арқилиқ хитай һөкүмити вә униң әмәлдарлириниң җавабкарлиқини сүрүштүрүшни илгири сүрүшкә чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.