Хитайниң тәшвиқат қоралиға айланған уйғурлар вә чәтәллик “мухбирлар” (1)
2021.07.27
Хитай ташқи ишлар министирлиқи йеқинда хитай һөкүмитиниң уйғур районидики җинайитини ақлаш үчүн “ирқий қирғинчилиқ әйибләшлири бу әсирдики әң чоң төһмәт” дегән ибарини қолланған. Көзәтчиләрниң қаришичә, бу хитай һөкүмитиниң нөвәттә хәлқарада күчийиватқан “2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш” садалириға қарши бәргән инкаси, шундақла уйғурларға қаратқан сияситиниң әң юқири тәрәққият нуқтиси һесаблинидикән.
Йеқинда CNN торида елан қилинған бир мақалидә билдүрүлүшичә, “хитай йәршари телевийә тори” өткән айда бир мухбирини қәшқәргә әвәткән болуп, мухбир у йәрдә нәқ мәйдан зиярити елип барған, хуласә сөзидә: “шундақ дейишкә болидуки, бу йәрдә һәргиз ирқий қирғинчилиқ йоқ” дегән. Уйғур райони һазир хитайниң дөләт ичи вә сиртидики тәшвиқатиниң әң муһим нуқтисиға айланған болуп, бу райондики аталмиш тәрәққиятни вә хәлқниң қандақтур бәхтлик яшаватқанлиқини етирап қилмиған мухбирларниң бу районға келип зиярәт қилиши асасән чәкләнгән.
Сиясий көзәтчи илшат һәсән әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғурлардин пайдилинип тәшвиқат елип беришиниң мәйли қайси милләт, қайси дөләттин болсун, хитайни чүшәнмәйдиған инсанларни қаймуқтуруш ролини ойнайдиғанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмити хәлқарадин келиватқан күчлүк бесимларни “хитайға қарши күчләрниң тәшвиқати” дин келиватқан тәһдит дәп билгәнлики үчүн, буниңға қарши “алаһидә мухбир” намидики чәтәлликләрни ишлитипла қалмастин, уйғурларни биваситә оттуриға чиқирип сөзлитиш арқилиқ бу милләткә йүргүзүватқан вәһший сияситини тәп тартмастин ақлашни, һәтта көптүрүп махташни давамлаштуруп кәлгән.
Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим хитай һөкүмитиниң уйғурларни оттуриға чиқирип сөзлитишиниң хели бурундин давамлишип кәлгән тәшвиқат усули икәнликини, буниңға һазир хәлқара җәмийәт анчә ишинип кәтмигән тәқдирдиму, буниңға сәл қариғилиму болмайдиғанлиқини, буниңға тақабил туруш үчүн хитайниң җинайитини давамлиқ паш қилиш керәкликини билдүрди.
Йеқинда “ню-йорк вақти гезити” торида елан қилинған бир мақалидә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни ғәрб таратқулириға қарши тәшвиқат урушиға салғанлиқи, һәр саһә, һәр яштики уйғурларни майк помпейоға охшаш чәтәл дипломатлири вә һәқиқәтни ашкарилиған ғәрб таратқулириға қарши сөзләткәнлики баян қилинған вә буниңға мунасивәтлик видийолар елан қилинған.
“ню-йорк вақти гезити” билән proPublica ширкити бирлишип 3000дин артуқ видийони бир айдин артуқ тәһлил қилиш арқилиқ, бу видийоларниң хитай һөкүмити пиланлиқ елип барған бир мәйдан тәшвиқат икәнликини байқиған. Бу видийоларда гәрчә хитай тәшвиқат органлириниң бәлгиси болмисиму, уларниң бу видийони ишләшкә астиртин маслашқанлиқини билгили болидикән. Мәсилән, бу видийоларниң бәзилири ютубқа қоюлған болуп, астиға инглизчә хәтлик тәрҗимиси берилгән.
Бу видийоларда хитайда яшаватқан уйғурлар өзлириниң зулумға учриғанлиқини инкар қилған һәмдә “хитай һөкүмити уйғур районида кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш җинайити өткүзүватиду” дәп баянат бәргән чәт әл дипломатлири вә хәлқара ширкәтләрни әйиблигән. Бу тәшвиқатлар хитай һөкүмитиниң хәлқарадики пикир еқимиға қарши елип барған вә әң көп күч сәрп қилған һәрикәтлиридин бири икән.
Илшат һәсән әпәнди бу хил видийолар һәққидә тохтилип: “хитай бундақ тәшвиқатларға кимләрниң ишинидиғанлиқини, кимләрниң ишәнмәйдиғанлиқини обдан билиду, хитайниң мәқсәт-нишани шундақ ялған тәшвиқатқа ишинишни халайдиған вә униңға еһтияҗи барлар үчүн тәшвиқат елип бериш” деди. У йәнә уйғурларниң бу тәшвиқат җеңидә қандақ рол ойниши керәкликини билдүрүп мундақ деди: “биз хитайниң бу күчлүк тәшвиқатлири алдида аҗиз әмәс, биздә һәқиқәт бар. Биз өзимиз учраватқан наһәқчилик вә зулумни көптүрмәстин әйнән аңлитишимиз керәк, болмиса биздики һәқиқәт ялған тәшвиқатқа айлинип қалиду вә башқилар ишәнмәс болуп қалиду” деди.
Анализчиларниң билдүрүшичә, хитайниң уйғурларни сөзлитип көз боямчилиқ қилиши вә чәтәлликләрни сетивелип тәшвиқатқа селиши 3-тәрәп арқилиқ өзини ақлап, хәлқара җәмийәтни қайил қилишқа урунуши болуп, буниң қанчилик үнүм бериши хәлқара мунасивәтләрдики мәнпәәт тоқунуши, шундақла һәқиқәт билән сәпсәтә оттурисидики күрәштә инсанлиқ виҗданиниң қанчилик рол ойнайдиғанлиқи билән мунасивәтлик икән.