Самир диабниң уйғур елидики сиясәтләрни махтиши әйибләшкә учриди

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.08.08
samir-diab.jpg Хитайниң тәклипи билән уйғур райониға зиярәткә берип келип, “шинҗаңдики милләтләр иттипақлиқи, аләмшумул иқтисадий тәрәққият, гүзәл мәнзириләр вә мукәммәл динни әркинлик” ни махтиған “әрәб солчиллар мунбири” ниң баш маслаштурғучиси самир диаб (Samir Diab). 2024-Йили 2-авғуст.
XINHUA

Инсан һәқлири қурулушлири, бир қисим мутәхәссисләр вә демократик дөләтләрниң хитайни “ирқи қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” билән әйиблишиниң күчийишигә әгишип хитай һөкүмити чәтәллик журналистлар, мутәхәссисләр вә сиясийонларни көпләп уйғур елигә зиярәткә орунлаштурушқа башлиған. Шундин узун өтмәй улар өз дөләтлиригә қайтқандин кейин ахбарат вә һәр хил иҗтимаий таратқуларда хитайниң уйғурларни бастуруш сияситини қоллайдиған баянатларни қилған. Уйғурларниң вәзийитини йеқиндин көзитиватқан мутәхәссисләр бу хилдики кишиләрниң баянлирини мәнпәәт үчүн хитайниң депиға уссул ойнаштин башқа нәрсә әмәс, дегән пикирни алға сүрмәктә. Шуниң билән бир вақитта, уларни уйғур илиға тәклип қилиш вә уларни сөзлитиш қатарлиқ паалийәтләр арқилиқ, хитайниң уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики четишлиқ тәнқид вә әйибләшни рәт қилишни мәқсәт қилғанлиқини илгири сүрмәктә.

Шинхуа агентлиқи” ниң хәвириГә асасланғанда, “әрәб солчиллар мунбири” ниң баш маслаштурғучиси самир диаб (Samir Diab) йеқинда әрәб сиясәтчилири вәкилләр өмикиниң бир қисми сүпитидә уйғур елини зиярәт қилған. У дөлити ливанға қайтип барғандин кейин, тәклип билән уйғур елини зиярәт қилған башқа чәтәллик мутәхәссис вә мухбирларға охшаш “шинҗаңдики милләтләр иттипақлиқи, аләмшумул иқтисадий тәрәққият, гүзәл мәнзириләр вә мукәммәл динни әркинлик” ни махтиған. Самир диаб “шинхуа агентлиқи” ниң мухбириға бу һәқтә сөз қилип мундақ дегән: “уйғурлар хитайдики башқа милләтләргә охшаш динни етиқад әркинликидин бәһримән болуп, әркин диний паалийәт қиливатиду. Хитайниң асасий қанунида пуқраларниң диний етиқадиниң кәмситишкә учримаслиқи бәлгиләнгән, дөләт нормал диний паалийәтләрни қоғдайду”.

Һалбуки уйғурларниң вәзийитини яхши чүшинидиған кишиләр хитай һөкүмитиниң бу хилдики “аввал йегүзүп андин сөзлитиш” тәк кона усулиниң һечқандақ йеңилиқ әмәсликини алаһидә тәкитләйду. Болупму уларниң “шинҗаң һәққидики һекайиләрни яхши сөзләш” тәшвиқатида бу һал техиму рошән әкс әткән. Америкидики сиясий анализчи, доктор андерс кор (Anders Corr) әрәб сиясәтчилири вәкилләр өмикиниң уйғур илдики зиярити вә уларниң хитайниң уйғур сияситини махтап “шинхуа агентлиқи” қилған бәргән баянатлири һәққидә көз қарашлирини ипадиләп мундақ деди:

“хитайниң мухбир вә башқа салаһийәттики кишиләрни шинҗаңға тәклип қилип саяһәт тәшкиллиши сепи өзидин тәшвиқат оюни. Хитай буниңда күчиниң йетишичә уйғурларға қандақ муамилә қилғанлиқини көрситишкә тиришиду. Әлвәттә, уларни уйғурлар соланған җаза лагери вә тәрбийәләш мәркәзлиригә елип бармайду уларға коммунизм һөкүмранлиқидики уйғурларниң һәқиқий турмушниму көрсәтмәйду. Әксичә уларға уссул ойниған вә нахша ейтқан ‛хушал уйғурлар‚ ни көрситиду. Улар йәнә ялғандин ‛асасий қанунда кишиләргә диний етиқад әркинлики берилди‚ дәйду. Әмма әмәлийәт ундақ әмәс. Хитай һөкүмити уйғурларни милләт, тил, мәдәнийәт вә дин җәһәттин ассимилятсийә қилип, уларни коммунистик партийәгә мутләқ бойсунушқа қиставатиду. Шинҗаңға берип мушу хилдики һәқсиз саяһәткә иштирак қилған журналистлар әхлақ пиринсиплириға әмәл қилмайду. Уйғур райони улардин бәк йирақ йәр болсиму уларниң барлиқ чиқимини хитай төләйду. Йәни улар үчүн меһманхана вә йемәклик һәқсиз. Пул үчүн хитайниң депиға усул ойнаш болса әхлақсиз ахбаратчилиқ қилмишидур. Бу бу журналистлар болса буниң бәдилигә хитай компартийәси вә хитай компартийәсиниң уйғурларға тутқан муамилиси һәққидә иҗабий мақалиләрни йезиш һәққидә содилашқан.”

“шинхуа агентлиқи” ниң хәвиридә көрситилишичә, уйғур елигә зиярәткә барған самир диабқа охшаш көплигән “алим” вә “мутәхәссис” ләр тушмутуштин сөз қилған. Улар сөзлиридә хитай компартийәсиниң “шинҗаңда иқтисадий тәрәққиятта мислисиз илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликини, һәр милләт хәлқи бәхтияр һаят ичидә диний етиқад әркинликидин толуқ бәһримән болуватқанлиқини, америка вә башқа ғәрб дөләтлириниң шинҗаң сияситини баһанә қилип хитайға қара чаплишиниң асаси йоқлуқини” билдүргән.

Дәрвәқә уйғур елидә өткән 30 нәччә йилда ул муәссәсә вә башқа мунасивәтлик саһәләрдә ғайәт зор өзгиришләр барлиққа кәлгәнлики мәлум. Әмма бу өзгиришләрдин бәһримән болуватқанларниң көчмән хитайлар болуватқанлиқи, йәрлик хәлқ болған уйғурларниң йилсери чәткә қеқилип, әң әқәллий инсаний һәқләрдин бәһримән болушқиму илаҗисиз қеливатқанлиқи йеқинқи йилларда уйғур қирғинчилиқиниң ташқи дуняға мәлум болушиға әгишип көпләп билинишкә башлиған. Бу җәһәттә уйғурлардики диний етиқад амили уйғур миллий кимликиниң сақлинип турушидики әң зор тосуқ сүпитидә әң әҗәллик зәрбигә учриған саһәләрниң бири болуп қалған. Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) самир диабниң уйғурларниң динни әркинлики һәққидә қилған сөзлиригә рәддийә берип мундақ деди:

“самир диаб уйғур елидики диний паалийәтләрни мәдһийәлигән. Бу шәхс солчи салаһийити билән уйғур елидики динни паалийәтләргә қандақ баһа бәрди? буниңға бир немә демәк қейин. Бу йәрдә район хәлқиниң һес-туйғуси тоғрулуқ гәп-сөз қилмиған. У йәнә хитайниң асасий қанунини нәқил кәлтүрүп, кәмситишниң йоқлуқини вә диний етиқад әркинликиниң толуқ мәвҗутлуқини испатлашқа урунған. Бу хитай оттуриға қуюватқан тәшәббусларни қоллашқа урунуватқан бәкму аҗиз тиришчанлиқ. Чүнки асаси қанунниң қәғәзгә йезилиши униңдин хәлқниң бәһримән болғанлиқини яки униң һеқиқи реаллиқ икәнликидин дерәк бәрмәйду. Әгәр самир диаб сәмимий вә чоңқур билимгә игә шәхс һәмдә обйектип көзәткүчи болса иди, әһвал башқичә булатти. Лекин у ундақ әмәс.”

Мәзкур хәвәрдә дейилишичә, самир диаб америка һәққидә сөз қилип “америка һазир хитайниң ички ишлириға арилишип, уйғур елидики радикал унсурларни қоллаш вә хитайниң сияситигә төһмәт чаплашқа урунуватиду. Улар мушу арқилиқ хитайни ички қисимдин йиқитип, уларниң дуня сәһнисидә қәд көтүрүшини чәкләшкә урунмақта” дегән.

Доктор андерс кор самир диабниң юқиридики сөзлириниң қилчиму асаси йоқлуқини алаһидә тәкитләш билән биргә униң сөзлиригә рәддийә берип мундақ деди:

“америкиниң хитайда ашқун уйғурларни қоллиғанлиқини испатлайдиған һечқандақ пакит йоқ. Бу күлкилик, һәқиқәтән күлкилик әйибләш. Биз (америка) кишилик һоқуқни қоллаймиз. Әлвәттә, хитай буни бурмилап, бизни ‛хитайниң ички ишлириға арилашти‚ дәватиду. Хитай 1948-йили б д т кишилик һоқуқ хитабнамисини имзалиди. Буни имзалиған дөләтләр пүткүл хәлқара системиға йеқин болуши, йәни б д т ниң қаидә-пиринсиплириға риайә қилиши керәк. Шундақла кишилик һоқуқ қаидилиригә вә демократийәгә һөрмәт қилиши вә сайлам елип бериши керәк. Хитай коммунистик партийәси буниң һечбирини қилғини йоқ. Шуңа, хитай б д т ниң қаидә-пиринсиплириға риайә қилидиған мәдәнийәтлик дөләтләргә тәвә әмәс, хитай өзини уларниң сиртида қойди. Лекин биз (америка) б д т ниң қаидә-пиринсиплириға риайә қилған мәдәнийәтлик дөләт.”

Мәлум болушичә, самир диаб мәнсуп болған “әрәб солчилар мунбири” маркисизим вә ленинизм нәзәрийәсини асаси йетәкчи пиринсип қилидиған анализчилар вә тәнқидчиләр гурупписи болуп, 1950-йилларниң ахиридин башлап пәләстин мәсилисини чөридигән һалда шәкилләнгән. Шу сәвәбтин улар изчил түрдә хитай һөкүмити билән достлуқ алақисини сақлап кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.