Д у қ: ши җинпиңниң доклати уйғурларниң бешиға келидиған техиму еғир зулумдин бешарәт бериду
2022.10.17
16-Өктәбир башланған хитай компартийәсиниң 20-қурултийи йиғинида ши җинпиң өткән 5 йиллиқ хизмәтлиридин доклат бәргән һәмдә кәлгүси сиясәтлириниң йөнилишини көрситип өткән. Бу йиғинда ши җинпиң хитай компартийәсиниң мутләқ үстүнлүкини қоғдап, “хитайчә заманивилишиш” ни әмәлгә ашуридиғанлиқини оттуриға қойған; идеологийә җәһәттә марксизмлиқ етиқадта чиң туруп, барлиқ динларни, җүмлидин “ислам динини хитайчилаштуруш” сияситини давамлаштуридиғанлиқини, “юқумни нөлгә чүшүрүш” сияситидин тәврәнмәйдиғанлиқини билдүргән;
Дуня уйғур қурултийи ши җинпиңниң доклатида тилға елинған “ислам динини хитайчилаштуруш” сиясити һәққидә тивиттер баянати йоллап, “ши җинпиң шәрқий түркистандики мәсчитләрни вәйран қилғанлиқини ақлап, бу райондики динниң чоқум хитайчилишиши керәкликини ейтти” дәп әйиблигән. Дуня уйғур қурултийи ши җинпиң қурултайда тәкитлигән сиясәтләрниң, җүмлидин юқумни нөлгә чүшүрүш вә динни хитайчилаштурушниң давамлишишиниң уйғурларниң етиқади, һаяти вә мал-мүлкиниң бунидин кейин техиму еғир зулумға учрайдиғанлиқидин бешарәт бәргәнликини көрсәтти.
Шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси, дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлиридин бири турғунҗан алавудун ши җинпиңниң буниңдин кейинму давамлаштуридиған бу сиясити һәққидә тохтилип: “хитайниң ислам динини хитайчилаштуруш сиясити уйғурларниң ислам етиқадини йоқитишни мәқсәт қилған. Әмма хитай һөкүмити уйғурлар миң йиллардин буян йилтиз тартқан бу етиқадини ундақ асан йоқиталмайду” деди.
Ши җинпиң бу қурултайда бәргән доклатида “юқумни нөлгә чүшүрүш” сияситини қәтий иҗра қилидиғанлиқини билдүргән.
Америкадики кишилики һоқуқ адвокати тең бяв әпәнди хитай һөкүмитиниң бу сиясәтни баһанә қилип, уйғурларға давамлиқ ирқий қирғинчилиқ йүргүзүши мумкинликини билдүрүп мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң юқумни нөлгә чүшүрүш сиясити әсәбийлик дәриҗисигә йәтти. Бу сиясәтниң балайи-апити, хәлқниң һаяти вә сағламлиқиға салған зийини юқумниң зийинидин ешип кәтти. Хитай, юқумни нөлгә чүшүрүш сияситини иҗра қилған бирдинбир дөләт. Шинҗаңдиму нурғун кишиләрниң өйигә яки мәһәллисигә солинип қалғанлиқини, сиртқа чиқип йегүдәк бир нәрсә елип кирәлмәйватқанлиқини көрүватимиз. Нурғун адәмләр ач қалди, бәзилири өйигә чечилған ‛дезинфексийә дориси‚дин зәһәрлинип өлди. Буларниң һәммиси қорқунчлуқ җинайәт. Демәк, шинҗаңдики ‛юқумни нөлгә чүшүрүш сиясити‚ әмәлийәттә хитай елип бериватқан ирқий қирғинчилиқиниң бир қисмиға айланди”.
Хитай компартийәси 20-қурултийи 16-өктәбир күни башланған болуп, йиғинниң ечилиш мурасимидин илгири партийә вәкиллирини сөзлитиш ахбарат йиғинида қурултай вәкили, қәшқәр университетиниң муавин мудири зулһаят исмаил “шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң тәң баравәр вә бәхтлик яшаватқанлиқи” ни тәшвиқ қилған.
У сөзидә, йеқинда өзиниң хитай тәтқиқатчиси салаһийити билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдики йиғиниға қатнишип кәлгәнликини, йиғинда “шинҗаңниң өткән 10 йилда тәрәққий қилип, киши бешиға тоғра келидиған киримниң һәссиләп ашқанлиқи вә һәр милләт хәлқиниң тинч, муқим, параван турмушқа еришкәнлики” ни баян қилғанлиқини тәшвиқ қилған. Униңдин кейин, сөзиниң растлиқини испатлаш үчүн “кәспий мәктәп” тә оқуған бир уйғур қизни мисал кәлтүрүп, “уйғурларниң маарип, иқтисад җәһәттә гүлләнгәнлики” һәққидә давраң салған. Андин хитайни һаяҗан билән махтап, “мәркәзниң шинҗаңни бир бәлвағ бир йолниң түгүни, чәт әлгә ечилған сода дәрвазиси қилғанлиқи, шинҗаңниң кәлгүси тәрәққиятиға чәксиз ишинидиғанлиқи” ни билдүргән.
Тең бяв әпәнди хитай һөкүмитиниң партийәгә садиқ зулһаят исмаилдәк уйғурларға нуқтилиқ вәзипә берип, уларни тәшвиқат үчүн ишлитидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “хитай һөкүмити әлвәттә мушундақ усуллар билән өзиниң шинҗаңда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши зораванлиқлирини йошуриду. Йәни өзиниң ишәнчлик адәмлири вә әмәлдарлирини ишқа селип, көз боямчилиқ қилиду. Илгири б д т кишилик һоқуқ алий комиссари қәшқәргә барғандиму уни мәхсус мушундақ адәмләр билән көрүштүргән, униңдин илгириму уйғурларни уссулға селиш арқилиқ меһман күтүвелип, ақ-қарини астин-үстүн қилған. Шу арқилиқ хәлқара җәмийәткә ‛шинҗаңда һәммә ишлар яхши‚ қилип көрсәтмәкчи болған”.
Турғунҗан алавудун әпәнди зулһаят исмаилниң җәнвәдиму хитайға вәкиллик қилип ялған тәшвиқат елип барғанлиқини, әмма нурғун дөләтләрниң униңға ишәнмигәнликини, бәзи дөләтләрниң униңға ишәнгәндәк көрүнүп хитайдин мәнпәәт күткәнликини әсләп өтти.