Хитай тәшкиллигән “йилтиз издәш саяһити” му хитайниң көз боямчилиқ тәшвиқат усули болмақта
2024.07.25
Түркийә, қазақистан, қирғизистан, канада, испанийә, америка вә голландийә қатарлиқ йәттә дөләттин кәлгән 56 нәпәр хитай муһаҗир яш-өсмүрдин тәшкилләнгән 2024-йиллиқ “хитай йилтизини издәш саяһити” намидики язлиқ лагер йеқинда уйғур елидә тунҗи қетим елип берилған.
Игилишимизчә, хитай муһаҗирлар бирләшмиси тәрипидин тәшкиллинип келиватқан “хитай йилтизини издәш саяһити” язлиқ, баһар вә қишлиқ саяһәт паалийәтлирини өз ичигә алған болуп, 2019-йили 5-айда бу һәқтә бейҗиңда тунҗи қетим йиғин чақирилған. Чәтәлдики хитай яш-өсмүрлириниң хитай билән болған риштисини күчәйтиш мәқсәт қилинған бу паалийәт әң дәсләптә “йилтизини издәш” намида хитайниң һәрқайси өлкилиридә елип берилған болуп, 2023-йили апрел ейидин башлап “хитай йилтизини издәш саяһити” гә өзгәртилгән.
Йеқинқи бир-икки йил мабәйнидә уйғур елидә “шинҗаң һекайисини яхши сөзләш”, “шинҗаң яхши җай” қатарлиқ саяһәт тәшвиқатлири әвҗигә чиққаниди. Бу қетим болса “хитай йилтизини издәш саяһити” намидики паалийәтниң уйғур елидә тунҗи қетим орунлаштурулуши диққәт қозғимақта.
Германийәдики инсаншунаслиқ пәнлири доктори, уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси руне ситенберг (Rune Stenberg) ниң қаришичә, бу паалийәт әмәлийәттә хитайниң дөләт ичи вә сиртида зор мәбләғ аҗратқан тәшвиқат түрлириниң бири болуп, униңға алдин тәйярлиқ қилип, сәһнә һазирлап қойғанлиқи ениқ.
Доктор руне ситенбергниң билдүрүшичә, бу паалийәтниң асасий мәқсити чәтәлләрдә яшаватқан хитай яш-өсмүрлириниң меңисини ююш, йәни уларни хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан зулум сияситини ақлайдиған һәм чәт әлгә тәшвиқ қилидиған из басарлардин қилиш үчүн икән.
“тәңритағ тори” ниң 22-июлдики хәвиридин қариғанда, бу паалийәтниң саһибханилиқни уйғур аптоном районлуқ муһаҗирлар бирләшмиси вә шинҗаң педагогика университети үстигә алған болуп, паалийәткә қатнашқан хитай муһаҗир яш-өсмүрлири 18-июлдин27-июлғичә үрүмчи шәһири, санҗи области вә турпан шәһиригә саяһәт-екскурсийәгә беришқа тәшкилләнгән.
Америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис әпәндиниң билдүрүшичә, “хитай йилтизини издәш саяһити” гә қетилған чәт әллик хитай яш-өсмүрлири маһийәттә хитайниң тәшвиқати үчүн тәшкилләнгән болуп, кәлгүсидә хитайниң тәрәққиятини дуняға билдүридиған вә уйғур елидики зулум сияситини ақлайдиған тәшвиқатчиларға айлиниши мумкин икән.
Абдулһаким идрис әпәнди йәнә, хитайниң бу хил тәшвиқатлирида “уйғур” аталғусини сиқип чиқирип, уйғурларниң мәвҗутлуқини алди билән нам җәһәттин йоқ қиливатқанлиқини тилға алди.
Америкадики хитай анализчиси, “бейҗиң баһари” журнилиниң сабиқ баш муһәррири ху пең бу паалийәт һәққидә көз қаришини билдүрүп мундақ деди:
“бу қетимлиқ паалийәтниң пүтүн күнтәртиплириниң хитай һөкүмити тәрипидин мәхсус орунлаштурулғанлиқи ениқ. Шуңа бу муһаҗир яш-өсмүрләрниң көргини пәқәт хитай һөкүмити уларға көрсәтмәкчи болған көрүнүшләрдур. Һалбуки, бу садда вә нарәсидә балилар ‛көрәлмәйдиған иш‚ ларниң техиму көп икәнликини пәрәз қилиш тәс әмәс. Ваһаләнки, улар қайтип барғандин кейин пәқәт өзлириниң уйғур елидә көргән вә аңлиғанлиринила башқиларға сөзләйду. Әпсуски, бу уларниң хитай компартийәсиниң бу хилдики тәшвиқатиға ярдәм қилғиниға баравәрдур. Әмма бу дәл хитайниң йәтмәкчи болған мәқсәтлириниң биридур. Шуңа биз хитай һөкүмитиниң уйғур елидә садир қилған җинайи қилмишлирини чәтәлләрдә ашкарилашни техиму күчәйтишимиз керәк. Шундақ болғандила, бу ишниң һәқиқитини техиму көп кишиләр, җүмлидин уйғур елини зиярәт қилған шу балиларму биләләйду”.
Игилинишичә нөвәттә, “хитай йилтизини издәш саяһити” намидики язлиқ, баһар вә қишлиқ саяһәт паалийәтлири хитайниң һәрқайси өлкә-шәһәрлиридә, дуняниң һәрқайси җайлиридики хитай муһаҗир яш-өсмүрлири үчүн йилда бир қанчә қетим қәрәллик елип бериливатқан болуп, мәзкур паалийәтниң бу қетим уйғур елидә тәшкиллинишиниң хитай һөкүмитиниң “уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини ақлаш һәрикити” ниң бир қисми икәнлики илгири сүрүлмәктә.