Хитайниң мәдәнийәт саяһити истратегийәсигә безәк болуватқан уйғур елидики ялтирақ “музейлар”
2024.09.16
Йеқиндин буян хитай ахбаратлирида, уйғур елиниң мәдәнийәт ядикарлиқлири байлиқи әвзәлликиниң саяһәт тәрәққияти әвзәлликигә айлинишиға түрткә болғанлиқи, һәмдә бир қисим қоғдилидиған мәдәнийәт ядикарлиқи орунлириниң “шинҗаң саяһәтчилики” ниң “алтун нам картиси” ға айланғанлиқи давраң селинмақта.
Хитай башқурушидики “шинҗаң гезити” ниң 26-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, 23-авғуст күни ички моңғулниң хоххут шәһиридә өткүзүлгән 10-нөвәтлик “хитай музейлири вә мунасивәтлик әсәрләр һәм техника көргәзмиси” ниң ечилиш мурасимида, уйғур елидики 10 музейниң (биңтүәнгә қарашлиқ болмиған музейлар) дәриҗисиниң хитай бойичә иккинчи вә үчинчи дәриҗилик музейға өстүрүлгәнлики елан қилинған. Хәвәрдә көрситилишичә, бу йил төт музей хитай бойичә иккинчи дәриҗилик, алтә музей үчинчи дәриҗилик музей қатариға йеңидин қошулған. Һазирға қәдәр уйғур елидики 25 музей хитай бойичә дөләт дәриҗилик музейлар тизимликигә киргүзүлгән.
Ваһаләнки, хитай һөкүмити 2017-йилдин буян уйғур мәдәнийити вә тарихини қайта шәрһләшкә киришип, уни “хитай тарихи вә мәдәнийитиниң бир қисми” қилип көрситишкә урунуп кәлмәктә. Мутәхәссисләр, нөвәттә уйғур елидә арқа-арқидин қурулуватқан музейлар хитай һөкүмитиниң дәл йоқириқи сиясий ғәризиниң намайәндиси дәп қаримақта.
Германийәдики мәдәнийәт инсаншунаслиқи пәнлири доктори, уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси руне ситенберг (Rune Stenberg) ниң қаришичә, нөвәттә уйғур елидә бәс-бәстә бәрпа қилиниватқан музей вә түрлүк намларда ечиливатқан көргәзмиләр маһийәттә пүтүнләй дегүдәк хитай һөкүмитиниң сиясий мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиған тәшвиқат орунлиридин башқа нәрсә әмәс икән.
Йеқинқи йиллардин буян хитай тәшвиқат машинилириниң исламийәттин бурунқи уйғур буддизм мәдәнийитигә аит археологийәлик изларни, тарихий-мәдәнийәт ядикарлиқлирини хитай сулалилиригә бағлап чүшәндүрүши барғансери күчәйгән. Хәлқарадики нопузлуқ тәтқиқатчилар 10-әсирдин бурунқи уйғур буддизм мәдәнийитиниң хитай билән әмәс, бәлки һиндистан билән болған алақисиниң қоюқлуқини тәкитләп кәлгән болсиму, әмма хитай даирилири уйғурлар вә уларниң тарихий-мәдәнийәт ядикарлиқлирини хитайға бағлаш шундақла уни хитай мәдәнийитиниң тәркибий қисми қилип көрситишкә урунуп кәлмәктә. Шу сәвәбтин нөвәттә хитай һөкүмити уйғур елидики музей қурулушини пүтүн күчи билән кеңәйтмәктә.
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә “музей” қуруштин ибарәт бу истратегийәлик пилан арқилиқ, уйғур тарихини хитайға бағлаш вә “шинҗаң әзәлдин хитайниң бир парчиси” дегән уқумни ички-ташқи дуняға тарқитишқа урунуватқанлиқини илгири сүргән доктор руне ситенберг, өз қарашлирини илмий асаслар билән шәрһийиләп өтти.
Мәзкур хәвәрдә, бу қетим уйғур елидики 10 музейниң хитай бойичә дөләт дәриҗилик музейға айландурулуши, райондики музейлириниң йеқинқи йиллардин буянқи юқири сүпәтлик тәрәққиятиниң мәркәзлик намайәндиси дәп көрситилгән. Һәмдә буниң уйғур елиниң мәдәнийәт мираслирини қоғдаш вә униңға варислиқ қилиштики “сиясий терики” ни техиму күчлүк қилғанлиқи тәкитләнгән.
Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат мәркизиниң пирофессори алимҗан инайәт хитай ишғалчилири 1949-йилдин бери уйғур елидә түрлүк сиясий тәдбирләр арқилиқ тәбиий йосундики ассимилятсийә муһитини яритип, уйғурларни өзлүкидин еритип түгитишкә қол селиватқан хитай һөкүмитиниң йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә тарихни йеңидин шәрһләшкә, археологийә арқилиқ өзлириниң сиясий нишанини илгири сүрүш һәрикитини күчәйткәнликини тәкитлиди.
Игилинишичә, һазир уйғур елидә 150 әтрапида музей вә көргәзмә сарийи бар болуп, буниң ичидә 91 музей хитай мәдәнийәт-саяһәт вә мәдәнийәт ядикарлиқлири органлириниң мәркәзлик башқурушида икән. Бундин башқа, дөләт игидарчилиқидики башқа кәспий саһәләргә қарашлиқ музейдин 28 вә дөләт игидарчилиқиға тәвә болмиған музейдин 31 и бар икән. Хитай ахбаратлиридин нөвәттә уйғур елидә қурулуватқан музейлар үчүн хитай даирилириниң ғайәт зор мәбләғ селиватқанлиқи мәлум. “шинҗаң гезити” ниң хәвиридин игилинишичә, 2023-йили уйғур елиниң мәдәнийәт ядикарлиқлирини қоғдаш мәхсус түр мәблиғи 10 милйон 900 миң йүәндин 20 милйон 900 миң йүәнгә көпәйтилгән, музей көргәзмә мәхсус түр хираҗити йеңидин 10 милйон йүән көпәйтилгән.
Америкадики хитай анализчиси, “бейҗиң баһари” журнилиниң сабиқ баш муһәррири ху пең, хитай даирилириниң йеқиндин буян уйғур елидә арқа-арқидин қурулуватқан аталмиш “мәдәнийәт ядикарлиқлири музейлири” ниң теги-тәктидин елип ейтқанда, хитайниң сиясий муддиасини тәшвиқ қилидиған васитә икәнликини билдүрди:
“хитай һөкүмити бу хил музей арқилиқ бир тәрәптин, уйғур елидә яшайдиған аһалиләр үчүнла әмәс, бәлки чәт әллик саяһәтчиләр вә мухбирлар үчүнму хитай тәрипидин йеңидин шәрһлинип ясалған мәдәнийәт ядикарлиқлири һәм тарихий көрүнүшләрни көрситишни мәқсәт қилған. Йәнә бир тәрәптин, бу усул арқилиқ өзиниң охшимиған районлардики охшимиған милләтләрниң мәдәнийәт әнәнисигә, диний етиқадиға вә уларниң арилишип яшишиға һөрмәт қилидиғанлиқини; хитай компартийәсиниң рәһбәрликидә уйғур елидики һәр милләт хәлқиниң турмушиниң қанчилик яхшиланғанлиқини ташқи дуняға көрситишни нишан қилған.”
У сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң түп ғәризиниң маһийәттә “шинҗаң әзәлдин хитайниң айрилмас бир қисми вә хитай тарихиниң бир парчиси” дегән тонушни шәкилләндүрүш икәнликини тәкитлиди. У бу һәқтики қаришини ипадиләп мундақ деди:
“һәммигә аян болғинидәк, нөвәттә хитай һөкүмити өзиниң шинҗаңда йүргүзүватқан рәһимсиз бастуруш сияситини йолға қойғанлиқи түпәйлидин, хәлқара җәмийәтниң күчлүк әйиблишигә учраватиду. Шуңа, улар өзлириниң бу қилмишлирини ақлаш вә сиртқи дуняниң тәнқидидин қутулуш үчүн хитай һөкүмити йеқиндин буян нурғун хизмәтләрни ишлимәктә. Буниң билән тәң нурғун кишиләрни, чәт әлликләрни шинҗаңни зиярәт қилишқа тәклип қилмақта. Шуңа хитай һөкүмити нөвәттә музейларни көпәйтип қуруш қурулуши арқилиқ, саяһәтчиләрниң биваситә көрүш вә һес қилиш туйғусидин пайдилиниватиду. Чүнки бу тарихни бурмилап көрситишниң әң яхши усули.”
Уйғур язғучи вә ана тил паалийәтчиси абдувәли аюпму бу һәқтә пикир баян қилди. Униң қаришичә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики музей қурулушини күчәйтиши, дәл хитай даирилириниң 2017-йили уйғур елидә милйонлиған уйғурни лагерларға қамап, ирқий қирғинчилиқ сиясити йүргүзүшни башлиғандин кейин йүргүзүватқан иккинчи басқучлуқ қәдими икән. Бу арқилиқ хитай “шинҗаң қәдимдин тартипла хитайниң бир қисми” дегән сәпсәтәни һәммигә сиңдүрүшни мәқсәт қилған икән.
Дәрвәқә, уйғур вәзийитигә көңүл бөлүватқан көзәткүчиләр вә мутәхәссисләр, нөвәттә буниң уйғур елидики кейинки әвлат уйғурларға көрситидиған сәлбий тәсирлиридин әндишә қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә.