Хитайниң “сақчи дөлити” назарәт системисидики бәзи өзгиришләр немидин дерәк бериду?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2022.02.16
zumret-dawut-kimliki-bilen.jpg Зумрәт савут үрүмчидә мәһәллә комитетиниң тәкшүрүшидин өтмәктә. 2018, өктәбир.
Zumret Dawut teminligen

Уйғур дияридики тик-ток вә башқа иҗтимаий таратқуларни қолланғучилар тарқатқан учурлардин мәлум болушичә, хитайниң 2017-йилидин буян лагерларни қуруш билән бир вақитта уйғур диярини “сақчи дөлити” гә айландуруш қурулушида кәң қолланған көзитиш үскүнилирини бикар қилғанлиқи яки өзгәрткәнлики ашкарланмақта.

Америкадики лагер шаһити зумрәт давут бир қанчә күн аввал һәмбәһрлигән бир қисқа ведийода, хитай һөкүмити дуканларға орнатқан “бир кунупка билән сақчиға мәлум қилиш әсваби” ниң еливетилгәнлики, буниңға даир бәлгилимиләр билән картниңму әмәлдин қалдурулғанлиқи ашкариланди.

Йәнә бир ведийода үрүмчидә һәр бир мәһәллиләрниң кирип-чиқиш ишиклиригә орнитилған айланма полат дәрваза билән тосуқ-ришаткиларниңму еливетилишкә башлиғанлиқи ашкариланди. Бу видейолар иҗтимаий таратқуларда нурғун қетим һәмбәһирлинип, бәлгилик инкас қозғимақта.

-2019Йили майда радийомиз ениқлиған хәвәрләрдә юқирида әмәлдин қалғанлиқи тилға елинған бу бихәтәрлик әсвабиниң хитайчә “йи җйән бавҗиң”, йәни “бир кунупка билән сақчиға мәлум қилиш әсваби” дәп атилидиғанлиқи мәлум болған иди. Игилинишичә, 2017-йили майдин башлап хитайниң буйруқи бойичә пүтүн уйғур аптонум районини қаплиған бу көзитиш әсваби һәр бир коча вә мәһллилирдә бирдәк ишқа кириштүрүлгән икән. Бу әсвабниң әслидә “җоңшиң” ширкити тәрипидин иишлинип, җуңго телеграф ширкити тәрипидин базарға селинғанлиқи мәлум болған иди.

Әйни чағда игилигән учурлиримизда йәнә уйғур дияриниң һәр қайси җайлиридики мәһәллә комитети қоғдаш ишханиси, коча башқармиси, дукан, сода-сетиқ мәркәзлири, меһманхана, дохтурхана, банка, тиҗарәт характерини алған һәр қандақ орун, һәтта йәсли, мәктәпләрдә бу хил бир кунупка билән мәлум қилиш үскүниси орнитилғанлиқи мәлум болған. Бу үскүниниң қизил кунупкисини басқан һаман әң йеқин әтраптики сақчи понкитиға сигнал беридиғанлиқи, бу сигналниң йәнә хитайниң уйғур дияридики “тинч-аман шәһәр суписи мулазимити” намида бир туташ башқуруш мәркизиниң баш аппаратиға улинидиғанлиқидәк учурларму ашкарланғаниди.

Буниңдин башқа хитай даирилири әйни вақитта уйғур райониниң барлиқ җайлирида 300 метирда бир “қолайлиқ сақчи понкити”, мәһәллә, йол еғизлириға полат тосуқ вә ришаткиларни орнитип, районни бәәйни бир “сақчи дөлити” гә айландурғанлиқи, нурғун ахбаратларда хәвәр қилинған иди. Әйни вақитта хитай даирилири орнатқан бу үскүниләрниң “терорлуқтин қоғдиниш бихәтәрлик үскүниси” дәп чүшәндүрүлгәнлики мәлум.

Хитайниң тәқиб системисидики бу юқири техникалиқ үскүниләр йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур елини қандақ қилип “сақчи дөлити” гә айландурғанлиқини йорутуп бәргән муһим амилларниң бири иди. Бу йоқири техникалиқ тәқип системиси йәнә хәлқаралиқ кишилик һоқоқ тәшкиларлири вә бәзи һөкүмәтләрниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға аит доклатлиридиму муһим бир испат сүпитидә тилға елинип кәлгән иди.

Һазир америкада яшаватқан лагер шаһити зумрәт давут зияритимизни қобул қилип, хитайниң бу хил тәқибләшкә ишлитилгән үскүнә-әсвабларниң фонкисийәси вә уни ишлитиштә даириләрниң йәнә қандақ бәлгилимиләрни мәҗбурий иҗра қилғанлиқини чүшәндүрүп өтти:

Зумрәтниң ейтишичә, 2017-йили униң өзиму бу үскүнини дукиниға мәҗбурий сетивелип дукиниға орнатқан икән. Бу үскинини орнатқанлар йәнә һәр айда қәрәллик картиға пул қачилашқа мәҗбур болидикән. Бу үскүнә орнитилиш билән бир вақитта йәнә униңға алақидар тәдбирләрму мәҗбурий иҗра қилинған икән. Йәни бу үскүнә сигнал бәргәндин кейин, дукандарлар қоллириға тоқмақлирини елип кочиға чиқип буйруқ бойичә манивер елип баридикән. Бу иш уларниң күндилик бир мәшғулатқа айландурулған икән.

Зумрәт йәнә районда һәр 300 метирға қурулған “қолайлиқ сақчи пункити” намидики сақчиханиларниң қандақ шәкилләрдә аммиға қарита тәқипләш елип баридиғанлиқиниму чүшәндүрүп өтти.

У йәнә уйғурларни 24 саәт назарәт астиға алған бу системиниң ялғуз райондики уйғурларни бизар қилипла қалмай, бәлки йәнә хитайларниң күндилик турмушиғиму қолайсизлиқларни туғдурғанлиқини, шу сәвәбтин хитайлардиму наразилиқ қозғиғанлиқини билдүрди. Зумрәт мундақ деди: “хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити һазир бошап қалғини йоқ, бу пәқәт дуняниң көзини алдаш, халас”

Канададики уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулушиниң иҗраийә дректори мәмәт тохтиниң қаришичә, юқириқидәк көзитиш сестимилири һәмдә үскүниләр арқилиқ уйғур диярини юқири техника билән идарә қилишниң тәҗрибиханисиға айландуруп қойған хитайниң әмдиликтә буларни еливетишкә башлиғанлиқи, һәргизму хитайниң уйғур сияситидә өзгириш болғанлиқи яки ма шиңруйниң чен чуәнгоға қариғанда уйғурларға мөтидил вә бошрақ сиясәт йүргүзидиғанлиқидин бишарәт бәрмәйдикән.

Мәмәт тохтиниң қаришичә, бу хил әсваб вә системилар хитайниң шәрқий түркистандики қирғинчилиқ сияситини ашкарилап қойған. Хитай өзиниң дуня җамәтчилики алдидики образини яхшилашқа мәҗбур болғанлиқи сәвәбидин уларни еливетишкә еһтияҗ туйған икән.

Хитайниң “шинҗаң гезити” қатарлиқ һөкүмәт таратқулири тарқатқан хәвәрләргә қариғанда, ма шиңруй йеқинқи икки һәптидин буян уйғур диярини айлинип тәкшүрүш елип бармақта икән. У бу җәрянда хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини толуқ йолға қоюш, җәмийәтниң муқимлиқи вә узун муддәтлик әминликни омумий нишан сүпитидә чиң тутуш қатарлиқларни тәкитлигән.

Көзәткүчиләрниң ейтишичә, ма шиңруйниң бу сөзлири, хитайниң хәлқара тәрипидин “ерқий қирғинчилиқ” дәп әйиблиниватқан уйғур сияситидә бундин кейинму чоң өзгириш болмайдиғанлиқиниң бишарити икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.