Хитай даирилири уйғур мәһбусларниң аилә тавабиатини мәһбусларға ялған сөзләшкә мәҗбурлимақта
2024.03.04
Мәһбус аилә тавабиатлириниң радийомизға кәлгән инкаслирида оттуриға қоюлушичә, хитай даирилири 6 йилдин буян лагер вә түрмиләргә соливалған мәһбусларниң көпинчисини аилиси билән пәқәт айда бир қетим екран көрүшүшкә йол қоймақта. Бәзидә йеза атлап, бәзидә шәһәр атлап берип әмәлийләшкән бу көрүшүш пәқәтла 2 яки 3 минут әтрапида давам қилмақта. Униң үстигә бу көрүшүшләрдә мәһбус аилә тавабиатлири өз аилиси вә җәмийәт һәққидә мәһбусларға ялған гәп қилишқа мәҗбурланмақта. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған пирограммиси диққитиңларда болиду.
Нөвәттә канада яшаватқан мунәввәр ханимниң ғулҗидики ата-аниси мәһбус нәврисини шиху түрмисигә берип екранда көргән. Мунәввәр ханимниң бу һәқтики язма инкасида баян қилинишичә, айларчә күтүп вә узун мусапини бесип әмәлийләшкән бу көрүшүш аран 3 минутчә давам қилған. Нөвәттә түркийәдә яшаватқан бир муһаҗирниң йәнә радийомизға язма инкас қилишичә, униң тоққузақ муш түрмисидики сиңлиси билән екранда көрүшкән ата-аниси, өз аилә әһвали вә мәһәллә-кой һәққидә ялған сөзләшкә мәҗбур болған. Улар өзлиригә айда 400 йүәндин бериливатқан төвән капаләт пулини 1200 йүән дейишкә көндүрүлгән, мәһәллидә һәммә аилиләрниң бәхт-саадәт ичидә яшаватқанлиқини мәлум қилған.
Мәһбус аилә тавабиатлириниң мәһбусларға ялған гәп қилишқа мәҗбурлиниши, өткән һәптә иҗтимаий таратқулардин дойинда тарқалған бир син учурдинму васитилик дәлилләнди. Мәзкур учурда уйғур елидики мәлум бир адвокат мәһбус аилилиригә қарита тәнбиһ вә тәвсийәлирини баян қилған. Бу баянларда мәһбус аилә тавабиатлириниң мәһбусни йоқлап барғанда, йиғлимаслиқи нуқтилиқ тәвсийә қилинған. Гәрчә бу адвокат баянлирида мәһбусниң роһий кәйпиятини яхшилашни көздә тутқандәк қилсиму, әмма, гәплири арисида, компартийәниң мәзкур аилигә қиливатқан яхшилиқлирини йәткүзүшини алаһидә тәвсийә қилиш арқилиқ, хитай һөҗҗәтлиридә ашкара оттуриға қоюлуватқан мәһбусларни роһий җәһәттин бойсундуруш чақириқиға аилиләрни һәмкарлишишқа үндигән.
Телефонимизни қобул қилған қәшқәр конашәһәрниң булақсу вә муш сақчиханилири, мәһбус аилилириниң мәһбусларға ялған сөзләшкә мәҗбурлиниватқанлиқи һәққидә мәлумат бәрмиди, бәзилири бу хил әһвални инкар қилди. Өзи қәшқәрдә мәлум бир сақчиханида ярдәмчи сақчи болуп вәзипә өтәватқан бир хадим, үрүмчи өсмүрләр түрмисидә җаза өтәватқан қизини өзи сақчи орнида ишләватқанлиқи үчүнла айда 2 қетим көрүшкә мувәппәқ болған. Әмма уму һәр қетимлиқ көрүшүштә 1-2 саәт өчрәт сақлиғандин кейин бәзидә 1 минут бәзидә 2 минут сөзлишәлигән. Бу вақитта компартийәни мәдһийәләш шәрт болғачқа, өз аилә әһвалини билдүрүшкә берилгән вақит йетишмигән.
Конашәһәрниң муш түрмисидә вәзипә өтәватқан бир хадим, мәһбус аилә-тавабиатлириниң мәһбуслар билән екранда көрүшкәндә ялған сөзләшкә мәҗбур икәнликини йошурмиди. Униң дейишичә, әгәр көрүшкини кәлгәнләр кәнт кадирлириниң өгәткини бойичә гәп қилмиса йәни ялған сөзлимисә, уларниң мәһбус билән кейин қетимлиқ сөзлишиши чәклинидикән.
Хитайниң ашкарилинип қалған мәхпий һөҗҗәтлиридә әң диққәт тартқан мәзмунлардин бири районниң сабиқ партком секретари чен чүәнгониң уйғурларни идарә қилиш һәққидики “4 ни үзүп ташлаш” буйруқи иди. Булардин иккиси “йилтизини үзүп ташлаш” вә “иҗтимаий алақисини үзүп ташлаш” болуп, кейинкисидә уйғурларниң өзара алақисиниңму шалаңлаштурулуши вә өз җәмийитиниң мәсилиридин хәвәрсиз қалдурулуши тәвсийә қилинғаниди. Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр, мәһбус аилә тавабиатлириниң мәһбусларға ялған сөзләшкә мәҗбурлинишини әнә шу җәмийәт билән алақисини үзүветиш тәдбириниң бир иҗраси дәп қарашмақта.
Юқирида хитай даирилириниң уйғур елида мәһбус аилә тавабиатлирини мәһбусларға ялған сөзләшкә мәҗбурлаватқанлиқи һәққидә мәлумат бәрдуқ.