Хитай һөкүмитиниң саяһәтчиләрни түркийәгә әркин қоюп бериши түркийәдики уйғурларни әндишигә салмақта

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.08.18
turkiye-xitay-sayahetchi.jpg Истанбулниң истиқлал кочисида кетиватқан асиялиқ саяһәтчиләр. 2020-Йили 31-январ, түркийә.
AFP

Хитай һөкүмити, хитай саяһәтчиләрниң түркийәниму өз ичигә алған 78 дөләткә саяһәткә беришини әркин қоюп бериши түркийә һөкүмитини сөйүндүргән болсиму, лекин түркийәдики уйғурлар арисида әндишә пәйда қилмақта.

Түркийә ахбарат васитилири, 13-авғуст күни елан қилған хәвәрлиридә, хитай һөкүмитиниң 2020-йили ковид-19 вируси оттуриға чиққандин кейин түркийәниму өз ичигә алған көп санда дөләтләргә хитай саяһәтчиләрниң саяһәт өмики болуп беришиға чәклимә қойғанлиқи, әмма һазир бу бәлгилиминиң әмәлдин қалдурулғанлиқиға орун бәрди.

Хитай саяһәт өмәклири саяһәт қилидиған дөләтләр ичидә оттура асия түркий җумһурийәтлири, явропа дөләтлири, шималий америка, җәнубий америка дөләтлири вә түркийәниму өз ичигә алған 78 дөләт орун алған болуп, бу хәвәр түркийәдики бәзи саһәдики кишиләрни сөйүндүргән болсиму, түркийәдики уйғурлар арисида әнсирәш пәйда қилмақта. Бәзи мутәхәссисләр буниң хитайниң уйғурларға қурған тузиқи икәнликини илгири сүрсә, йәнә бәзи уйғурлар бурун хитай һөкүмитиниң рухсити билән түркийәгә кәлгән уйғурларниңму 2017-йилидин тартип җаза лагерлириға, һәтта түрмиләргә соланғанлиқини, шуңа уйғурларниң хитай һөкүмитигә ишәнмәслики керәкликини илгири сүрмәктә.

Бу һәқтә 16-авғуст күни “хитай һөкүмити уйғурларға түркийә тузиқини қурди” мавзулуқ обзори елан қилған муһәммәд алий атаюрт әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң бу қарариниң уйғурларға қарита қурған йәнә бир қетимлиқ тузиқи икәнликини илгири сүрди.

Түркийә билән хитай оттурисидики тиҗарәттә тәңпуңсизлиқ күнсайин зорийиватқан болуп, түркийәдин хитайға експорт қилинған малларниң соммиси зор дәриҗидә азайған. Хитай һөкүмити икки дөләт оттурисидики бу тәңпуңсизлиқни хитай саяһәтчиләр арқилиқ азайтиш үчүн көп қетим вәдә бәргәниди.

Түркийә һөкүмити, 2021-йили 9-айда хитай паспорти бар кишиләрниң тор арқилиқ виза елип түркийәгә кирәләйдиғанлиқи, түркийәдә һечқандақ рәсмийәт өтмәй 30 күн туралайдиғанлиқи тоғрисида һөҗҗәт чиқарғаниди. Бу һөҗҗәт түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин чиқирилған болуп, түркийә ички ишлар министирлиқи көчмәнләр идариси, түркийә саяһәт ширкәтлири бирликиниң тор бәтлиригә қоюлғаниди. Түркийәдики саяһәт обзорчиси абдурахман йилдирим әпәнди хитай һөкүмитиниң бу қетим түркийәгә саяһәтчиләрни әвәтиши тоғрисида өз қарашлирини баян қилип мундақ дәп язма җаваб әвәтти: “хитайниң түркийәниму 78 дөләттин тәркиб тапқан тизимликкә киргүзүшидики сәвәб пүтүнләй икки дөләт оттурисидики сода тәңпуңсизлиқини азайтиш үчүн дәп ойлаймән. Икки дөләт оттурисидики сода тәңпуңсизлиқи икки дөләт рәһбәрлири учрашқанда изчил һалда оттуриға қоюлуп кәлмәктә. Хитай ташқи ишлар министири ваң йи өткән һәптә әнқәрәгә кәлгәндиму бу мәсилә оттуриға қоюлғаниди.

 Уйғурларниң түркийәгә саяһәткә келиши уларниң саяһәт әркинлики, бу мәсилини түркийә һөкүмити хитай һөкүмитигә йәткүзүши, түркийәгә келип кәткәнлики, түркийәдә оқуғанлиқи яки уруқ-туғқанлири түркийәдә болғанлиқи үчүн җазаланған уйғурларға түркийә игә чиқиши керәк. 21-Әсирдә хитайниң уйғурларға қарита бундақ сиясәт елип беришини қобул қилғили болмайду”.

 Буниңдин илгири америкадики кишилик һоқуқ қурулуши билән әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти бирликтә “уйғурларниң мусулман вә түрк кимликлиригә қарита зулум” намлиқ доклат елан қилған болуп, мәзкур доклат 2021-йилиғичә ашкариланған вә түркийәдин топланған мәлуматларни асас қилип һазирланғаниди. Доклатта түркийәдә 80 миң әтрапида уйғур барлиқи, бу кишиләрниң түркийәгә алий мәктәп оқуш, тиҗарәт қилиш, хитайниң бесимидин қутулуш үчүн кәлгән кишиләрдин тәркиб тапқанлиқи баян қилинған. Доклатта йәнә түркийәдики бәзи уйғурларниң уйғурларниң һәқ вә һоқуқини қоғдаш үчүн хитайға қарши паалийәтләргә иштирак қилип, хитайни әйибләватқанлиқи, хитайниң түркийәдики бу уйғурларға қарита тәһдитиниң күчийиватқанлиқи, һәтта хитайниң түркийәгә җасус әвәтип уйғурларни көзитиватқанлиқи, түркийәдики уйғурларниң уруқ-туғқанлирини гөрүгә еливалғанлиқи, әң вәһимилик болғини хитайниң түркийә һөкүмитидин бәзи уйғурларни қайтуруп беришини тәләп қилип түркийәгә бесим ишлитиватқанлиқи оттуриға қоюлғаниди.

Мәзкур доклатта түркийәгә келип кәткән кишиләр дучар болған күлпәтләр дәлил-испатлар билән бундақ оттуриға қоюлған туруқлуқ хитай һөкүмитиниң, хитай пуқралириниң түркийәгә саяһәткә келишини әркин қоюп беришидики мәқсәт немә? илгири нурғун уйғур түркийәгә саяһәткә кәлгәнлики үчүн тутулуп лагерларға һәтта түрмиләргә ташланғанлиқи мәлум болған идиғу?

Мәзкур доклатни тәйярлиған әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди бу һәқтики соалимизға җаваб бәрди. У, мундақ деди: “кейинки йилларда хитай иқтисадий киризисқа учриди. Шуңа хитай һазир йеңи бир сиясәт елип бериватиду. Хитайниң саяһәт тоғрисидики қарариму иқтисадини җанландуруш сияситиниң бир қисмидур. Түркийәни бу тизимликкә қоюши, бәлки түркийәниң тәлипи билән болған болуши мумкин. Өткән айда хитай ташқи ишлар министири ваң йи түркийәни зиярәт қилған вақтидиму, мәйли түркийә пирезиденти болсун, мәйли түркийә ташқи ишлар министири болсун һәммиси хитай саяһәтчиләрниң түркийәгә келиши мәсилисиниму тилға алғаниди” .

Доктор әркин әкрәм әпәнди хитай һөкүмитиниң иқтисадий қийинчилиқлар түпәйлидин бундақ бир сиясәтни йолға қоюшқа мәҗбур болғанлиқини, шуңа хитай һөкүмитигә ишинип уйғурларниң алдирап чәтәлгә чиқмаслиқи керәкликини илгири сүрди. У, мундақ деди: “буниңдики йәнә бир мәсилә уйғур мәсилисидур. Түркийәдә уруқ-туғқанлири бар уйғурлар түркийәгә саяһәт қилип келиши мумкин. Сода ишлири билән шуғуллиниватқан уйғурларму келиши мумкин, бәзи уйғурлар һөкүмәтниң хизмәтлири билән түркийәгә келишиму мумкин. Түркийәдин шәрқий түркистанға саяһәткә баридиғанларму чиқиши мумкин. Уруқ-туғқанлири билән көрүшүш туйғуси вә сода мәнпәәтиниң күчи билән бәзи уйғурлар түркийәгә келиду дәп ойлаймән. Хитай елан қилған 26 дөләткә барғанлиқи үчүн бәзи уйғурлар техичә түрмидә вә җаза лагерлирида. Уйғурлар бу аччиқ савақни унутмаслиқи керәк дәп ойлаймән. Уйғурларниң хитайниң бу сияситигә дәрһал ишинип кетишиму хәтәрлик. Чүнки хитай иқтисадиниң қаттиқ начарлишип кетишидин бундақ сиясәтни йолға қоюшқа мәҗбур болди, хитай иқтисадини азрақ оңшивалса йәнә бир нәрсиләрни қилмайду дегили болмайду” .

Әмма һазирғичә техи хитай саяһәтчиләрниң худди ковид кесилидин бурунқидәк топ-топи билән түркийәгә келиши башланмиди. Ашу 2017-йилидин башлап түркийәгә кәлгәнлики вә яки оқуғанлиқи үчүн нурғун уйғур лагерларға солиниш башлинип, уйғурларниң түркийәгә келиши тохтиғанда таки 2020-йилиғичә хитай саяһәтчиләр әркин һалда түркийәгә келишкәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.