Хитай дәл уйғур, тибәт районлирида апәт пәйда қилғучидур

Амистердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2025.01.14
los-angeles-ot-apiti-ot-ochurguchi-AP От өчүргүчи калифорнийәниң лос анжелестики тинч окян палесадес районидики от кәткән җайда от өчүрүватиду. 2025-Йили 8-январ, лос анжелес
AP/Etienne Laurent

Америка билән хитайда өткән һәптә охшаш вақитларда от апити вә йәр тәврәштин ибарәт зор апәтләр йүз бәрди. Һәйран қаларлиқи шуки, хитайдики учур васитилиридә бу икки апәт һәққидә бериливатқан хәвәрләр асман-земин пәрқлиқ болди. Һәтта апәткә тақабил турушта американиң қанчилик аҗиз, тәдбирсиз болғанлиқи, әмма хитайниң болса қанчилик ақил вә тәдбир билән апәтниң зийинини азайтқанлиқи күчәп тәшвиқ қилинди. Хәвәрләрдин қариғанда, өткән сәйшәнбә күни американиң лос-анжелес районида зор от апити йүз бәргән болуп, 180 миң кишиниң бу райондин чекиниши вә бәш адәмниң өлүшидәк еғир паҗиә келип чиққан вә от техичә өчүрүлмигән. Охшаш күндә тибәт районидиму еғир йәр тәврәп, 126 адәмниң өлүши, 188 адәмниң ярилиниши, 3600 дин артуқ өйниң өрүлүп чүшүши вә 46 миңдин көп кишиниң макансиз қелишини кәлтүрүп чиқарди. Лекин Хитай учур васитилиридә тибәттики йәр тәврәш вә бу һадисидә қаза қилғучилар һәққидики мәзмунлар әмәс, бәлки америкада йүз бериватқан от апити қизиқ тема болди. Хитай мәркизий телевизийәси қатарлиқ һөкүмәт учур васитилири америкадики от апитини һели җәң мәйданиға охшатса, һели заман ахиридәк тәсвирләп, тохтимай тәшвиқ қилди. Хитай учур васитилири болса кишиләрниң америкадики Бу от апитигә болған һесдашлиқлириға көрә, хушал болушлири, тәнтәнилик инкаслири Билән лиқ толди.

Иҗтимаий таратқулардики инкаслар
Иҗтимаий таратқулардики инкаслар
Social media

9-январ хитайниң бәйду филим торида елан қилинған лос-анжелестики от апитигә даир бир филимниң астиға 1800 дин көп инкас чүшкән. Инкасларниң мутләқ көп қисми “худаниң көзи бар икән, бу алвасти дөләтниң җазасини берипту”, “11-сентәбир вәқәсидики қәһриманлар өлмигән болса, мушундақ пурсәттә орманлиқларниң һәммә йеригә от қоюп, америкалиқларниң һәммисини көйдүрүп йоқатқан болсичу!” дегәнгә охшаш өчмәнлик мәзмунлири билән толған. Һәр қандақ инкасқа диққәт қилип, әгәр у өзигә пайдисиз болса уни өчүрүп ташлайдиған яки инкасчиларни җазалайдиған хитай һөкүмәт тор сақчилири мундақ инкасларни өчүрмигән вә әксичә йол қойғаниди.

 Гәрчә хитай һөкүмәт учур васитилири бу һәқтә мөтидил инкас билдүргәндәк көрүнсиму, лекин пикир әркинлики қаттиқ чәклинидиған хитайда, америкадики от апитидин тәнтәнигә чөмгән учурларниң кәң тарқилишиму әлвәттә һөкүмәтниң рухситисиз йүз бәрмәйдиғанлиқи ениқ. Демәк, башқиларниң азабидин хушаллиқ тепиш инсанлиқ қәдир-қиммәтлиригә етибар берилидиған дөләтләрдә асасән йүз бәрмәйду. Һәтта йүз бәргән һаләттиму, бу хил қилмишлар җәмийәттә бирдәк тәнқидләшкә учриса учрайдуки, хитайдикидәк базар тапалмайду.

 Дәрвәқә, тибәттә йүз бәргән йәр тәврәшни хитай һөкүмәт учур васитилири тәбиий апәт сүпитидә тәшвиқ қиливатқан болсиму, лекин бу қетимлиқ йәр тәврәштә хитайниң мәсулийити барлиқини сүргүндики тибәт паалийәтчилири хәлқара учур васитилиригә билдүрди. Уларниң дейишичә, хитай йиллардин буян тибәт районида кан байлиқлирини қезиш, қалаймиқан тосма ясаш қатарлиқ һәрикәтләрни елип барған болуп, пилансиз вә мәсулийәтсизлик билән елип берилған бу хил һәрикәтләр ақивәттә тибәттики бу паҗиәни кәлтүрүп чиқарған.

Әмәлийәттә, тибәт сиясий паалийәтчилириниң дегәнлири бәлгилик асасқа игә болупла қалмай, бундақ һәрикәтләрни хитай уйғур елидиму охшаш шәкилдә елип барған. Мисалға алсақ, хитай йеқинқи йиллардин буян уйғур нопуси әң зич олтурақлаш җәнубий уйғур елидә зор көләмдики су тосмиси вә су амбарлирини ясиди. Гәрчә хитай бу һәрикәтлирини “су кәмчил болуш, қурғақчилиқниң алдини елиш мәсилисини һәл қилиш үчүн” дәп тәшвиқ қилған болсиму, лекин бу җайларда йәр тәврәшниң күнсери еғирлишип кетиватқанлиқиму бир һәқиқәт. “шинҗаңдики сәншя тосмиси” дәп тәриплиниватқан қәшқәр вилайити араташ су түгини қурулуши қара қурум теғи вадисидики йәкән дәрясиниң юқири еқиниға җайлашқан болуп, уйғур елидики көлими әң чоң сучилиқ түгүни қурулуши һесаблиниду. Бу қурулуш худди тибәттики бу қетимлиқ йәр тәврәш районидики сучилиқ түгини қурулушиға охшашла хитай мәркизий комитетиниң 172 түрлүк чоң су теҗәш, тәминләш түригә киргүзүлгән қурулушларниң биридур. Һалбуки бу қурулуш 2019-йили ишқа киришкәндин буян таки 2024-йилиниң бешиғичә ақсу вилайити улуғчат наһийәси әтрапидики 200 километир арилиқта җәмий 166 қетим йәр тәвригән. Йәни бу арилиқ дәл ақту наһийәсидики араташ су қурулушиниму өз ичигә алиду.

 

Йәр тәврәш һәққидики хәвәрләр
Йәр тәврәш һәққидики хәвәрләр
CENC

Әмәлийәттә, 2012-Йили америкиниң йәр тәврәш, йәр йерилишиға даир тәтқиқат билән 40 нәччә йил шуғулланған тәтқиқатчи йоһан җексон, хитайға берип әмәлий тәкшүрүш елип барған Болуп, у ғәрбий районлардики дәря еқинлирида елип бериливатқан вә елип берилиши пиланланған су қурулушлирини көргәндин кейин, бу қурулушларниң шу йәрдики йәрлик аһалиләрниң һаятиға тәһдит елип келидиғанлиқини, хитайниң бу қилмиши “хәтәргә тәвәккүл қилиш болиду” ғанлиқини оттуриға қойған. Шундақтиму хитай бу хил қурулушларни ясашни әсла тохтатмиған.

Хитайниң уйғур елидә җиддий давам қиливатқан бу хилдики “су теҗәш” вә “су башқуруш” түрлириниң уйғурларниң су кәмчиллик мәсилисини һәл қилиш үчүн әмәс, бәлки “шинҗаңниң нопусини 50 милйонға чиқириш” тәк бүйүк пиланлар үчүн болуватқанлиқи ениқ.

Уйғур аптоном раюни йәр тәврәш идарисиниң тор бекитидики йәр тәврәш һәққидики хәвәрләр
Уйғур аптоном раюни йәр тәврәш идарисиниң тор бекитидики йәр тәврәш һәққидики хәвәрләр
xjdzj.gov.cn

Шинҗаң уйғур аптоном районлуқ йәр тәврәш идарисиниң орган тор бетидики йәр тәврәш учурлиридин уйғур елидики йәр тәврәшниң йүз бериш нисбити күнсери еғирлаватқанлиқини, һәтта бу хил көпийишниң дәл чоң типтики су тосмиси, су амбарлири җайлашқан районларда йүз бериватқанлиқини көрүш мумкин. Һалбуки, уйғур вә тибәттики йәр тәврәш көпрәк йүз беридиған җайларда чоң типтики су қурулушлирини елип беришниң қанчилик хәтәрлик икәнлики, бу қурулушларниң йәрликтики хәлқләрниң һаят-мамати вә сиясий тәқдиригә қандақ тәсир көрситидиғанлиқи, болупму бу қурулушлар сәвәблик қанчилик уйғур яки тибәт хәлқи өй-маканлиридин көчүрүлүш, яқа-юртларға сүргүн қилиниш вә яки йәр тәврәш қатарлиқ апәтләрниң зиянкәшликигә учрайдиғанлиқи һәққидики инкаслар хитай учур васитилиридә әсла қизиқ тема болмиған вә болмайду! бу әһвални американиң әһвалиға селиштуруш мумкинму? америкида бир қанчә күндин буян көйүватқан ғайәт зор от вә бу от апити кәлтүрүп чиқарған зиянлар пүткүл дуня миқясидики кишиләргә ашкара тарқитилип кәлди һәм келиватиду. Шундақ болупла қалмастин, америкида йүз бәргән һәрқандақ вәқәләр ташқи дуняға әзәлдин хитайдикидәк сир тутулған әмәс. Кишиләр халисила америкада йүз бәргән һәрқандақ һадисигә даир тәпсилий мәлуматларға еришәләйду. Хәлқ халиса һөкүмәтниң мәзкур һадисиләрдики мәсулийитини сүрүштә қилалайду, тәнқидләйду һәтта ағдуруп ташлайду. Әмма хитайдичу?

Инсанларниң туғулушидин бар болған тәбиий һәқлирини, пикир әркинликлирини чәкләйдиған хитай компартийәси һөкүмитиниң демократик түзүлминиң орнини алалайдиған “түзүлмә әвзәллики” дин сөз ечиши техиму күлкилик! америкада болуватқан от апитигә даир учурлардин пүтүн дуня хәвәрдар. Лекин хитайда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқниң тәпсилатидин ташқи дуняниң хәвәрдар болуш мумкинчилики барму? тибәт вә уйғур елидики йәр тәврәш апәтлириниң хитай тохтимай ясаватқан су қурулушлири, кан байлиқлирини қезиш билән мунасивәтлик болғанлиқини ташқи дуняниң ашкара тәкшүрүшигә хитай рухсәт қиламду?

Дәрвәқә, мәйли қәйәрдә, қандақ шәкилдә йүз бәргән апәт болсун, униң инсанларға зиян елип келидиғанлиқи ениқ. Пүткүл инсанийәт тәбиий апәтләргә тақабил туруш һәққидә баш қатуруватқан бүгүнки күндә хитай компартийәси һөкүмити, уйғур вә тибәт районлиридики тәбиий апәтләрниң алдини алғучи әмәс, бәлки бу районларда инсанийәткә қарши җинайәт, ирқий қирғинчилиқ, миллий ассимилятсийәдин ибарәт еғир апәтни пәйда қиливатқан асаслиқ амилдур.

[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.