Хитай түрмисидики яшанғанларниң әһвали әндишә қозғиди
2024.03.29

2017-Йили уйғур диярида әвҗ алған “қайта тәрбийәләш”, “террорлуққа зәрбә бериш” вә “икки йүзлимичиликкә зәрбә бериш” намида уйғурларни нишан қилған чоң тутқунда түрмиләргә қамалғанларниң ичидә 55 яштин ашқан зор бир түркүм уйғурларниң барлиқи ашкариланған иди. Кишилик һоқуқ паалийәтчиси җин бонин қурған “шаһит биз тори” 27-март күни елан қилған тизимликтә тонулған уйғур зиялийлири, диний өлималар вә язғучилардин болуп 60 тин артуқ кишиниң тәрҗимиһали йәр алған.
Тизимликтә “шинҗаң университети” қатарлиқ алий мәктәптики пирофессорлардин муддәтсиз вә 15 йилдин юқири муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинған раһилә давут, арслан абдулла, ғәйрәтчан осман, абдуқадир җалалидин, абдубәсир шүкри қатарлиқларниң исми көзгә челиқиду. Шуниңдәк қурбан мамут, абдурахман әбәйгә охшаш журналист язғучилар, хитай түрмисигә қамалғандин кейин қаза қилған пирофессор абдукерим рахман, диний өлима абидин аюпқа охшаш яшанған уйғур зиялийлири, диний өлималар, җамаәт әрбаблири һәққидә уларни йеқиндин билидиған чәтәлләрдики шаһитларниң гуваһлиқлири, мустәқил таратқуларда испатланған хәвәр улинишлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири елан қилған чақириқ вә баянатларму тәпсилий баян қилиниду.
Тизимликтә 1-орунға тизилған пирофессор раһилә давут һәққидики баянларда, униң америкидики қизи әқидә полатниң гуваһлиқлири, мустәқил таратқулар игилигән әһваллар вә уни әркинликкә қоюп беришни тәләп қилған чәтәлләрдики уйғуршунас мутәхәссисләр, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң баянатлири вә чақириқлири бирқәдәр тәпсилий берилгән.
Раһилә давутниң қизи әқидә полат радийомиз зияритини қобул қилип, аписи раһилә давутниң тутқун қилинған чағдики әһвалларни қайта әсләп өтүш билән бирликтә, раһилә давутқа охшаш уйғур зиялийлириниң шәртсиз қоюп берилиши керәкликини тәкитлиди.
2018-Йилдин башлап тутқундики уйғур зиялийлириниң тизимликини елан қилип, бу тизимликни үзлүксиз йеңилап турған кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдувәли аюп әпәндиму бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилди. Униң билдүрүшичә, тутқун қилинған уйғур зиялийлириниң ичидә пирофессорлуқ унванидикиләр асасән 60 яштин ашқан мойсипитлар болуп, уларниң һаяти изчил хәвп ичидә туруватқанлиқи мәлум. Шуңа нөвәттә бу һәқтики әндишиләр барғанчә күчийип бармақта.
Тизимликтә йәнә түрмидә вә түрмидин қоюп берилгәндин кейин өлүп кәткән тонулған уйғур зиялийлири, диний өлималар, җамаәт әрбаблириниңму исми тилға елинған. Бу һәқтә тохталған абдувәли аюп әпәнди бу кишиләр арисида өзи билидиған бир қисим уйғур зиялийлири вә өлималарниң барлиқини билдүрди.
Абдувәли аюп әпәнди сөзидә, түрмидә өлүп кәткән уйғур мойсипитлиридин абдукерим рахмандин башқа язғучи абдулла савут, диний өлима абидин аюп дамолла һаҗим, муһәммәд салиһ дамолла һаҗим, аблимит дамолла һаҗим, абләт мәхсум һаҗим қатарлиқларни тилға елип өтти.
Тизимликтә тутқундики уйғур мойсипитлири қатарида йәнә кишиләргә анчә тонулмиған һәмдә 60 яштин ашқан бир қисим адәттики уйғурларниңму исми бар. Униңда хитай һөкүмитиниң бу кишиләргә диний ашқунлуқ җинайәтлирини артип сотлиғанлиқи, җүмлидин уларниң пәрзәнтлирини мисир вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдә диний тәлимат елишқа әвәткәнлики, өзлириниң нормал диний етиқад паалийәтлиридә болғанлиқи вә сәуди әрәбистан, түркийә қатарлиқ дөләтләрдә зиярәттә болғанлиқи уларниң аталмиш җинайи пакитлири қилип көрситилгән.
“шаһит биз” торида гуваһчилардин диний өлима абидин аюпниң җийән қизи, бостондики марийә муһәммәт ханимниңму исми берилгән болуп, марийә ханим өзиниң 55 яштин 60 яш арилиқида тутқун қилинған туғқанлири һәққидә гуваһлиқ бәргән. Марийә муһәммәт ханим радийомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, тизимликтикиләрдин ери садир ели вә өзиниң туғқанлиридин түрмидә өлүп кәткән тағиси абидин аюптин башқа, еғир қамақ җазасиға һөкүм қилинған туғқанлириниңму барлиқини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, “шаһит биз” торида исми берилгән ғаппарҗан мәмәт ели униң йәнә бир тағиси болуп, тағиси ғаппарҗан мәмәт ели 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. У кейин тағиси ғаппарҗан мәмәт елиниң еғир ағриқ сәвәбидин йеқинда түрмә сиртиға давалашқа чиқирилғанлиқини аңлиған. Әмма тағиси абидин аюпниң вапатидин кейин униң юрти атуштики барлиқ туғқанлири билән болған алақиси пүтүнләй үзүлгәнлики үчүн түрмидики башқа туғқанлири һәққидә йеңи мәлумат алалмиған икән.