Дәря яниқ ханим: “хитайниң уйғурларға қаратқан бесим сияситидә һечқандақ өзгириш болғини йоқ”
Түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң башлиқи, һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәсиниң парламент әзаси, сабиқ түркийә аилә вә иҗтимаий ишлар министири дәря яниқ ханим, 3-сентәбир күни түркийә дөләтлик ахбарат оргини болған “анадолу хәвәр агентлиқи” ниң зияритини қобул қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида пикир баян қилған. У, өткән икки йил ичидә хитайниң уйғур елидики юқири бесимлиқ сияситидә һечқандақ өзгиришниң болмиғанлиқини тәкитлигән.
Дәря яниқ ханимниң бу баянати “анадолу хәвәр агентлиқи” ниң торида елан қилинғандин сирт, иҗтимаий таратқулардиму кәң тарқитилған. У, мундақ дегән: “мән бу йәрдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси елан қилған доклат тоғрисида тохталмақчимән. Йәни бизниң шәхсий көз қарашлиримиз яки бәзи кишиләр илгири сүрүватқан баянларни демәкчи әмәсмән.”
Дәря яниқ ханим бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси буниңдин икки йил илгири елан қилған уйғур елиниң кишилик һоқуқ әһвали тоғрисидики доклати тоғрисида тохтилип, мундақ дегән: “мәзкур доклатта уйғур районида кишиләрни өз юртидин айрип, хитайниң башқа өлкилиригә мәҗбурий йөткәшниң интайин омумлишип кәткәнлики; нурғун кишиләрни җазалап түрмә-лагерларға ташлиғанлиқи вә аялларни туғуш һәм пәрзәнт көрүш иқтидаридин мәһрум қилғанлиқи; кишиләрниң әркин йөткилиш вә саяһәт һоқуқиниң тартивелинғанлиқи; һәтта чәт әлгә чиқиш яки хитайниң ички өлкилиригә беришниңму җинайәт сәвәби қилинғанлиқи; пуқраларда диний етиқад әркинликиниң пәқәтла йоқлуқи нуқтилиқ баян қилинған.”
Дәря яниқ ханим “анадолу хәвәр агентлиқи” ға йәнә мундақ дегән: “өткән икки йил ичидә уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитидә һечқандақ өзгириш болмиди. Улардин давамлиқ әрз-шикайәтләр келиватиду. Уйғур райониниң нопус қурулмисида зор өзгириш болди. Йәни 1970-йилларда нопусниң 80 пирсәнтини йәрлик мусулман уйғурлар тәшкил қилатти. Бүгүнки күндә уйғурлар пүтүн уйғур райони нопусиниң аран 40 пирсәнтини тәшкил қилса, хитайларму 40 пирсәнтни тәшкил қилмақта. Демәкки, районниң нопус қурулмиси системилиқ вә пиланлиқ һалда өзгәртилмәктә.”
Биз түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң башлиқи дәря яниқ ханимниң баянати тоғрисида көз қаришини игиләш үчүн мәзкур комитетниң әзаси, парламент әзаси йүксәл сәлчуқ түркоғлу әпәндини зиярәт қилдуқ. У, мундақ деди: “ислам вәһимиси вә ирқчилиққа қарши туруш комитети қурулған иди. Шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини көзитиш вә тәкшүрүш хизмити мәзкур комитетниң хизмәт даириси ичигә киргүзүлгән иди. Бу комитет шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини көзитип келиватиду. Бир йерим йилдин буянқи көзитишкә қариғанда, һеч бир өзгириш йоқ, йәни хитайниң бесим сиясити давам қиливатиду. Комитет башлиқимиз дәря ханимму буни оттуриға қойди.”
Уйғур елидики йиғивелиш лагерлириға соланған кишиләрниң тәқдири, хитайниң нөвәттә уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи вә кишилик һоқуқ сияситини тәкшүрүш үчүн, мәхсус бир гуруппа қуруш һәққидики бир тәклип лайиһәси түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиға сунулған иди. 2023-Йили 7-айниң 3-күни “ийи” партийәсиниң парламент әзаси сәлчуқ түркоғлу тәрипидин сунулған бу тәклип лайиһәси музакирә қилинип, түркийә парламентида “ислам вәһимиси вә ирқчилиққа қарши туруш комитети” рәсмий қурулған иди. 7-Айниң 14-күни бу комитет рәсмий хизмәт башлиған иди. Шуниңдин кейин шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини көзитиш вә тәкшүрүш хизмити мәзкур комитетниң хизмәт даириси ичигә киргүзүлгән иди.
Дәря яниқ ханим, 2023-йили 7-айда түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң мәсуллирини өз ишханисида қобул қилғанда, өзиниң 1990-йилларда истанбулда алий мәктәптә оқуватқан чағлирида уйғур тәшкилатлириниң йиғинлириға иштирак қилғанлиқини, уйғур мәсилисини яхши билидиғанлиқини, уйғурларниң бу тәләплириниң әмәлийлишиши үчүн қолидин кәлгән ишларни қилидиғанлиқини баян қилған иди.
Түркийә һөкүмити 2009-йили тунҗи болуп “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиған, шундақла уйғурларға мәдәт бәргәниди. Һалбуки, кейинки мәзгилләрдә түркийә-хитай мунасивитиниң тәрәққияти, икки дөләт оттурисида сода-тиҗарәт, пул муамилә вә дипломатик келишимләрниң түзүлүши, түркийәдики пул пахаллиқи, ишсизлиқниң ешип меңиши, шуниңдәк ковид юқумиға қарши ваксинаниң кәмчил болуши қатарлиқ бир йүрүш сәвәбләр түпәйли түркийә һөкүмитиниң хитай билән болған мунасивити һәмдә уйғурлар һәққидики мәйданидиму бир қанчә қетим өзгиришләр болди.