Сабиқ дипломат кәрим шәриф: “хитайлар мени баш әгдүрәлмәйду”
2024.04.09

7-Апрел 470 миң муштәриси болған шиветсарийәниң “бличк” намлиқ күндилик гезитидә “хитай мениң зуванимни әтмәкчи” намлиқ бир хәвәр елан қилинди. “хитайниң шиветсарийәгә узарған қоли: уйғур кәрим шәриф” намлиқ қошумчә мавзу қоюлған бу хәвәрдә, 1990-йили шиветсарийәгә келип сиясий панаһлиқ тилигән хитайниң пакистандики сабиқ дипломати кәрим шәрифниң 30 йилдин артуқ бир заманда хитайниң тәһдитлиригә учраш қисмәтлири баян қилинған.
Хәвәрдә ейтилишичә, нөвәттә хитай һакимийитиниң 100 дин артуқ дөләттә ресторан яки мәдәнийәт җәмийәтлири ниқабиға оринивалған хитай сақчи понкитлири торлашқан бир система шәклидә һәрикәт қиливатқан болуп, гәрчә шиветсарийәдә хитай сақчи понкитлири болмисиму, бирақ хитайниң узарған қара қоллири һазир шиветсарийәгә қәдәр улишип, уйғурлар вә тибәтләргә тәһдитләр шәкилләндүрмәктә икән. Буниң қурбанлириниң бири, сабиқ дипломат кәрим шәриф һесаблинидикән.
Кәрим шәрифниң хитайниң һуҗум нишаниға айлинишидики асаслиқ сәвәб, униң узун мәзгилләрдин буян д у қ ниң актип паалийәтчиси болупла қалмай, йеқин мәзгилләрдә шиветсарийәниң ахбарат қаналлирида хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини паш қилғанлиқи икән. Кәрим шәриф хитайларниң әркин паалийәт земиниға айлинип қалған шиветсарийәдә я “хитайға сетилип җасуслуқ қилишқа” яки “ағзини юмуп җим турушқа” мәҗбурланған.
Кәрим шәрифниң хитай тәһдитигә йолуқуш мәсилиси һәққидә, “хитай мениң зуванимни әтмәкчи” намлиқ хәвәрдә бирқанчә мисал өрнәк орнида көрситилгән. Буниң бири, 2001-йили йүз бәргән бир вәқә болған. Хитай җасуслуқ органлири шу чағда кәрим шәрифкә аписи билән хоңкоңда көрүшүвелишқа пурсәт һазирлап беридиғанлиқини ейтқан. Хитай тәрәп “һәргиз әндишә қилма, сениң бихәтәрликиңгә биз мутләқ капаләтлик қилимиз” дегән. Буниң бәдилиниң хитайға сетилиш болидиғанлиқини билгән кәрим шәриф бу тәклипни рәт қилған. У бу һәқтә “бличк” гезитигә, “әгәр мән шу чағда уларниң тәклипини қобул қилған болсам, из-дерәксиз ғайиб болуп кәткән болаттим” дегәнләрни билдүргән.
Кәрим шәриф дуч кәлгән иккинчи чоң тәһдит австрийә пайтәхти венада йүз бәргән. Хәвәрдә баян қилишичә, кәрим шәрифни венада яшайдиған бир уйғур көрүшүшкә тәклип қилған. Кәрим шәрф бир достини елип, бәлгиләнгән вақиттин бир қанчә күн кечикип венаға барғанда, уни тәклип қилған уйғур көрүнмигән, бәлки 6 нәпәр хитай уни сақлап, у келиштин бир күн бурун кетип қалған.
Хитайлар кәрим шәрифни өзлиригә хизмәт қилишқа мақул кәлтүрүш үчүн көп вәдиләрни бәргән. Һәтта униңға өй сетивелип совға қилмақчиму болған. Бирақ кәрим шәриф уларға “өй әмәс, һәтта дача елип бәрсәңларму, у йәрдә арамхуда яшиғили болмайду” дәп рәт қилған. Униңдин башқа, телефон арқилиқ алдаш яки тәһдит селиш, өйиниң хәт сандуқиға тәһдит хәтлирини ташлап “биз сениң кимликиңни, нәдиликиңни билимиз” дегәндәк васитиләр билән кәрим шәрифкә шәкилләндүрүлгән бесимлар узундин буян давамлашқан.
Шиветсарийәгә келип сиясий панаһлиқ тилигән тунҗи уйғур һесаблинидиған кәрим шәриф бүгүн бу хусуста зияритимизни қобул қилғанда, өзиниң 1990-йили пакистандики хитайға қарши уйғурларни қоғдап қелиш үчүн дипломатлиқ орнидин ваз кәчкәндин тартип һазирға қәдәр, өз миллити үчүн қолидин келишичә хизмәт қилип кәлгәнликини әскәртти вә өз дәвасиға болған садақитини ипадиләп “хитай мени һәргиз баш әгдүрәлмәйду” дегәнләрни тилға алди.
Хәвәрдә, муһаҗирәттики уйғурларниң хитай тәһдитигә йолуқуш һадисилириниң ялғуз кәрим шәриф биләнла чәкләнмәйдиғанлиқи ипадә қилинған. Норвегийәдики вәзийәт анализчиси бәхтияр өмәр әпәндиниң қаришичиму, хитай һакимийитиниң чегра һалқиған бастуруш һәрикити нөвәттики уйғур дийосфорасида омумлашқан бир һадисигә айланған. У сөзидә йәнә, хитайниң муһаҗирәттики уйғурларға қарита шәкилләндүрүватқан тәһдитлириниң даириси һәққидә өзиниң қарашлирини баян қилип өтти.
Хәвәрдә тилға елишичә, шиветсарийәдики кишилик һоқуқ органлири бу әлдә яшаватқан уйғурлар вә тибәтләрниң хитай тәһдитигә йолуқуш мәсилиси һәққидә парламентқа доклатлар сунған. Бәзи парламент әзалириму бу мәсилисини күнтәртипкә қойған. Бирақ шиветсарийә һөкүмитиниң позитсийәси бу мәсилигә нисбәтән иҗабий болмиған. Һөкүмәтниң бундақ бипәрвалиқи хитай һакимийитиниң бу дөләттики хитайға қарши авазларни оңушлуқ җимиқтурушиға пурсәтләр яритип бәрмәктә икән.