20-Қурултайда “хитай чүши” ни әмәлгә ашуридиған “ши җинпиң гуруһи” шәкилләнгән
2022.10.27

20-Қурултайда ши җинпиң гуруһиниң адәмлири хитай коммунист һакимийитиниң бешиға чиққан болуп, мәркизий комитет сиясий бйоросиниң даимий һәйәт әзалири болуп “сайланған” ли чяң, җав леҗи, ваң хуниң, сәй чи, диң шөшяң, ли ши қатарлиқларниң һәммиси ши җинпиңниң йеқинлири икән.
“америка авази” тори 25-өктәбир елан қилған “хитай компартийәси мәркизий комитет сиясий бйоросиға киргән 7 даимий һәйәт әзаси һәққидә қисқичә тәһлил: уларниң мутләқ көп қисми ши җинпиңниң адәмлири” намлиқ мақалидә бу алтә адәмниң қисқичә әһвали тонуштурулған вә уларниң өстүрүлүш сәвәби тәһлил қилинған.
Буниң ичидә хитайниң кәлгүси баш министири болиду дәп қариливатқан ли чяң шаңхәй шәһәрлик парткомниң секритари болуп, бу йил шаңхәйдә “юқумни нөлгә чүшүрүш” сияситини қаттиқ иҗра қилип, шаңхәйни икки айдин артуқ қамал қилип, нурғун адәмниң кесәллик вә ачлиқтин өлүшигә сәвәб болған. Шаңхәйликләрниң қаттиқ ғәзипини қозғиған бу әмәлдар ши җинпиңниң сияситини садиқлиқ билән иҗра қилғанлиқи үчүн өстүрүлгән.
Кейинки қарарда сиясий кеңәшниң рәиси болиду дәп қариливатқан ваң хуниң, хитай компартийәсиниң сиясий нәзәрийәчиси болуп, җяң земин дәвридики “үчкә вәкиллик қилиш идийәси”, ху җинтав дәвридики “илмий тәрәққият қариши”, ши җинпиң дәвридики “йеңи дәврдики хитайчә сотсиялизм” ниң идийә асасини яритип бәргән киши икән.
Бейҗиң шәһәрлик парткомниң секритари болған сәй чи бейҗиңдики “төвән киримлик, төвән сәвийәлик аһалиләр” ни қоғлап чиқарған әмәлдар болуп, илгири ши җинпиңниң қол астида садиқлиқ билән ишлигәнлики үчүн өстүрүлгән.
Бу қурултайда хитай компартийәси сиясий бйорусиниң әзаси болған җаң йошия, хе вейдуң қатарлиқлар ши җинпиңниң әтиварлишиға еришкән һәрбий әмәлдарлар икән. “вал-ситрет журнили” ниң 26-өктәбир күнидики хәвиридә көрситилишичә, хитай компартийәси мәркизий һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәисликигә өстүрүлгән хе вейдуң шәрқий хитай һәрбий районниң баш қомандани болуп, мәзкур һәрбий районда хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң тәйвәнгә әң йеқин һәрбий күчи җайлашқаникән. Шәрқий деңизда җәң қилиш вә тәйвәнгә тәһдит селишта мол тәҗрибигә игә хе вейдуңниң бирақла мәркизий һәрбий ишлар комитетиниң муавин рәисликигә өстүрүлүши, ши җинпиңниң тәйвәнни бирликкә кәлтүрүш чүшини әмәлгә ашуруш ирадисини көрситип беридикән.
Түркийә һаҗәттәпә университетиниң дотсенти, доктор әркин әкрәм йеңидин барлиққа кәлгән бу 6 даимий һәйәт һәққидә көз қарашлирини баян қилип, уларниң асасән ши җинпиң бир қоллуқ өстүргән садиқ әмәлдарлар икәнликини, уларниң ичидә бирсиниң бурунқи әмәлдар ваң яңға охшаш уйғур райониниң ишлириға мәсул болуши мумкинликини билдүрди.
Таратқуларда хитайниң йеңи шәкилләнгән рәһбәрлик гуруһи “хитай чүшини әмәлгә ашуридиған мукәммәл иттипақ” дәп тәрипләнгән болуп, “ши җинпиң алий қатламдикиләрни бир тәрәп қилиду; ли чяң оттура қатламдикиләрни бир тәрәп қилиду; сәй чи төвән қатламдикиләрни бир тәрәп қилиду” дәп чүшәндүрүлгән. Бу ибариләр ши җинпиң гуруһидикиләрниң хизмәт усули вә хитай пуқралириниң кәлгүсидә қандақ ақивәткә қалидиғанлиқини ихчам ипадиләп бәргән болуп, тиветтерда әң көп һәмбәһирләнгән.
Американиң сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо 24-өктәбир күни тивет йоллап, ши җинпиңниң мутләқ һоқуқ игилишиниң америка үчүн һәқиқий тәһдит болидиғанлиқини оттуриға қойған. У мундақ дегән: “ши җинпиңниң барлиқ һоқуқни игилиши һәйран қаларлиқ иш әмәс, у толиму вәһший бир коммунист диктатор. Мана бу һәқиқий тәһдит, шуңа бизниң армийәмиз бу нуқтиға диққәт қилиши керәк”.
“земистан” ториниң директори марко респинти (Marco Respinti) зияритимизни қобул қилип, бу қурултайдин кейин, ши җинпиңниң толуқ мустәбит һакимийитиниң қурулғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “20-қурултайдин кейин ши җинпиң мав зедуңдин кейинки әң һоқуқдар биригә айланди. У дең шявпиң түзүп бәргән 10 йиллиқ баш секритар болуш чәклимисини бузуп, өмүрлүк вәзипигә олтурди. У хитай компартийәсидики башқа гуруһ адәмлиридин төтини сиясий бйродин чиқиривәтти, һазир униң риқабәтчиси йоқ. Кәлгүси 5 йилда вәзипә өтәйдиғанлириниң һәммиси униң адәмлири. У камераниң алдида ху җинтавни ахириқи йиғиндин чиқиривәтти, бу арқилиқ хитайға өзиниң немини халиса шуни қилалайдиғанлиқини көрсәтти. Униң давамлиқ һөкүмранлиқ қилиши хитайниң ичи вә сиртидики кишилик һоқуқ үчүн бир шум хәвәр. У йәнә җаһангирлик ғәризини ишқа ашуруш үчүн, ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулушини давам қилиду. Униң һоқуқи һәр қандақ вақиттикидин бәк чоңийип кәтти. Бу, дуня үчүн бир тәһдит”.
Америкадики сиясий анализчи андерс кор (Anders Corr) радийомизға йоллиған инкасида, ши җинпиңниң давамлиқ һакиммутләқ сиясәт йүргүзүшиниң хәтири һәққидә тохтилип мундақ деди: “ши җинпиң тәқип-назарәт техникисини қоллиниш, охшимиған милләтләр вә охшимиған пикирдикиләрни бастуруш арқилиқ, хитайни кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиған, җүмлидин ирқий қирғинчилиқ йүргүзидиған әшәддий мустәбит бир дөләткә айландурди. Ечинарлиқи шуки, пүтүн дуня ши җинпиңниң баш көтүрүшигә йол қоюп, уни дунядики әң һоқуқдар адәмгә айландурди. Әгәр дуня хитайға иқтисадий имбарго қоюш, чегра беҗини өстүрүш дегәндәк усуллар билән тақабил турушни қанчә узун давамлаштурса, хитайниң күнсери күчийип, дуняға хоҗа болуш мәқситигә йетишини тосуп қелиши шунчә тәс болиду”.
Доктор әркин әкрәм ши җинпиң баш болуп қуруп чиққан бу рәһбәрлик гуруһиниң уйғур районида йүргүзүватқан сияситини бир мәзгил давамлаштуридиғанлиқини оттуриға қойди.