Америка авам палатаси қанун мақуллап хитай био-техника ширкәтлири билән һәмкарлишишни чәклиди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.11
Mike-Johnson Америка авам палатасиниң баянатчиси майк җонсон(Mike Johnson) парламент бинасида сөз қилмақта. 2024-Йили 23-июл, вашингтон.
AP Photo/J. Scott Applewhite

Америка авам палатаси 9-сентәбир күни мутләқ көп авазниң қоллиши билән қанун мақуллап, америка федератсийә аппаратлириниң BGI вә “вуши биологийәси” ни өз ичигә алған хитайдики даңлиқ бәш био-технологийә ширкити вә бу ширкәтләрниң шериклири билән һәмкарлишишни чәклигән. Шуниң билән бир вақитта америка авам палатасиниң шу күни мақуллиған йәнә бир қанунида, хитайниң даңлиқ адәмсиз учқу ширкити-DJI йәни “даҗяң кәшпият ширкити” ниң мәһсулатлирини америка ул әслиһәлиридә ишлитиш чәкләнгән.

Мәлум болушичә, бу қанунлар америка дөләт мәҗлисиниң язлиқ тәтилни ахирлаштуруп қайта хизмәткә чүшүшиниң тунҗи һәптиси хитайни нишан қилип чиқармақчи болған бир қатар қанун лайиһәләрниң бир қисми икән. Нөвәттә, америка авам палатасиниң күнтәртипидики хитайни нишан қилған бир йүрүш қанун лайиһәлири хитайниң иқтисад, сиясий вә технологийә җәһәтләрдики тәсир күчини чәкләшкә қаритилғанлиқи қәйт қилинмақта.

Америка америка авам палатаси қармиқидики “америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң рәиси җон молинар мәзкур қанун лайиһәси авам палатасида мақулланғандин кейин қилған сөзидә авам палатасиниң хитай компартийәсигә “интайин күчлүк бир ортақ сигнал” бәргәнликини билдүрүп, “америка һәргизму хитай компартийәсиниң ген санлиқ мәлуматлиримизни оғрилиши вә био-техника тәминләш зәнҗирини контрол қилишиға қарап турмайду” дегән.

“вуши каңде доригәрлик техника ширкити” (Wuxi AppTech) ниң сиртқи көрүнүш. 2024-Йили 25-март, сан диего(San Diego)
“вуши каңде доригәрлик техника ширкити” (Wuxi AppTech) ниң сиртқи көрүнүш. 2024-Йили 25-март, сан диего(San Diego)
REUTERS/Michael Erman

Җон молинар “био-бихәтәрлик қануни” намлиқ бу лайиһәси 9-сентәбир авам палатасида авазға қоюлушниң алдидики бәс муназиридә сөз елип, бу хитай ширкәтлириниң америка дөләт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қиливатқанлиқи һәмдә буниңға аит ениқ дәлилләрниң барлиқини ейтқан. Җон молинар мундақ дегән:

“шүбһисизки, BGI, ‛вуши техникиси‚ вә ‛вуши биологийә ширкәтлири‚ниң һәммиси (америка) дөләт бихәтәрликигә қобул қилғили болмайдиған тәһдитләрни салмақта. Буниңға аит дәлилләр ениқ, шундақла барлиқ палата әзалириға мәлум.”

Мәлум болушичә, мәзкур қанун лайиһәси хитайниң BGI йәни “бейҗиң ген институти” вә бу ширкәтниң қармиқидики MGI био-техника ширкити, MGI ниң америкадики тармақ ширкити болған “компилет генетик ширкити”, “вуши каңде доригәрлик техника ширкити” (Wuxi AppTech) вә “вуши биологийә ширкити” ни чәклигән. Америка авам палатасиниң бу қануни американиң дөләт бихәтәрликини нуқтилиқ чиқиш қилған болсиму, әмма бу ширкәтләрдин BGI хитайниң уйғур DNA санлиқ мәлумат амбири қуруп, DNA санлиқ мәлумат амбирини уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилишта ишлитишигә ярдәм қилиш билән әйиблинип кәлгән иди.

Америка массачусетис технологийә институти ген тәтқиқат тәҗрибиханисиниң директори, доктор майсәм мутәллипованиң көрситишичә, BGI ниң америкадики бир қисим кичик био-техника ширкәтлирини сетивелиши әмәлийәттә бу ширкәтләрдики ген санлиқ мәлуматлириниң хитайға өтүп кетишидәк “реал хәвп” шәкилләндүргән. Майсәм мутәллипова 10-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда йәнә хитайниң кәлгүсидә бу ген санлиқ мәлуматлирини ишлитип, нишандики америка пуқралириға “сиясий тузақ” қуруш мумкинчилики барлиқини тәкитләйду.

Мәлум болушичә, мәзкур қанун авам палатасида 81 гә қарши 306 авазниң қоллиши билән мақулланған. Лекин бу қанун лайиһәсигә америка пирезидентиниң имзаси қоюлуп қанунға айлиниши үчүн кеңәш палатасиниңму мақуллишидин өтүши тәләп қилиниду. Бу қанунни қоллиғучилар бу қанун америкалиқларниң шәхси саламәтлик вә генетик учурлирини, шундақла америка дора тәминләш зәнҗирини қоғдаштики зөрүр тәдбир, дәп қаримақта. Һалбуки, америка дөләт мәҗлисиниң конкрет ширкәтләрни нишан қилған қаратмилиққа игә қанун чиқириши аз учрайдиған йетүк һәрикәтлириниң биридур. Америкадики өктичи хитай зиялийси, “бейҗиң баһари” журнилиниң сабиқ баш тәһрири ху пиң әпәнди, бу қанун лайиһәсиниң хитай био-технологийәдә америка җиддий хирис пәйда қиливатқан бир вақитта чиқирилғанлиқини тәкитләйду. Ху пиң 10-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ дәйду:

“бу қанун дөләт бихәтәрлики, иқтисади мәнпәәт вә техника риқабитидин ибарәт үч һалқилиқ нуқтини чиқиш қилған. Әлвәттә, бу қанунни кеңәш палатасиму мақуллиши вә пирезидент имза қоюши керәк. Бизгә мәлумки, био-техника саһәсидә хитайниң тәтқиқат, ишләпчиқириш иқтидари вә дуняви тәсири тез күчәйди. Әлвәттә, омуми җәһәттин хитай америкаға йәтмисиму, әмма америкаға еғир хирис пәйда қилмақта.”

Ху пиңниң қәйт қилишичә, бир партийә һөкүмранлиқидики истибдат бир һөкүмәтниң бу техникиларни өзиниң сиясий муддиаси үчүн ишлитишкә урунуши, әлвәттә америка үчүн чоң хәвп шәкилләндүридикән. Ху пиң бу һәқтә тохтилип “хитайдики бу ширкәт вә тәтқиқат орунлириниң һәммиси бир партийә истибдат һөкүмранлиқидики һөкүмәтниң қолида. Бу һөкүмәтниң бу технологийәни өзиниң сиясий мәқсити үчүн ишлитиши, әлвәттә америкиға еғир тәһдит шәкилләндүриду. Мәсилиниң түгүни дәл мушу йәрдә” деди.

Һалбуки, америка массачусетис технологийә институтидики доктор майсәм мутәллипова, хитайниң уйғур DNA сини қалаймиқан ишлитиши, америкалиқлар үчүн бир агаһландуруш сигнали болғанлиқини тәкитләйду. Униң қәйт қилишичә, бу әһвал америкалиқларда “хитай қандақларчә уйғурларниң DNA сини уларниң иҗазитисиз һәмдә шәхси мәхпийәтлики билән кари болмиған һалда ишлитивериду?” дегәндәк әндишиләрни пәйда қилған икән.

Ройтерс агентлиқи илгири BGI ширкитиниң дәриҗидин ташқи һәрбий компютер билән уйғур вә тибәт аяллириниң гени билән характериниң бағлинишини анализ қилғанлиқини билдүргән. Буниңдин илгири BGI ширкити уйғур елидә “ген банкиси” вә “әдлийә һәмкарлиқ мәркизи” қуридиғанлиқини елан қилған. Арқидинла америка һөкүмити BGI ниң “шинҗаң йипәк йоли BGI” вә “лю хе BGI” намлиқ икки тармақ ширкитини сода министирлиқиниң қара тизимликигә киргүзгән иди.

Америка авам палатасиниң 9-сентәбир күнидики аваз бериштә йәнә “хитай компартийәсиниң адәмсиз учқулириға қарши туруш қанун лайиһәси” ни мақуллап, бу лайиһәни дөләт мудапиәсигә һоқуқ бериш йиллиқ қануниға киргүзгәнлики мәлум. Мәлум болушичә, бу қанун лайиһәсидә америка дөләт мудапиә министирлиқиниң хитай адәмсиз учқулирини тәкшүрүши, хитайниң даҗяң йәни “DJI техника ширкити” ишләпчиқарған мәһсулатларни америка алақә комитетиниң тизимликигә киргүзүп, бу мәһсулатларни америкада сетиш вә ишлитишни чәкләш тәләп қилинмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.