Университетлардики уйғур оқутқучи-оқуғучиларму хитайниң америкаға қарши тәшвиқат урушиға селинған
2021.12.22

Йеқиндин буян хитай һөкүмити пүтүн хитай миқясида, болупму уйғур районида америка башчилиқидики ғәрб дөләтлиригә қарши кәң көләмлик тәшвиқат урушини күчәйткән.
Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, 18-декабирдин башлап, уйғур дияридики “шинҗаң университети”, “шинҗаң тибби университети”, “шинҗаң педагогика университети”, “қәшқәр университети” қатарлиқ университетларниң уйғур оқутқучи вә оқуғучилири сәпәрвәр қилинип, америкаға қарши кәң-көләмлик сиясий тәшвиқат урушиға сөрәп кирилгән.
Университетларда ечилған бу хил йиғин вә сөһбәтләрдә уйғур дияридики “ирқий қирғинчилиқ” вә “мәҗбурий әмгәк” мәсилиси инкар қилинған, шундақла америка башчилиқидики ғәрп дөләтлири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирини “хитайға қарши күчләр” дәп атап, һуҗум қилинған.
Ипадә билдүрүшкә мәҗбурланған оқутқучи-оқуғучилар өз нутуқлирида “америка башчилиқидики ғәрб күчлири ‛ирқий қирғинчилиқ‚ вә ‛мәҗбури әмгәк‚ дегәндәк ялған төһмәтләрни ойдуруп чиқарди. Райондики һәр милләт хәлқи компартийәниң рәһбәрликидә иш пурсәтлиригә еришип, бәхтлик яшимақта” дегәнләрни тәкитлигән.
Вәзийәт анализчилири вә бир қисим уйғур паалийәтчилириниң билдүрүшичә, хитайниң бу қетимқи тәшвиқат уруши америка башчилиқидики бир қисим ғәрб демократик дөләтлири хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушини “ирқий қирғинчилиқ”, “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекиткәндин кейин йәниму күчәйгән икән. Болупму йеқинда “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ниң америка авам палатаси билән кеңәш палатасида юқури аваз билән мақуллиниши, хитай һөкүмитини бу хил кәң көләмлик тәшвиқат уруши елип берип, өзини ақлашқа мәҗбур қилған.
Амеркадики хитай вәзийәт анализчилиридин ху пиң әпәндиниң қаршичә, хитай һөкүмити һәр вақит өз сиястидики хаталиқларни ақлашқа мәҗбур қалғинида, оқутқучи-оқуғучиларни асас қилған билим игилирини сәһнигә чиқирип, америкаға қарши ипадә билдүрүшкә мәҗбур қилидикән. Хитайниң бу хил сиясий тәшвиқат уруши елип бериш һәрикити мав зедоң дәвридин қалған кона әнәнә икән.
Ху пиңниң билдүрүшичә, 1980-йилларда бир мәзгил хитайда нисбәтән демократик муһит барлиққа кәлгини үчүн, али мәктәпләрдә америка дүшмәнлики кәйпияти бир мәзгил пәсәйгән. Әмма 1989-йили бейҗиңда йүз бәргән “тйәнәнмен оқуғучилар һәркити” бастурулғандин кейин, хитайда америкиға қарши тәшвиқат йәнә күчәйгән.
Ши җинпиң дәвридә хитай компартийәсиниң уйғурларға йүргүзгән ирқий қирғинчлиқ сиясити, хоңкоңда демократийәниң чекиниши қатарлиқ сәвәбләр түпәйли америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлириниң хитайни әйибләш вә тәнқидләш чоқанлири күчәйгән. Буниң нәтиҗисидә хитайда хитай милләтчиликини чиқиш қилған “америка дүшмәнлики” тәшвиқати қайтидин әвҗигә чиққан.
Ху пиң хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғур районидики алий мәктәпләрдә уйғур оқутқучи-оқуғучиларни сәпәрвәр қилип, хитайниң уйғур районидики сияситини ақлаш тәшвиқатиниң мәқсити һәққидә тохтилип, мундақ деди:
“әлвәттә, униң еришмәкчи болған мәқсити алди билән хәлқара җәмийәтни қаймуқтуруштур. Йәни хәлқара җәмийәткә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзгән сияситиниң хәлқниң қоллишиға ершкәнликини тәшвиқ қилиштур. Техиму тоғриси, дөләт ичидики хәлқни өз сияситиниң тоғрилиқиға ишәндүрүштур. Хитай һөкүмитиниң нәзәридә шинҗаңдики уйғурларниң өз зиялилири, мәдәнийәт саһәсидики сәрхиллирини сөзлитиш арқилиқ бу хил тәшвиқатни елип барғанда, униң қайил қилиш күчи хитайларни яки коммунист әмәлдарларни сөзлитиш арқилиқ елип барған тәшвиқатларниң үнүмидин йоқири болиду, дәп қаралған.”
Америкадики “уйғур һәркити” тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханимму өз қаришини оттуриға қойди.
Рошән аббас ханимниң қаришичә, нөвәттә хитайға қарши рәсмий тәдбир еливатқан дөләтләр америка, әнгилийәгә охшаш ғәрб демократик дөләтлири болуп, хитай һөкүмити шу сәвәбтин бу дөләтләрни өзиниң сиясий тәшвиқатидики һуҗум нишани қилған.
Рошән аббас ханим өткән һәптә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” америка авам палатаси билән кеңәш палатасидин юқури аваз билән тәстиқлиниши, хитай һөкүмитини қаттиқ биарам қилған, деди. У йәнә мушу сәвәбтин хитай һөкүмитиниң америка дүшмәнлики тәшвиқатини йәниму күчәйткәнликини, уйғур дияридики университетларниң болса бу хил тәшвиқат урушиниң алдинқи сепигә айландурулғанлиқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийи қанун комитетиниң мудири мәмәт тохти әпәндиму хитай һөкүмитиниң америка дүшмәнлики тәшвиқати һәққидә тохтилип өтти
Мәмәт тохтиниң тәкитлишичә, гәрчә хитай һөкүмити уйғур зиялилирини, болупму университетлардики уйғур оқутқучи-оқуғучилирини сөзлитиш арқилиқ, авам хәлқниң нәзәридин америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлириниң образини хунүкләштүрүшни көзләватқан болсиму, әмма бу урунушму хитайниң илгирики тәшвиқатлириға охшашла нәтиҗисиз ахирлишидикән.