Үрүмчидә ечилған “муһаҗирлар йиғини” вә хитайниң чәт әлләрдики уйғурларға қаратқан сияситиниң ич йүзи

Мухбиримиз меһрибан
2022.08.03
8-qetimliq-wetenge-qaytqan-muhajirlar.jpg Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй йиғинда сөз қилмақта.
ts.cn

Хитай таратқулиридин мәлум болушичә, 30-июл күни хитай даирилири үрүмчидә “8-қетимлиқ вәтәнгә қайтқан муһаҗирлар” йиғини ачқан. Игилинишичә, уйғур аптонум районлуқ һөкүмәтниң көп қисим рәһбәрлири йиғинниң ечилиш мурасимиға қатнашқан вә сөз қилған.

Мәзкур йиғинда уйғур аптонум районлуқ парткомниң секритари ма шиңруй сөз қилип, ши җинпиңниң шинҗаңни идарә қилиш истиратегийәси тоғрисидики йолйоруқлирида муһаҗирлар мәсилисиниңму муһим орун тутудиғанлиқини алаһидә тәкитлигән. У йәнә “шинҗаңниң муқимлиқи вә әбәдий әминликигә капаләтлик қилишта, муһаҗирлар вә уларниң аилә тавабиатлириниң қәлбини утуш керәк,” дигән сөзләрни көп қетим тәкитлигән.

Ма шиңруйниң муһаҗирлар тоғрилиқ ейтқан бу сөзлири, чәт әлләрдики уйғур билим адәмлири вә вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғиди.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси елшат һәсән әпәнди, өзиниң йеқиндин буян хитайниң аталмиш “муһаҗирлар хизмити” һәққидики хәвәрлиригә йеқиндин диққәт қилип келиватқанлиқини билдүрди.

У зияритимиз җәрянида, бу қетим үрүмчидә ечилған “муһаҗирлар хизмәт йиғини” ниң ечилишидики сәвәбләр вә хитай һөкүмитиниң муһаҗирларға, болупму уйғур муһаҗирлириға қаратқан сиясити һәққидә тохталди.

2017-Йилдин буян хитай һөкүмити уйғур районида кәң көләмдә елип барған зор тутқун вә лагерларға қамаш һәрикитидә, хитай һөкүмити тәрипидин “җуңголуқ муһаҗир” дәп аталсиму, әмма һечқачан хитайниң “ишәнчилик пуқраси” болалмиған чәт әлләрдики уйғурлар асаслиқ тутқун обейикти қилинған иди. Бу тутқунларниң бәзилири чәт әлләрдики бир мәзгиллик оқуш һаятини тамамлап һәр хил илмий унванларни елип қайтип вәтәнгә кәткән уйғур зиялийлири болса; йәнә бир қисми тиҗарәт, саяһәт, туғқан йоқлаш яки һәҗ қилиш қатарлиқ сәвәбләр билән чәт әлләргә чиққан уйғурлар вә уларниң уруқ-туғқан қериндашлири иди.

Илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, мушундақ бир мәзгилдә хитайниң үрүмчидә аталмиш “муһаҗирлар йиғини” ечишидики асаслиқ мәқсәтниң уйғурларға йүргүзүливатқан кәң-көләмлик ирқий қирғинчилиқини инкар қилиш, хәлқарадики хитайға қарши кәйпиятни пәскуйға чүшүрүш икәнликини тәкитләп өтти.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясий истиратигийәсидә вә чәт әлләргә қаратқан сиясий тәшвиқат ишлирида “бирликсәп бөлүми” ниң интайин муһим орунда туруидиғанлиқи, бу һәқтә чәт әллик мутәхәсисләр вә хәлқаралиқ тәшкилатларниңму мәхсус доклатлар елан қилғанлиқи мәлум.

Бу йил 7-айниң 6-күни “австралийә истратегийәлик сиясәт иниститути” тәрипидин, австралийәдики мустәқил тәтқиқатчи лин ли (Lin Li) вә австралийә латроб университетиниң профессори җеймис лейболд (James Leibold) ниң ортақ әмгики сүпитидә “достанә күчләр пәрвиши: хитайниң уйғур муһаҗирлар топиға қаратқан паалийәтлири” мавзулуқ зор һәҗимлик доклат елан қилинған иди. Мәзкур доклатта узундин бери сәл қарилип келиниватқан хитай һөкүмитиниң муһаҗирлар сияситидики тактикилири вә алаһидилики, шундақла хитайниң уйғур райониға қаратқан истратегийәсидә бу хил муһаҗирлар сияситидин қандақ пайдилиниватқанлиқи анализ қилинған.

Мәзкур доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмити дөләт ичидә “бирликсәп бөлүми” дәп атап келиватқан бу органниң чәт әлләргә созулған узун қоли арқилиқ, чәт әлләрдики уйғур муһаҗирлар топини парчилаш вә уларға тәсир көрситишкә урунидикән.

Доклатта көрситилишичә, ши җинпиң хитай компартийәсиниң әң алий рәһбәрлик һоқуқини қолға алғандин кейин, “бирликсәп бөлүми” дәп аталған бу органниң роли техиму кеңәйтилгән. 2021-Йили 1-айда елан қилинған “хитай компартийәсиниң бирликсәп хизмити низами” да хитай компартийәсигә әза болмиған барлиқ шәхсләрниң бирликсәп хизмитиниң обйекти икәнлики, болупму “муәййән тәсиргә игә вәкиллик шәхисләр” ниң бу хил бирликсәп хизмитиниң асаслиқ нишани икәнлики ениқ оттуриға оттуриға қоюлған.

Доктатта оттуриға қоюлушичә, хитай һөкүмитиниң “бирликсәп хизмити” ялғуз дөләт ичидә хитай компартийәси билән башқа партийә вә гуруһлар оттурисидики мунасивәтни қоюқлаштуруштин башқа, йәнә чәт әлләрдә “‛достанә күчләр‚ ни йетиштүрүш вә уларни зорайтиш” тәк өзгичә алаһидиликкә игә болған бир вәзипиниму үстигә алған икән.

Доклатта көрситилишичә, муһаҗирәттики уйғурларға даир хизмәтләр болса “дөләт милләтләр ишлири комитети” ниң мәсулийәт даирисидә икән. Бу комитет хитайниң “мәркизий бирликсәп бөлүми” ниң бивастә башқурушида болидикән. Хитай һөкүмити аталмиш “муһаҗирларни җәлп қилиш” қатарлиқ намлардики тәшвиқатлар арқилиқ, чәт әлләрдики муһаҗирларни өзигә тартиш, болупму “муәййән тәсиргә игә вәкиллик шәхисләр” ни нишан қилған һалда, чәт әлләрдә “‛достанә күчләр‚ ни йетиштүрүш вә уларни зорайтиш” вәзиписини үстигә алған икән.

Бу қетим үрүмчидә ечилған “муһаҗирлар хизмәт йиғини” да “вәтәнгә қайтип кәлгән муһаҗирларниң вәтән үчүн қошқан төһпилирини тәқдирләш, уларниң вәтәндики уруқ-туғқан, аилә тавабиатлириға көңүл бөлүш” тәк бир қатар “тартиш күчи зор” сиясәтләр тәкәтләнгән. Һалбуки, көзәткүчиләр 2017-йилидин буян чәт әлләрдики мутләқ көпчилик уйғурларниң вәтәндики уруқ-туғқалири билән болған телефон алақисиниң пүтүнләй үзүлгәнликини илгири сүрмәктә.

Америкадики аләм қатниши идарсиниң алий инҗенери доктур әркин сидиқ әпәнди бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қоюп, хитай гәрчә “муһаҗирлар йиғини” дегәндәк түрлүк йиғинларни ечип, һәр хил тәшвиқатларни елип бериватқан болсиму, әмма хитайниң уйғур диярида алиқачан шәкилләндүрүп болған йоқури бесимлиқ бастуруш сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини, муһаҗирларни җәлп қилиш тактикисиниң бир сиясий оюн икәнликини билдүрди.

Илшат һәсән әпәнди үрүмчидә ечилған мәзкур йиғинниң пәқәт хитай һөкүмитиниң тәшвиқат еһтияҗи үчүнла ечилған болмастин, бәлки йәнә чәт әлләрдики уйғурлар арисидин хитай һөкүмитиниң сияситини қоллайдиған бир түркүм кишиләрни өзигә тартиш, уларға мәлум мәнпәәтләрни бериш, һәтта бесим ишлитиш арқилиқ уларни хитай һөкүмити үчүн хизмәт қилдурушни көзләватқанлиқини тәкитлиди.

Елшат һәсән әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң илгирики йиллардиму “муһаҗирлар йиғини” дәйдиған түрлүк тәшвиқатлар арқилиқ, чәт әлләрдә өзи үчүн ишләйдиған бир қисим күчләрни шәкилләндүрүшкә урунуп кәлгәнликини илгири сүрди.

Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити илгирики йилларда бу хил “муһаҗирлар йиғини” ға муһаҗирәттики бәзи уйғурларниму мәхпий тәклип қилғанлиқидәк әһвалларниң сезилгәнликини ейтти. Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити чәт әлләрдики әлчиханилирини ишқа селип, һәр хил саяһәт паалийәтлирини уюштуруш, сода өмәклирини тәшкилләш арқилиқ, хитай һөкүмитидин мәнпәәт алған бир қисим уйғурларни яки уйғур болмиған чәт әлликләрни сетивалған әһваллар көп қетим көрүлгән. Хитай һөкүмити көп һалларда уларни чәт әлләрдики уйғур тәшкилатлири вә хитайға қарши паалийәтчиләрниң учурлрини топлашқа мәҗбурлиған. Ундин башқа йәнә иҗтимаий таратқуларда бу хилдики кишиләрни уйғур тәшкилатлири, паалийәтчиләр, һәтта хитайни тәнқидлигән ғәрб дөләтлиридики тәсири бар шәхсләр яки һөкүмәт хадимлириға қарши һуҗум қилишта пайдиланған.

Илшат һәсән әпәндиниң тәкитлишичә, бу хил әһвалларда уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчиләр, өзлири турушлуқ дөләтләрдики қанун органлиридин ярдәм тәләп қилиши яки бу хил әһвалларниң алдини елиши керәк икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.