Һәмдуллаһ абланиң майк помпейони тиллиши

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.01.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Һәмдуллаһ абланиң майк помпейони тиллиши Америка ташқи ишлар министири майк помпейо әпәнди “никсон президент кутупханисида” сөздә. 2020-Йили 23 июл.
AP

Хитайниң американиң сабиқ ташқий ишлар министери майк помпейоға қарши һуҗумлири давам қилмақта.

19-январ американиң сабиқ ташқий ишлар министери майк помпейо хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп елан қилғандин кейин ғәрб мәтбуатлири буни “трамп һөкүмитиниң хитайға бәргән әң ахирқи әҗәллик зәрбиси” дәп атиған иди. Хитай һакимийити буниңдин интайин биарам болуп 20-январ трамп һөкүмитиниң помпейо башлиқ 28 нәпәр хадимиға җаза елан қилипла қалмай, 20-январдин башлап йәнә хитай ташқий ишлар министерлиқиниң баянатлирида вә хитайниң зувани болған “йәр шари вақти гезити” қатарлиқ һәрхил тәшвиқат қораллирида майк помпейоға қарши һуҗумларни тиз сүрәттә көпәйтишкә башлиған иди. Хитай һакимийити өзлири тиллап пухадин чиқалмиған болса керәк, әмди өзлиригә садиқ болған уйғурларниму майк помпейони тиллашқа салған. Уйғур аптонум районлуқ интизам тәкшүрүш комитети партийә ячейкисиниң муавин катипи, интизам тәкшүрүш комитетиниң катипи һәмдулланиң майк помпейоға қарши мақалиси буниң бир мисали һесаблиниду.

“алтай хәвәрләр тори” ниң 25-январдики учурлириға асасланғанда, һәмдулла абла “тәңритағ” торида “шинҗаңниң муқим, гүлләнгән тәрәққият әмәлийитини қарилаш ундақ асан әмәс, помпейониң қәбиһ пилани мәғлуп болиду” намлиқ бир мақалә елан қилған. Мақалә мундақ җүмлә билән башланған: “йеқинда мән помпейониң шинҗаңни қарилап һуҗум қилған әмәлийәткә уйғун болмиған сөзлирини көргәндин кейин интайин ғәзәпләндим вә нарази болдум. Помпейо тарқатқан шинҗаң мәсилисини өз ичигә алған һәрхил иғвалар шинҗаңдики 25 милйон һәр милләт хәлқигә қилинған һақарәттур, бәлки хәлқаралиқ әхлақ вә асасий виҗданий чүшәнчиләргә қилинған асийлиқ һәм хиристур. Шинҗаңлиқ бир уйғур болуш сүпитим билән қаттиқ наразилиқ билдүримән вә қәтий қарши туримән.”

Һәмдулла абла мақалисида хитай ташқий ишлар министерлиқиниң баянатлирида елан қилинған мәзмунларға параллил һалда йәнә мундақ дәйду: “помпейо ‛шинҗаңдики уйғурлар вә башқа азсанлиқ милләтләр халиғанчә тутуп қамиливатиду, кишилик әркинлики таҗавузға учраватиду‚ дәп һуҗум қилди, бу пүтүнләй зәһәрлик питнә, оғриниң оғрини тутушқа чақиришидур. Помпейо вәзипә өтигән мәзгилдә у ирқий кәмситишниң ямришиға йол ачти, америкалиқ қара тәнлик фройидниң өлүми кәң көләмлик малиманчилиқни кәлтүрүп чиқарди. Помпейо буниңға нисбәтән пәрва қилмай һәмдә һеч иш қилмайла қалмастин, бәлки ихтилап пәйда қилип, өчмәнликни улғайтип, өз дөлитиниң ишлириға пәрва қилмаслиқ биләнла чәкләнмәй, бәлки сәкрәп чиқип җуңгониң ичкий ишлириға арилишишни күчәйтти. У тәхттин чүшидиған мәзгилидә гоя бир ғалҗир иттәк әсәбийләрчә һуҗум қилип, шинҗаңни қарилап өзиниң ‛тарихтики әң начар, әң черик, әң номуссиз ташқий ишлар министери‚ лиқ сәт қияпитини йәнә бир қетим ашкарилиди. Помпейониң қилмишлири хәлқаралиқ адаләт мизанлири вә қиммәт қариши өлчәмлиригә, инсаний әхлақ вә виҗданий чүшәнчиләргә хилаптур.”

Һәмдулла абла мақалисиниң давамида шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң бир аилә кишилиридәк инақ-иттипақ, параван яшаватқанлиқини, помпейониң буниңға һәсәтлири қозғилип өчмәнлик қилишқа башлиғанлиқини, униң “шинҗаңдин пайдилинип җуңгони контрол қилиштәк пәскәш һийлә-микирләрни ишлитиватқанлиқи” ни баян қилиду. Бирақ пүтүн мақалида майк помпейониң хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп атиғанлиқиға даир һич бир кәлимигә орун бәрмәйду. Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, хитайниң американиң бу қарарини уйғур хәлқидин йошуруватқанлиқини әскәртип өтүп, хитай җан-җәһли билән һуҗум қиливатқан майк помпейониң бүгүн уйғур хәлқиниң әң сөйүмлик бир кишисигә айланғанлиқини тилға алди. Норвегийәдики уйғур зиялиси бәхтияр өмәр әпәнди болса хитайниң майк помпейони уйғурларға тиллитишидики мәқсәд һәққидә қарашлирини баян қилип өтти.

Мәлум болғинидәк, хитай баянатчиси хуа чүнйиң 20-январ “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” тоғрисида бейҗиңда мухбирларниң соаллириға җавап бәргәндә, майик помпейони һәмдулла абла мақалисида тилға алған ибариләр билән әйиблигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.