Хитай билән талибанниң сода һәмкарлиқи вә кәлгүси хирислар (1)
2024.11.05
Америка армийәси афғанистандин чекингәндин кейин, дунядики әң күчлүк коммунист дөләт хитай билән дунядики әң радикал диний һакимийәт болған талибанларниң дин вә идеологийә пәрқини қайрип қоюп, дипломатийә вә сода җәһәттә йеқиндин һәмкарлишиши, дуняниң диққитидә болуп кәлмәктә. Шуниң билән биргә уларниң инсанийәткә ортақ дүшмән болуш хусусийәтлириму муһим сөз темисиға айланмақта.
Пакистанлиқ дипломат, гио-сиясий хәтәр анализчиси доктор фарһат асиф йеқинда өзиниң линкдин (Linkedin) һесабида елан қилған мақалисидә, хитай билән талибанниң иқтисад-сода һәмкарлиқиниң йеңи пәллигә қәдәм қойғанлиқини баян қилған.
Мақалидә ейтилишичә, хитайниң кабулдики баш әлчиси хитайниң буниңдин кейин афғанистандин киргән малдин таможна беҗи алмайдиғанлиқини, хитайниң афғанистанға қурулуш, енергийә вә истемал саһәлиридә ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән. Хитай баш әлчиси җав шиңҗо 10-айниң 24-күни өзиниң X һесабида учур елан қилип, “хитай буниңдин кейин афғанистанға 100 пирсәнт баҗ елинмайдиған дөләт муамилисини қилиду” дегән. Бу әмәлийәттә хитай компартийәси баш секретари ши җинпиңниң йолйоруқиға асасән берилгән қарар болуп, ши җинпиң бу йил 12-айниң 1-күнидин башлап, “хитай билән дипломатик мунасивити болған вә әң тәрәққий қилмиған дөләтләрдин таможна беҗи алмаслиқ” буйруқини елан қилған.
Мақалидә қәйт қилинишичә, башқа дөләтләргә охшаш хитайму гәрчә аяллар вә балилар һоқуқини капаләткә игә қилмайдиған талибан һөкүмитини рәсмий етирап қилмиған болсиму, кабулға аллиқачан әлчиханисини қурған болуп, афғанистандики йошурун байлиққа көз қизартип кәлгән. Афғанистанниң техи ечилмиған литий, мис, төмүр байлиқлири хитайниң нәпсини техиму йоғинитип бармақта икән. Йәнә келип, хәлқара имбарго түпәйлидин афғанистанниң иқтисади, җүмлидин афғанистан мәркизи банкиси наһайити қийин әһвалда қалған болуп, хитай болса уларни “қутқузғучи” сияқида оттуриға чүшкән. Хитай гәрчә афғанистандин таможна беҗи алмаймиз дегән билән, афғанистанниң хитайға експорт қилидиған мели асасән қариғай уруқидин ибарәт болуп, експорт қиммити өткән йили аран 64 милйон долларға йәткән. Әмма хитайниң мәқсити афғанистандин техиму көп кан мәһсулати елиш болуп, буниң үчүн хитайниң бәш хил метал гуруһини өз ичигә алған көплигән ширкәтлири афғанистанниң кан байлиқини қезишқа башлиған. Булар хитайниң “бир бәлбағ, бир йол” қурулушиға, йәни кан байлиқи мол, әмма иқтисади аҗиз дөләтләрни йәм қилиш истратегийәсигә уйғун келидикән.
Түркийәдә турушлуқ вәзийәт анализчиси мәмәттохти атавулланиң қаришичә, талибан һөкүмитини йөләватқан хитай, афғанистанни африқадики дөләтләргә охшаш йеңичә мустәмликисигә, йәни беқинди дөлитигә айландурушқа урунмақта икән.
Талибан һөкүмити ши җинпиң күчәп тәшвиқ қилип келиватқан “бир бәлбағ бир йол ” қурулушиға, болупму 62 милярд долларлиқ “хитай-пакистан иқтисад каридори” түригә киришкә қизиқиватқан болуп, хитайниң мәқсити афғанистанниму бу қурулуш түригә қетип, өзиниң мәнпәәт даирисини техиму кеңәйтиш икән.
Америкадики сиясий анализчи гордон чаң мундақ дәйду: “хитай билән талибан бир-биригә моһтаҗ, хитай у йәрдин мол тәбиий байлиққа еришиду. Хитай афғанистанниму ‛бир бәлбағ бир йол‚ пиланиға, болупму мәғлубийәт үстидики ‛хитай-пакистан иқтисад каридори‚ қурулушиға сөрәп кирмәктә. Афғанистан хитайға беқинип қалғачқа, уйғур вә башқа түркий милләтләргә ярдәм берәлмәйду. Әгәр бу милләтләр йәнә иш чиқарғудәк болса, талибанлар хитай һөкүмитидин дипломатийә вә иқтисад җәһәттә муһим мәнпәәтләрни алиду. Мәсилән, хитай һөкүмити хәлқара җәмийәтниң талибанни йетим қалдурушини аяғлаштурушиға ярдәм бериши мумкин”.
Түркийә һаҗәттәпә университети дотсенти, доктор әркин әкрәм хитай билән афғанистанни бағлап турған асаслиқ нуқтиниң иқтисадий мәнпәәт, униңдин башқа дипломатийә вә хәвпсизлик мәсилилири икәнликини билдүрди.
Мутәхәссисләр йәнә хитай һөкүмитиниң афғанистанда иқтисадий мәнпәәттин башқа, уйғур елигә мунасивәтлик қандақ сиясий, һәрбий мәқсәтлириниң барлиқи, шуниң билән бир вақитта хитай коммунист һакимийити билән талибан һакимийитиниң идеологийә җәһәттә пәрқлиқ болушиға қаримай, сиясий ғайә җәһәттә қандақ ортақлиққа игә икәнликини баян қилди. Бу һәқтики тәпсилатлар пирограммимизниң 2-қисмида диққитиңларда болиду.