Хитайниң “шейин” гуруһиниң пай чекини лондонда базарға селишни тәләп қилиши күчлүк аммиви қаршилиққа дуч кәлмәктә

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиған
2025.02.07
Shein-paxta-kewez-kiyim-kechek Хитайда ишләнгән кийим-кечәк вә зибу-зиннәт мәһсулатлирини әрзан баһада сетип, тез арида дуняниң һәрқайси җайлирида мода болушқа башлиған “шейин” (Shein) маркиси йеқиндин буян униң тәминләш зәнҗиридики уйғур ели билән бағлинишлиқ болған пахта вә мәҗбурий әмгәк мәсилиси түпәйлидин әйибләшләргә учрап кәлмәктә
Photo: RFA

Йеқиндин буян хитайниң “шейин” гуруһиниң пай чекини лондонда базарға селинишини тәләп қилиши вә бу тәлипиниң әнглийәниң пул-муамилә назарәт идариси тәрипидин тәстиқлиниш яки тәстиқланмаслиқ мәсилиси, һәр саһәниң җиддий диққитини қозғимақта.

Ройтерс агентлиқи (Reuters) ниң 3-феврал күнидики хәвиридә дейилишичә, “уйғур қирғинчилиқини тохтат” намлиқ тәшкилат, навада әнглийәниң пул-муамилә назарәт идариси “шейин” (Shein) гуруһиниң пай чекини аммиға сетиш (IPO) ни тәстиқлиса, бу делони әдлийә органлириниң баһалишиға сунидиғанлиқини билдүргән.

Йеқиндин буян “шейин” (Shein) ширкитиниң тәминләш зәнҗиридики уйғур ели билән бағлинишлиқ болған пахта мәһсулатлири вә мәҗбурий әмгәк мәсилиси түпәйлидин хәлқарада күчлүк әйибләшләргә учрап кәлмәктә. Бу һәқтики хәвәрләргә асасланғанда, әслидә “шейин” гуруһи ню-йорк пай чеки базириға киришкә урунған болсиму, америкадики сиясәтчиләрниң қарши туруши билән, амалсиз лондон пай чеки базириға киришкә мәҗбур болған икән.

Әнглийәдики уйғур паалийәтчиси, “уйғур қирғинчилиқини тохтат” намлиқ тәшкилатиниң рәиси рәһимә мәһмут ханим радийомизниң зияритини қобул қилғанда, өзлириниң “шейин” гуруһиниң пай чекини әнглийә аксийә базириға селишқа қарши чиқиш үчүн һәрикәткә өткәнлики һәққидә изаһат бәрди. Униң ейтишичә, мәзкур тәшкилатниң бу һәрикити әнглийәдә җиддий диққәт қозғимақтикән.

Рәһимә мәһмут ханимниң билдүрүшичә, улар бу қаршилиқ көрситиш һәрикити җәрянида нурғун қийинчилиқларға дуч кәлгән болсиму, әмма изчил түрдә бу йолдин қайтмай, “шейин” ниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четилған мәһсулатлириниң әнглийә базирида сетилиши вә әнглийә пай чеки базириға киришигә қарши туруп кәлгән.

Игилинишичә, пай чекини аммиға сетиш (IPO) болса, шәхсий ширкәтниң дәсләпки ашкара тарқитиш пейини тунҗи қетим аммиға сетиш җәряни болуп һесаблиниду. Бу аксийә базириға пай чекини салған ширкәтни мәбләғ салғучилардин мәбләғ топлап, шәхсий игидарчилиқтин аммиви игидарлиқ һоқуқиға игә қилидикән. Мәлум болушичә, “шейин” гуруһиниң 2024-йиллиқ тиҗарәт соммисиниң 50 милярд америка доллириға йәткәнлики мөлчәрләнгән. Ваһаләнки, дуняниң һәрқайси җайлиридики истемалчилар, болупму яшлар яқтуридиған мода кийим-кечәкләрниң әрзан сетилиши билән хәлқарада сетиш базири тез сүрәттә кеңийиватқан “шейин” ширкити, изчил түрдә “шинҗаң пахтиси” вә уйғурларниң мәҗбурий әмгики билән әйиблинип түрлүк талаш-тартиш вә тәкшүрүшкә дуч кәлмәктә.

Әнглийәдики “лей күни адаләтсизликкә қарши адвокатлар ширкити” (Leigh Day Lawyers against injustice) ниң учур алақә иҗраийә әмәлдари җол шутер (Joel Shooter) радийомизға қайтурған язма инкасида мундақ дегән:

 “хитайниң ‛шейин‚ гуруһи дәсләптә америка базириға пай чеки сатмақчи болған, әмма уларниң бу урунуши америка һөкүмити тәрипидин рәт қилинған. Хәвәрләргә қариғанда, бу уларни башқа пай чеки базарлириға киришкә мәҗбурлиғандәк қилиду. Әгәр улар лондон пай чеки базириға киришни илтимас қилған болса, уларниң немишқа лондонни таллиғанлиқи маңа ениқ әмәс. Ениқ қилип ейтқанда, биз ‛шейин‚ дин яки әнглийә пул-муамилә назарәт оргинидин (FCA) ‛шейин‚ ниң лондон пай чеки базириға киришни илтимас қилғанлиқи һәққидә ениқ мәлуматқа игә болмидуқ. ”

Җол шутерниң билдүришичә, “лей күни адаләтсизликкә қарши адвокатлар ширкити” һазир “уйғур қирғинчилиқини тохтат” тәшкилатиниң “шейин” пай чекиниң лондон аксийә базириға киришини тосуш һәрикитигә қануний вакаләтчилик хизмитини өз үстигә алған икән. У бу һәқтә мундақ дәйду: “бизниң херидаримиз, йәни < уйғур қирғинчилиқини тохтат> тәшкилатиниң қаришичә, ‛шейин‚ ниң тәминләш зәнҗиридә уйғур мәҗбурий әмгикиниң мәвҗутлуқини дәлилләйдиған ишәнчлик пакитлири бар. Әнглийәниң ‛һазирқи заман қуллуқиға қарши туруш қануни‚ ға асасән, башқиларни мәҗбурий ишлитиш яки зорлаш қанунсизлиқтур. Әгәр ‛шейин‚ ниң тәминләш зәнҗиридә мәҗбурий әмгәк мәвҗут болса, ундақта бу хил мәҗбурий әмгәктин һасил болған һәрқандақ мәһсулат әнглийәниң җинайи ишлар қануниға асасән қанунсиз мәһсулат һесаблиниду. Бу өз нөвитидә йәнә иқтисадий җинайәт түригә кириду. ‛уйғур қирғинчилиқини тохтат‚ тәшкилати, әнглийә пул-муамилә назарәт оргиниға малийә җинайитигә аит ишәнчлик әйибләшләрниң мәвҗут икәнликини, әгәр бу хил еһтималлиқни йоққа чиқириш үчүн йетәрлик тәкшүрүш елип берилмиған әһвалда, бу ширкәтниң пай чекини базарға селинишини тәстиқлашниң қанунсизлиқ болидиғанлиқини ениқ әскәртти.”

Рәһимә мәһмут ханимниң тәкитлишичә, “уйғур қирғинчилиқини тохтат” тәшкилати таки “шейин” ниң әнглийәдә пай чекини аммиға сетишни тәстиқлаш тәстиқлимаслиқиниң нәтиҗиси ениқ болғучә, йәнә давамлиқ һалда бу җәһәттики дәлил-пакитлар вә мунасивәтлик доклатларни тәйярлашни тохтатмайдикән.

Нөвәттә әнглийә пул-муамилә назарәт идарисиниң хитайниң “шейин” гуруһи пай чекиниң лондонда пай чекини аммиға сетишни йолға қоюш қоймаслиққа қарар чиқириши, һәр саһәниң давамлиқ диққәт нуқтисида туридиған муһим мәсилиләрниң бири болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.