Хитайниң уйғурларға “мән җуңголуқ” дәп сөзлитидиған тәшвиқат видийолири көпләп тарқалмақта
2024.11.28
Хитайниң довйин, үндидар қатарлиқ иҗтимаий супилирида тарқитилған уйғурларниң “мән җуңголуқ!” дәйдиған бир қатар видийолири нөвәттә чәт әлләрдики иҗтимаий таратқу супилирида кәң тарқилип диққәт қозғимақта.
Йеқинда X та, карл җа (CarlZha) исимлик бир қолланғучиниң һәмбәһирлигән видийоси буниң бир мисалидур. 20 Секунт әтрапидики бу видийода, ташқи көрүнүштинла бир уйғур яш қиз икәнлики ениқ билинип туридиған, әмма өзини хитайчә исим билән “ров ров” (肉肉) дәп атиған бу қиз хитай тилида, башқиларниң күндә дегүдәк өзидин әмди “сән чәт әлликму?” дәп соримаслиқини ейтқан. У йәнә, өзиниң “җуңго шинҗаңлиқ уйғур қиз, җуңголуқ” икәнлики һәққидә изаһат берип, “мән җуңголуқ” дәп алаһидә әскәрткән.
Uyghur woman on Douyin: "Stop asking if I'm a foreigner. I'm Chinese. I'm a Uyghur from Xinjiang" pic.twitter.com/esS1nIBhpI
— Carl Zha (@CarlZha) November 21, 2024
Игилинишичә, бу видийони һәмбәһирлигән һиндонезийәдә турушлуқ X қолланғучиси карл җаниң 1 милйон 674 миң әгәшкүчиси бар икән. Диққәт тартидиған йери шуки, хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқни йошуруш “тәшвиқат уруши” сепидә йеқиндин буян актип рол ойнаватқан “чөпқәт” лиридин бири—хитай йәр шари телевизийә қанили (CGTN) ниң даимлиқ мухбири фернандо муноз бернал (Fernando Munoz Bernal) билән хитайниң актип тор тәшвиқатчилиридин бири _ “шаңхәй гезити” ниң мухбири әндий борехам (Andy Boreham) ниң дәл бу әгәшкүчиләр қатаридин орун алғанлиқи карл җаниң шәхсий һесабатидин билинмәктә.
Дәрвәқә, йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмити уйғур елидә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” намида уйғурларниң кимликини вә миллий мәдәнийитини пүтүнләй йоқитиш һәмдә хитай болмиған милләтләрни нишан қилған “хитайлаштуруш” сияситини дөләт ичи вә сиртиға қаратқан “тәшвиқат уруши” долқуни арқилиқ кәң көләмдә елип бармақта.
Уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан америкадики рос-хулман технологийә институтиниң дотсенти тимусий грос чәт әл таратқулирида тарқитиливатқан райондики уйғурларниң өзини “мән җуңголуқ!” дәп изаһлайдиған бу хилдики видийолирини көргәндин кейинки тәсиратини аңлармәнләр билән ортақлашти. У язма инкасида, хитайда қоллиниватқан “шинҗаңлиқ” вә “җуңголуқ” тин ибарәт бу кимликләр һәққидики пикрини баян қилип, мундақ дәйду:
“кимлик толиму қаймуқтуридиған бир мәсилә. 2017-Йилидин бурун, мән яш уйғурлар билән уларниң юртида вә хитай чоң қуруқлуқида тәтқиқат елип барғинимда, уларниң өзини һәм уйғур һәм җуңголуқ дәп тонуши ғәйрий әһвал әмәс иди. Йәни, бу кимликләр өзара бир-бирини чәткә қақмайтти. Әлвәттә, 2017-йилдин башлап нурғун өзгиришләр болди. Әмма нурғун яш уйғурлар бирла вақитта уйғур вә җуңголуқ болуштәк қош кимликкә игә болушниң йолини тапти. Мән бу һәқтики қарашлиримниму китабимда тилға алған. Мән йәнә ‛шинҗаңлиқ‚ дегән сөзниң ишлитилишиниң көпийиватқанлиқини һес қилдим. Һәмдә бу һәқтә ‛шинҗаң таамлири‚ сәрләвһилик мақаләмниму елан қилғанидим. Мениңчә хәлқ вә мәдәнийәтни етник йилтизидин узақлаштуридиған бу аталғулар уйғурларниң бу районға болған йәрлик игидарчилиқ кимлики тоғрисидики қаришиға бузғунчилиқ қилиду. Шуниң билән тәң, кишиләрниң ‛шинҗаңлиқ‚ дәп атилиши, хитай компартийәсиниң шинҗаңниң 13 милләтниң ‛ана юрти‚ икәнликидә чиң турушиға пайдилиқ болиду дәп қараймән.”
Тимусий гросниң билдүрүшичә, нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғур елидә уйғурларға җиддий рәвиштә тәрғиб қиливатқан ‛җуңголуқ‚ тин ибарәт бу кимлик аталғуси теги-тәктидин елип ейтқанда, хитай миллитини мәркәз қилған кимликни көрситиду.
“есимдә қелишичә, районда елип барған әмәлий тәкшүрүшлиримдә, уйғурларниң даим кәмситилидиғанлиқини һес қилғанидим. Чүнки хитайлар уларни башқилар, йәни җуңголуқ әмәс дәп қарайтти. Бу хил қараш әлвәттә ‛җуңголуқ‚ кимлик ениқлимисиниң тар даирисини әкс әттүриду. Ениқ қилип ейтқанда, ‛җуңголуқ‚ дегән бу кимлик аталғуси маһийәттә хитай миллитини мәркәз қилған кимликтур. Чүнки уларниң ушбу тәхминлиридә ташқи қияпәт, мәдәнийәт шәрти қатарлиқ җәһәтләрдә пәрқлиқ болғанлар ‛башқилар‚ болуп һесаблиниду. Әлвәттә, хитай компартийәси йәнә уйғурларниң диний паалийәтлиригә болған чәклимиләрни көпәйтиш, һәтта уйғур тилини маарип-дәрсликтин чиқириветиштин башқа, уйғурларни хитай мәдәнийитидин ибарәт ‛асасий еқин‚ ға сиңдүрүш урунушини тезләтти. Нәтиҗидә, һазир уйғурларда қалғанлири болса пәқәт уссул вә нахша қатарлиқ асан пәрқләндүргили болидиған уйғурчә мәдәнийәт ипадилиридур, халас.”
Гәрчә хитай, бир тәрәптин өзини көп милләтлик дөләт десиму, лекин йеқинқи йиллардин буян “җуңголуқ” яки “җуңхуа миллити” тин ибарәт хитай миллитини ядро қилған, башқа барлиқ милләтләрни юғурған “тақ милләт дөлити” бәрпа қилишқа урунмақта.
Түркийә һаҗәттәпә университетиниң дотсенти, доктор әркин әкрәм бу һәқтә пикир баян қилғинида, тарихтин буян сиясий вә җуғрапийәлик җәһәттин охшимиған мәниләргә игә болған хитайчә “җуңго” аталғусиниң бүгүнки күндә хитай компартийәси тәрипидин миллий дөләт нами сүпитидә қоллиниливатқанлиқини изаһлиди. У йәнә, хитай өз миллий кимлики болған “хитай миллити” (хәнзу) билән “җуңголуқ” яки “җуңхуа миллити” кимлики уқумлирини бир-бири билән арилаштуруп қоллинип, хитай болмиған милләтләрни хитайлаштурушқа урунуватқанлиқини билдүрди.
Хитай компартийәси өзиниң уйғур елидә давамлаштуруватқан ирқий қирғинчилиқ сиясити вә зораванлиқ бастуруш һәрикитиниң йоллуқ икәнликини уйғур яш тор чолпанлириниң ағзи арқилиқ кәң көләмлик тәшвиқ қиливатқанлиқини тәкитлигән “демократик хитай фиронти” тәшкилатниң муавин рәиси, “манҗурийәни әслигә кәлтүрүш һәрикити” ниң мәслиһәтчиси, канададики сиясий анализчи шең шө ханим мундақ дәйду:
“бу қилмишлар хитай компартийәсиниң чәт әлләргә қаритилған тәшвиқатиниң конкрет истратегийәсидур. Униң чәт әлләргә қаритилған тәшвиқати омумән қилип ейтқанда уйғурларни пүтүнләй тәслим қилиш, бу хитай һакимийитигә вә униң мустәбит һөкүмранлиқиға пүтүнләй бой сундурушни мәқсәт қилиду. Чүнки хитайниң бу хилдики тәшвиқатларни күчәйтиши маһийәттә, уйғурларға өзиниң милләт тәвәликини һес қилдурмаслиқ, өзиниң етиқадини унтулдуруш, өз тили вә мәдәнийитини қоғдиялмайдиған һаләткә чүшүрүп, ахирида уларни ортақ бир гәвдигә айландуруштур. Һалбуки бу уларни хитайлаштуруштин дерәк бериду.”
Униң қаришичә, хитайниң районда уйғурларға елип бериватқан бу ирқий қирғинчилиқи узун муддәт давамлишиш җәрянида, уларда өз миллити, тили, диний етиқадидин нәпрәтлиниш туйғусини шәкилләндүрүши мумкин икән. Һалбуки йәнә бир тәрәптин елип ейтқанда, хитайниң бу тәшвиқатлириниң бәлгилик тәсир көрситиш күчи болидикән. У мундақ деди:
“униң кәң көләмлик йүргүзүватқан бу хилдики тәшвиқат формати бәзи кишиләрни бәлгилик дәриҗидә қаймуқтуралайду дәп қараймән. Чүнки униң арқисида хитайниң зораванлиқи вә монополлуқи сәпләнгән. Башқичә қилип ейтқанда, һечким буниңға қаршилиқ билдүрәлмәйду, чүнки хитай һакимийитиниң зораванлиқ усуллири вә васитилири астида, райондикиләрниң өз һаятлиқини сақлишиму тәскә тохтайдиған мәсилә. Чүнки мустәбит хитай һакимийитидики кишиләрниң етиқади йоқ, улар һечқандақ мәдәнийәт етиқадқа ишәнмәйду. Шуңа, бу бәк қорқунчлуқ тәрипидур.”
Доктор әркин әкрәмниң қаришичә, уйғур тор чолпанлириниң бу һәқтики тәшвиқатлири бир тәрәптин уйғурлар арисидиму “мән җуңголуқ” дегән бу уқумниң қобул қилинишиға асанлиқ яритип беридикән. Йәнә бир тәрәптин, ташқи дунядикиләргиму уйғурларниң өзини “җуңголуқ”, йәни “хитай” дәйдиған хата чүшәнчини пәйда қилидикән.
Нөвәттә хитай һөкүмитиниң системилашқан тәшвиқат истратегийәси арқилиқ уйғур кимликини йоқитиш, хитайдин башқа милләтләрни ассимилятсийә қилиш тәшвиқатини түрлүк васитиләр арқилиқ күчәйтиши көзәткүчиләрдә әндишә қозғимақта.