Хитай қачанғичә дунядин һәқиқәтни йошуриду?
2020.01.24
Мәлумки, икки йилдин буян хитай коммунист һакимийитиниң уйғур елида елип бериватқан миллий, диний, мәдәнийәт вә иқтисадий бастуруш сиясити, болупму аталмиш “қайта тәрбийиләш лагерлири” ни қуруп, уларға милйонлиған уйғур, қазақ, қирғиз вә башқиму түрк-мусулман милләтлирини қамаватқанлиқи һәққидики хәвәр-мақалиләр дунявий таратқуларда тохтимай елан қилинип кәлмәктә. Кейинки вақитларда әһвал шу қәдәр мәрәккәпләшкәнки, хитай ичидики омумий вәзийәт, болупму чәтәлләрдики уйғур вә қазақларниң лагерларға соланғанлар һәққидә үзлүксиз гуваһлиқ бериши хитай даирилирини өз җинайәтлирини йошуруш вә ақлаш үчүн һәр қандақ һелигәрликләрни ишлитишкә мәҗбурлимақта. Бу һәқтә мәтбуатларда елан қилинған бәзи мақалилардинму биливелишқа болиду.
Йеқинда “фейсбук”, “ватсап” қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда рабийә қадир ханимниң җийәни, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси қуззат алтайниң дадиси мәмәт қадирниң сөзлигән видейосиға қилған җаваби қазақистандики уйғурларни һаяҗанландурса, йәнә бир тәрәптин, хитай даирилириниң мундақ тәшвиқат һәрикәтлири қаттиқ ғәзәпләндүрмәктә.
Игилишимизчә, хитай өзиниң уйғур районида елип бериватқан тәқибләшлирини дуня җамаәтчиликидин йошуруш үчүн журналистлардинму пайдиланмақтикән. Йеқинда “өзбекистан хәлқ һәрикити” ниң тор бетидә елан қилинған “‛сатқун‚ өзбек журналистлири” намлиқ мақалидә хитайниң уйғур елида йүргүзүватқан һәр тәрәплимилик бастуруш сиясити йорутулған. Мақалидә хитай тәшвиқатлириниң өзбек журналистлириғиму йәткәнлики, һәтта улар үчүн мәхсус сәпәрләрниңму уюштурулғанлиқи ейтилған. Униңда мундақ дейилгән: “хитайниң иқтисадий утуқлири тоғрилиқ өзиниң һаяҗан тәсиратлири билән ортақлашқан өзбек журналисти муһәммәдҗан абидоф ‛ғәрб җамаәтчилики бу мәсилигә бир тәрәплимә яндишиватқан вә бу мәсилини, юмшақ ейтқанда, обйективсиз йорутиватқан ғәрб аммивий ахбарат васитилириниң пикирлиригә асасланмаслиқи керәк‚ дәп һесаблайдиғанлиқини ейтқан. ‛тинчлиқ болған йәрдә тәрәққият бар. Бу хитайниң тинчлиқни тәминләш үчүн таллиғини‚, -дәп тәкитлиди өзбек журналисти хитайниң уйғурларға қаратқан аммивий тәқибләшлирини қоллап.”
Хитай бүгүнки күндә һәтта дөләтниң ичкий районлирида йүз бериватқан вәқәләрниму дунядин йошурушқа урунмақта.
Шундақ вәқәләрниң бири вухән шәһиридә пәйда болған SARS типидики вухән вирусиниң башқа районларға тарилиши болуп, бу мәсилә дуня мәтбуатлириниң асасий темилириниң биригә айланмақта.
“закон қазақистан” ахбарат агентлиқи елан қилған “хитайға көчүп барған қазақистанлиқ аял вирус сәвәбидин әлдә немә болуватқанлиқини сөзләп бәрди” намлиқ мақалида ейтилишичә, хитайда һазир бу кесәл 440 адәмгә юққан болуп, бу вәқә аһалини қаттиқ әндишигә салмақтикән. Һөкүмәт орунлириму, ахбарат васитилириму бу һәқтә сүкүт сақлимақтикән.
Хитай өзиниң уйғур елидики җинайәтлирини йошуруш үчүн немә қиливатиду? хитай қачанғичә дунядин һәқиқәтни йошуриду?
Һазир алмута вилайитиниң челәк йезисида яшаватқан дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили сәдирдин аюпоф әпәндиниң пикричә, хитайниң уйғур елидики җинайити пакитлиқ һалда дуняға ашкарилинип болған икән. У хитайниң бу җинайәтлирини ақлап, һәқиқәтни дунядин йошуруш үчүн һәр қандақ қувлуқ-шумлуқларға бериватқан болсиму, әмма буниңдин һеч қандақ нәтиҗә чиқмайдиғанлиқини, буниң барлиқиға өзиниңму гуваһчи болалайдиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “мәсилән, қейнианам пәқәт һәҗгә барғанлиқи үчүн яки мисирға берип, қизини оқутқанлиқи үчүн 19 йилға сотлинип кәтти. Аялимму вә башқиларму шуларниң гуваһчиси. Хитайниң алдамчилиқи 70 йилдин буян давамлишип келиватиду.”
Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистандики уйғур паалийәтчилириниң бири турсун арзийеф әпәнди кейинки вақитларда дуняға түгәл паш болуштин чөчүгән хитайниң өзини ақлашниң чарилирини издәватқанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “өз вақтида һәммиси вәтәндики бар туғқанлирини гуваһлиқтин өткүзүп, уларни дуняға тонутқанлиқи үчүн хитай қорқуп, игә чиққанларниң аман қалғанлири бар икән. Хитай бурундин пүткүл дуняни алдап келивататти. Һазир хитай оттура асияниң көп йәрлирини игиләп кәтти. Игә чиққанларни сақлап қалдуқ. Игә чиқмиғанлар йоқап кәтти.”
Турсун арзийеф йәнә хитайниң бүгүнки вәһшиликигә пәқәт бирлишип қарши турушқа болидиғанлиқини, уйғурларниңму қазақ, қирғиз, өзбек қериндашлириға охшаш өз дөлитигә игә болушни халайдиғанлиқини билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған атақлиқ шаир абдуғопур қутлуқоф әпәнди мундақ деди: “үч милйонға йеқин уйғур хәлқи вә қазақ, қирғиз қериндашлар түрмидә йетип туруп, шуларниң тайиғини йәп туруп, коммунист җаллатларниң явузлиқини дуняға йейивәтти. Силәрни азад қилипла, чиқип кетимиз дәп алдап киргәнләр чиқип кетиш бу яқта турсун, у йәрниң хоҗайини болмақчи. Хитайниң мәқсити бизни йоқитиветиш.”
Абдуғопур қутлуқоф ши җинпиң башлиқ хитай коммунистлириниң ахирқи вақитлирида бәк ғалҗирлашқанлиқини, бу түзүмгә мутләқ ишинишкә болмайдиғанлиқини, пүткүл һаяти давамида мусапирлиқниң дәрдини көргән өзиниң буниңға аллиқачан көзи йетип болғанлиқини оттуриға қойди.
Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрдиниң қаришичә, коммунист хитай һөкүмити дунядики әң алдамчи, әң иғвачи дөләт болуп, у һазир пүткүл дуня алдида иккийүзлүк сиясәт йүргүзүватқан икән. У мундақ деди: “буниң ярқин бир мисали хитайниң сияситини дуняға паш қилған гуваһлиқ бериш. Кейинки вақитларда йүзлигән яшлар һәқиқий пакитларни дуняға паш қиливеди, хитай у яқтики туғқанлирини видейо арқилиқ сөзлитиватиду. Шу арқилиқ хитай, биринчидин, уйғурни, иккинчидин, дуняни алдимақчи. Мәқсити-дуня миқясидики уйғурни қоллаш һәрикитини тохтитиш. Йеқинда хитай имза қойған иқтисадий келишимниң өзи чекиниш арқилиқ алдаштур.”
Қәһриман ғоҗамбәрди хитайға қарши гуваһлиқ беришни техиму күчәйтишниң, хитайниң һәқиқий сияситиниң маһийитини һөҗҗәтлик паш қилишниң, хитай сияситиниң барлиқ саһәлиригә һуҗумни йәниму әвҗ алдурушниң зөрүрликини, пәқәт шу вақиттила хитайниң чекинидиғанлиқини билдүрди.