Хитай һөкүмити аталмиш “чәт әллик мутәхәссис” ләрниң зувани арқилиқ өзини ақлашқа урунмақта

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2022.02.11
Хитай һөкүмити аталмиш “чәт әллик мутәхәссис” ләрниң зувани арқилиқ өзини ақлашқа урунмақта Унус әмрә институтиниң мудири профессор шәрәф атәшниң хитай мәркизи телевизийә истансиниң хәвәр қанили (CCTV-13) да елан қилинған бир тәбрикнамиси. 2022-Йили феврал.
CCTV

Хитай һөкүмити “ирқий қирғинчилиқ” вә “кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” билән биллә тилға елиниватқан бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини ақлаш үчүн өзиниң тәшвиқат машинилири вә иҗтимаий таратқу васитилиридин пайдиланмақта. Мутәхәссисләр, түркийәдә хитайниң иқтисадий күчи вә сиясий нопузниң ешиши билән бирликтә, хитайниң мәдәнийәт вә сиясий юмшақ күчиниңму ешиватқанлиқини тәкитлимәктә.

Йеқинқи күнләрдин буян, хитай һөкүмити түркийәдики өзигә йеқин бир қисим аталмиш “мутәхәссис” ләрни вә пуқравий тәшкилатларни йениға тартип, түркийидә бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини кәң көләмдә тәшвиқ қилмақта, шундақла өзиниң уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқ сияситини ақлашқа урунмақта.

Йеқинда хитайниң түркийәдики әлчиханиси өзиниң иҗтимаий тартқу һесабида бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә аит бир тәшвиқат филими елан қилған. Мәзкур тәшвиқат филимида хитайда оқуватқан түркийәлик оқуғучилар, тәтқиқат билән шуғуллиниватқан бир қисим мутәхәссисләр, түркийәдики бәзи аммивий тәшкилатларниң мәсуллири вә тәнһәрикәтчиләр сөзлитилгән. Мәзкур тәшвиқат филимда бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси тәшвиқ қилиниш билән бир вақитта йәнә, хитайниң сиясәтлири, болупму уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити пәрдазлап көрситилгән.

Хитайниң түркийәдики әлчиханиси иҗтимаий тартқу һесабида елан қилинған бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә аит тәшвиқат филимидин бир көрүнүш. 2022-Йили феврал.
Хитайниң түркийәдики әлчиханиси иҗтимаий тартқу һесабида елан қилинған бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә аит тәшвиқат филимидин бир көрүнүш. 2022-Йили феврал.
Social Media

Тәшвиқат филимида “олимпик мусабиқиси инсанийәтниң ортақ оюнидур. У җаһангирликниң оюни әмәс”, “җаһангирликни инсанийәтниң ортақ күриши йеңиду” қатарлиқ шоарлар тәшвиқ қилинған. Мәзкур филимда йоқириқи шоарларни күчәп тәшвиқ қилиш арқилиқ, бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилған ғәрб демократик дөләтлирини “җаһангирлик” билән әйиблигән.

Мутәхәссисләр, хитайниң юмшақ күчини ишлитиш җәрянида ғәрбкә қарши зиһнийәт, ғәрбкә қарши сүйиқәст нәзәрийәлири вә ғәрбкә қарши сиясий баянлардин интайин үнүмлүк пайдилинип келиватқанлиқини ейтмақта. Туркийәдики хитай ишлири мутәхәссиси мәмәттохти атавулла зияритимизни қубул қилип, хитайниң ғәрбкә қарши муқам товлап, түрлүк шоарлар арқилиқ өзиниң сиясий тәшвиқатини күчәйтишкә тиришиватқанлиқини тәкитлиди.

Йеқиндин буян, хитай һөкүмити түркийәдики юмшақ күчидин пайдилинип, өзиниң сиясий тәшвиқатини қанат яйдуриватқанлиқи мәлум болмақта. Уйғурларға қарита қирғинчилиқ сиясити йүргүзүватқан хитай һөкүмитиниң сиясий тәшвиқатиға маслишиватқан бәзи түрк “мутәхәссис” ләр вә аммивий тәшкилатларниң мәсуллири, иҗтимаий тартқуларда авамниң қаттиқ әйиблишигә учримақта.

Юнус әмрә институтиниң мудири профессор шәрәф атәшниң хитай мәркизи телевизийә истансиниң хәвәр қанили (CCTV-13) да елан қилинған бир тәбрикнамиси иҗтимаий тартқуларда қаттиқ әйибләнгән болуп, шәриф атәш тәбрикнамида мундақ дегән:

“бу олимпик мусабиқисиниң әмәлгә ешиши инсанийәт үчүн бир үмид. Биз бу үмидни өзимиз билән биллә елип маңимиз. Биз түркийә җумһурийити вә хитай хәлқ җумһурийитиниң хәлқлири болуш сүпитимиз билән, буниң бизгә йәнә бир баһар кәйпияти елип келидиғанлиқиға, инсанийәткә үмид ата қилидиғанлиқиға ишинимиз.”

Мәмәттохти атавулла зияритимиз давамида “хитай һөкүмити түркийәдики юмшақ күчидин пайдилинип сиясий тәшвиқатини қандақ қанат яйдуриватиду?” дегән соалимизға тәпсилий җавап бәрди.

Иҗтимаий таратқу вастилирида хитайда өткүзүлидиған қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш үчүн тәшвиқат паалийити тәшкиллигән “һәқ үчүн номур ал-2022 гуруписи” ниң әзаси идрис аяс зияритимизни қубул қилип, өзлириниң түркийидә елип берилған бейҗиң олимпикни байқут қилиш тәшвиқат паалийәтлири һәққидә тәпсилий тохталди.

Хитайниң уйғур елидики ирқий қирғинчилиқ сиясити вә тибәт, хоңкоңда садир қилинған кишилик һоқуқ дәпсәндичилики күнсери иғирлишиватқан болуп, бу сәвәбтин бу йилдики бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси нурғунлиған хәлқаралиқ аммиви тәшкилатлар вә кишилик һоқуқ актиплириниң қаттиқ наразилиқиға учриған иди. Униңдин башқа йәнә демократик дөләтләр бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә қарши дипломатик байқут қилишни йолға қойған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.