Хитайниң тәшвиқатлиридики уйғур аяллириниң образи вә әмәлийәт һәққидә көзәткүчиләр немә дәйду?

Мухбиримиз ирадә
2019.05.31
supchina-201905.jpg “Supchina” намлиқ тор журнилида елан қилинған “хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики җинс зораванлиқи вә тәшвиқати” намлиқ мақалә. 2019-Йили 14-май.
Photo: RFA

Хитай һөкүмити уйғур елидә 2 милйонғичә уйғур вә қазақ қатарлиқ йәрлик хәлқләрни лагерға қамаватқанлиқи, тутқунларниң бу орунларда интайин қорқунчлуқ муамилиләргә учраватқанлиқи ашкариланғандин кейин, хитай хәлқаралиқ мунбәрләрдә бу һәқтә күчлүк тәнқидләргә учриди.

Хитай һөкүмити башта лагерларниң мәвҗутлуқини инкар қилип баққан болсиму, ахири тактикисини өзгәртип, бу лагерларниң меңиси “радикаллиқ” билән зәһәрләнгән кишиләр өзлүкидин берип, тәрбийә алидиған “қайта тәрбийәләш мәркәзлири” икәнликини, бу йәрдики аталмиш “курсантлар” ниң азадә муһит, яхши шараитлар ичидә бәхтлик яшаватқанлиқини кәң тәшвиқ қилди.

Хитай телевизийә ахбарат қаналлири арқилиқ тарқитиливатқан “йеңи һаятқа қучақ ечиш” намлиқ қисқа йүрүшлүк һөҗҗәтлик филим әнә шуларниң бир түри. Һәрбир филимда йорутулған бир аял образниң ортақ алаһидилики болса, униңда сөзлитилгән ханим-қизлар һәммиси өзиниң “дини радикаллиқ” ниң зиянкәшликигә учриғанлиқини илгири сүрүшиду.

Улардин бири, өзиниң дини радикаллиқ идийәси сәвәблик аилиси тәрипидин 16 йешида той қилишқа мәҗбур болуп, мәктәпни ташлиғанлиқини илгири сүрсә, йәнә бәзилири диний радикал идийә сәвәбидин өзиниң усул ойниялмайдиған, өйидин талаға чиқалмайдиған болуп қалғанлиқини илгири сүриду. Кейин филимлардики рәңсиз көрүнүшләр, солғун музикилар бирдинла җанлиниду-дә, бу қизларниң аталмиш “қайта тәрбийә мәркәзлири” гә киргәндин кейин өзгирип, меңисидики “кесәллик” сақийип йеңи һаятқа қучақ ачқанлиқи, динниң маһийитини, шинҗаң дегән бу йәрниң әзәлдин хитайниң земини икәнликини чоңқур тонуп йәткәнликини, һазир әрләргә таянмай яшаватқанлиқи, халиған вақитта усул ойнап, халиған вақитта нахша ейталайдиған болғанлиқидәк мәркизи идийә алға сүрүлиду.

Бу филимларда, хитай һөкүмити вә униң лагерлириниң қандақтур уйғур аяллириниң қутқузғучи ниҗадкари сүпитидә тәсвирлиниши күчлүк наразилиқ қозғиди. Америкадики тарих вә мәдәнийәтшунас доктор мәттурсун бәйдулла уйғурларда аялларниң орниниң әзәлдин юқири икәнлики, уйғурларниң қиз-аяллирини тәрбийәләш, йетиштүрүшниң әһмийитини бурунла тонуп йәткән хәлқ икәнликини әскәртти.

У сөзидә: “уйғурларда аялларни оқутуш, йетиштүрүшниң әһмийити һәққидә‛иппәтлик вә илимлик 3 қиз йетиштүрсәң, җәннәткә кирисән, җәннәтниң ачқучи‚ дегәндәк мақал-тәмсилләр болған. Уйғурлар буниңға ишиниду. Динимизда мушу һәқтики сүриләрниму уйғурлар наһайити яхши өзләштүргән” деди.

Америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханимму бу һәқтики зияритимизни қобул қилди. У өзиниң ғулҗида диндар бир аилидә чоң болғанлиқини, бирақ буниң һечқачан өзиниң маарип арқилиқ өзини тәрәққий қилдурушиға тосалғу болуп бақмиғанлиқини тәкитләп, хитайниң сахта тәшвиқатлиридики уйғур аяллири образиниң әмәлийәт билән қилчиликму алақиси йоқлуқини билдүрди.

Хитайниң тәшвиқат филимлирида илгири сүрүлүватқан “бичарә, езилгән уйғур аяллири” образиға қарши күчлүк рәддийәләрдин бири, “Subchina” намлиқ тор журнилида елан қилинди. “хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики җинс зораванлиқи вә тәшвиқати” дәп мавзу қоюлған бу мақалиниң аптори йи шавсо, уйғур елидики уйғур қазақ, қирғиз вә татар қатарлиқ йәрлик милләт аяллириниң мәркизи һөкүмәт тәрипидин қутулдурулушқа еһтияҗи йоқлуқини, әксичә, хитай һөкүмитиниң уларниң һәр түрлүк тәрәққият йоллирини етип қойғанлиқини баян қилған.

Мақалидә көрситилишичә, хитай һөкүмитиниң райондики сиясәтлири җинс зораванлиқи икән. Аптор мақалидә районда һазир уйғур аяллирини қийин вәзийәттә қоюватқан “қошмақ туғқан” болуш, “уйғур-хитай өйлиниш” сиясәтлири, уйғур аяллириниң йопкилириниң кесилиши, уларниң пиланлиқ туғут чәклимисигә учриши вә һәтта лагерларда аялларға дора берилиш арқилиқ уларниң ай көрүшиниң чәклинишигә охшаш җинс зораванлиқини асас қилғанлиқини баян қилған.

Мәттурсун бәйдула әпәндиму хитай һөкүмитиниң уйғур аяллириниң бир милләт үчүн қанчилик муһим икәнликини тонуп йәткәнлики үчүн мәхсус шуларни нишан қилған сиясәтләрни йүргүзүватқанлиқини билдүрди.

“хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики җинс зораванлиқи вә тәшвиқати” намлиқ мақалиниң аптори йи шавсо мақалисидә, хитай һөкүмитиниң юқиридики тәшвиқат филимлириниң ғәрбтики ислам дини һәққидә бир тәрәплимә көз қарашларни суйиистемал қилған асаста тәйярланғанлиқини әскәртиду.

Апторниң көрситишичә, 1950-1960-йиллар арисида ишләнгән “һәсән вә җәмилә”, “анархан” вә “тәңритағдики қизил гүлләр” қатарлиқ филимлардиму охшашла уйғур, қазақ аяллири интайин җапакәш тәсвирләнгән, қачан хитай компартийәси уларға ярдәм қилип, уларни өз әрлириниң езишидин қутқузувалғандила андин өз һаятини сотсиялистик инқилабқа тәқдим қилидиған қилип тәсвирләнгән.

Аптор йи шавсо мақалисидә, һалбуки уйғур елидики аялларниң ойғиниш һәрикәтлириниң хитай компартийәси районға кириштин авалла башлинип болғанлиқини қәйт қилған. У мақалисидә төвәндикиләрни баян қилған:

“1885-йиллиридила уйғур қизлири атуштики ислаһатчилар тәрипидин ечилған заманиви мәктәпләргә баралиған. 1910-Йилларда совет иттипақлиқ гүләндәм, зәйтунә наман вә рәшидә қатарлиқ 3 татар аял аялларниң маарип һәрикәтлиригә башламчилиқ қилған. Райондики тунҗи аяллар күни марши 1918-йили ғулҗидики қизлар мәктипидә өткүзүлгән. Һалбуки, аяллар күни марши хитайда тунҗи болуп гуаңдуң өлкисидә хели кейин йәни 1924-йили өткүзүлгән вәһаказа. . . Мундақчә елип ейтқанда, уйғур, қазақ, татар қатарлиқ йәрлик милләт аяллириниң заманивилишиш тарихи хитай коммунист партийәси шинҗаңға йүрүш қилип киргән тарихтин көп узун. Райондики бу аяллар һәм район ичидики вә һәм хәлқаралиқ һәрикәтләрни бирләштүргән асаста өзлириниң җәмийәттики орни вә нопузини өстүрүш йолида нурғун йол алған. Бу йәрдә‚шинҗаң аяллири‛дәйдиған бир уқум йоқ вә уларниң хитай мәркизи һөкүмити тәрипидин қутулдурулушқиму еһтияҗи йоқ. Уларниң өз ролини йәниму илгириләп тәрәққий қилдурушқа еһтияҗи бар”.

Мәттурсун бәйдулла әпәндиму илмий пакитлар бойичә уйғурларниң маарип сәвийәсиниң әйни йилларда сабиқ совет иттипақи, түркийә вә оттура шәрқтики дөләтләр билән охшаш қәдәмдә маңғанлиқини, әмәлийәттә һазир хитай һөкүмитиниң уйғурларға өзиниң тили вә мәдәнийити мәҗбурлаш арқилиқ милләт сапасиниң чекинишигә сәвәб болуватқанлиқини әскәртти.

 

*“хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики җинс зораванлиқи вә тәшвиқати” мавзулуқ мақалиниң аптори йи шавсониң пикиригә асасән қайта толуқланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.