америка һөкүмити хитайниң уйғур қатарлиқ хәлқләрни чегра һалқип бастурушиға тақабил турушқа чақирилди

گۇۋاھلىق يىغىنىنىڭ رىياسەتچىسى، ئاۋام پالاتاسى ئەزاسى، خىتاي ئىستراتېگىيەلىك رىقابەت ئالاھىدە كومىتېتىنىڭ رەئىسى مايك گاللاگېر(Mike Gallagher) ئەپەندى سۆزلىمەكتە. 2023-يىلى 13-دېكابىر، ۋاشىنگتون.
гуваһлиқ йиғининиң риясәтчиси, авам палатаси әзаси, хитай истратегийәлик риқабәт алаһидә комитетиниң рәиси майк галлагер(Mike Gallagher) әпәнди сөзлимәктә. 2023-йили 13-декабир, вашингтон. (Select Committee on CCP)

0:00 / 0:00

13-декабир күни кәчтә, америка авам палатасиниң хитай истратегийәлик риқабәт алаһидә комитети хитайниң чәтәлдики уйғур, тибәт, хоңкоң вә хитай өктичилиригә қарита қанат яйдуруватқан чегра сиртидики бастуруши һәққидә гуваһлиқ йиғини өткүзүп, байден һөкүмитини бейҗиңниң бастурушиға қарита зөрүр тақабил туруш тәдбирлирини елишқа чақирди.

йиғинда бәзиләрниң тәкитлишичә, америка һөкүмити вә дөләт мәҗлиси бу кишиләрни қоғдаш үчүн америка күчлүк қануни тәдбирләрни елипла қалмай, уларниң хитайдики аилә әзалирини қоғдаш үчүнму күчлүк дипломатик чариларни ишқа селиши керәк икән. гуваһлиқ йиғининиң риясәтчиси, авам палатаси әзаси, хитай истратегийәлик риқабәт алаһидә комитетиниң рәиси майк галлагерниң йиғинда тәкитлишичә, хитай өзиниң чегра һалқиған бастурушини униң чегра сирдики хитай пуқралирини нишан қилғандәк көрсәтсиму, лекин униң һәқиқий муддиаси пүтүн дунядики хитайни тәнқид қилғучиларни контрол қилиш икән.

бу қетимлиқ гуваһлиқ йиғини хитай һөкүмити чәтәлгә қарита "шинҗаң һекайисини яхши сөзләш" ни техиму кәң қанат яйдуруп, чәтәлдики уйғурларниң аилә әзалирини гөрүгә елиш арқилиқ, уларниң күндилик һәрикити вә уйғур районидики "қирғинчилиқ" ни паш қилишиға тосқунлуқ қилиш билән билән әйиблиниватқан бир вақитта чақирилған. йиғинда майк галлагер мундақ дәйду: "чегра һалқиған бастуруш һәрикити шуни көрсәтмәктә, хитай пуқралирини контрол қилиш хитай компартийәсиниң ноқул муддиаси әмәс. әмәлийәттә, хитай компартийәсиниң муддиаси дуняниң һәр қайси җайлиридики хәлқләрни назарәт қилиш, тәсир көрситиш, җазалаш вә бесим қилиштур. улар хитай чеграси сиртидики өзлирини тәнқид қилғучиларни җимиқтуруш, сиясәтни контрол қилиш вә сақчиларниң пикирини контрол қилишни мәқсәт қилмақта".

майк галлагерниң қәйт қилишичә, нөвәттә хитайниң ғәрәзи наһайити чоң бир мәсилигә айланған болуп, һәтта америкадики техника ширкәтлириниң мәсуллириму хитайдин әнсирәп униң уйғурларға йүргүзгән "ирқий қирғинчилиқи" һәққидә ашкара сөзләштин өзлирини қачурмақтикән.

майк галлагер мундақ дәйду: "хитай компартийәсиниң яман ғәризиниң характери наһайити чоң мәсилә болсиму, әмма буни сөзләштин әндишә қилидиған болдуқ. һолливудниң филим ишлигүчилири бейҗиңға яхшичақ болуш үчүн филимлирини сензурилаватқанлиқини етирап қиливатиду. техника ширкәтлириниң мәсуллири бизгә бейҗиңниң нөвәттә давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқини ашкара сөзләштин әндишә қилидиғанлиқини ейтмақта. биз йәнә банка мәсуллиридин бейҗиңниң өч елишидин әнсирәп исмини ашкарилашни халимайдиғанлиқини аңлаватимиз. буларниң ичидики бәзиләр дунядики әң күчлүк адәмләр болсиму, бирақ уларниң һәммиси хитай компартийәсини хапа қилип қоюштин әнсирәп ашкара сөзлимәйватиду".

авам палата әзаси, хитай истратегийәлик риқабәт комитетиниң мәсул әзаси кришнамортиниң қаришичә, америка хитайниң чегра һалқиған бастурушиға тақабил турушта қануний иҗраатини күчәйтиши, бу хил тәһдиткә учриғучилар америка федератсийә тәкшүрүш идариси билән алақилишиши керәк икән.

кришнаморти мундақ дәйду: "бәлким, бәзиләр немә қилиш керәк, дәп сориши мумкин. биринчи қәдәмдә қанунлиримизни қаттиқ иҗра қилиш, хитай компартийәсиниң чегра һалқиған бастурушиға қарита сәзгүрлүкни күчәйтиши, хитай компартийәсиниң һуҗумини көздин қачурмаслиқ керәк. иккинчиси, хәлқни буниң тәсиригә қарита һошяр болуп, һуҗумниң нәдин келиватқанлиқидин хәвәрдар қилиш. әгәр хитай компартийәсиниң зиянкәшликигә учриғучи болсиңиз, федератсийә тәкшүрүш идарисигә телефон қилишиңиз керәк".

кришнамортиниң көрситишичә, үчинчи қәдәмдә америка өзиниң "әнәнисигә варислиқ қилип, дуняниң һәр қайси җайлиридики зиянкәшликкә учриғучиларни қойниға елиши керәк" икән. палата әзаси кришнаморти гуваһлиқ йиғининиң ечилишида қилған сөзидә йәнә хитайни чегра һалқиған бастуруш һәрикити вә кишиләрниң аилә әзалирини паракәндә қилишни тохтитиши һәққидә агаһландурди.

кришнаморти мундақ деди: "шуңа, мән хитай компартийәсигә шуни дәймәнки, тохтап қал, өзиниң һоқуқини қолланған кишиләрни қорқитиш вә бастурушни тохтат. уларниң аилә әзалирини нишан қилишни, кишилик һоқуққа паракәндичилик селиш вә униңға очуқ-ашкара хилаплиқ қилишни тохтат! . чүнки, бизниң бу комитетимиз һәргиз тохтап қалмайду. биз барлиқ күчимизни ишлитип, хитай компартийәсиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини, униң америкада сөз әрликини бузмақчи болушини җавабкарлиққа тартимиз".

"хитай компартийәсиниң чегра һалқиған бастуруши: униң чәтәлдики тәнқидчиләрни җимиқтуруши вә зорлиши" намлиқ йиғинда, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири бойичә сабиқ директори, доктор софий ричартсон, хоңкоң демократийә кеңишиниң директори анна квок, җорҗитовн университетиниң қанун оқуғучиси җаң җинрүй қатарлиқ гуваһлиқ бәрди. доктор софий ричартсонниң йиғинда ейтишичә, американи өз ичигә алған һечқандақ бир демократик һөкүмәт хитайниң қорқунчлуқ кишилик һоқуқ хатирисигә қарши йетәрлик селинма аҗратқан әмәс икән. у бу әһвалниң хитайни техиму йүрәкләндүрүп кәлгәнликини билдүрди.

софий ричартсон: "мәйли америка һөкүмити болсун, һәрқандақ бир демократик һөкүмәт йетәрлик селинма аҗритип, хитай һөкүмитиниң қорқунчлуқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә риқабәт елан қилип бақмиди. бу, бейҗиңниң дөләт ичидә кишилик һоқуқни техиму қаттиқ бастуруш, чәтәлдә кишилик һоқуққа һәм ачқучлуқ хәлқара аппаратларға тәһдит селишни техиму күчәйтиш шундақла буниңдин қутулуп чиқиш ишәнчисини техиму күчәйтти" дәп көрсәтти.

софий ричартсонниң қәйт қилишичә, америка хитайниң бу һәрикитигә тақабил турушта төт нуқтиға қарита селинмини күчәйтиши керәк икән.

софий ричартсон, буниң хитайниң чегра сиртидики бастуруш һәрикитини қануни җавабкарлиққа тартишниму өз ичигә алидиғанлиқини билдүрди.

софий ричартсон мундақ дәйду: "диққәтни мәркәзләштүридиған төт нуқта бар. буниң биринчиси, дөләт мәҗлиси қанун иҗра қилғучи вә башқа органларниң тәкшүрүш һәм җазалаш елип беришини зөрүр болған селинма билән тәминләшкә капаләтлик қилиши керәк. бу, чегра һалқиған бастурушниң зиянкәшликигә учриғучиларға капаләт берипла қалмай, бәлки бейҗиңғиму бундақ қилмишларниң җавабкарлиқтин қутулуш дәври ахирлашқанлиқини билдүриду. бу йәнә иҗтимаий параванлиқ ишлирида хитай, гуаңдуң, тибәт вә уйғур тиллириниң қизиқ линийә алақә торлирини қурушниң вақти. униңдин сирт йәнә қанун чиқирип, бу хәлқләрниң сиясий панаһлиқ ишлирини тезлитишкиму, уларни чегра һалқиған бастуруштин қоғдашқиму ярдими болиду".

софий ричартсонниң йиғинда тәкитлишичә, әгәр америка хитайниң қәбиһ җинайити вә униң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини җавабкарлиққа тартмиса, бу, униң кишилик һоқуқни илгириләп хорлишиға йол ачидикән. у мундақ дәйду: "ши җинпиң вә униң иттипақдашлириниң хитайда кишилик һоқуқ дүшмәнлики интайин чоңқур. демократик дөләтләр өзлирини ‹бейҗиң билән болған кишилик һоқуқ риқабитини мәсулийәтчанлиқ билән башқуруш› дегәнгә ташлап беришиға болмайду. улар бу риқабәттә йеңишкә ишәнч бағлиши керәк. улар һөкүмитиниң қәбиһ җинайити вә униң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини җавабкарлиққа тартишта, бейҗиңниң хәлқара кишилик һоқуқ системиға кашила қилишиға қарши турушта, хитайниң дөләт ичи вә сиртидики һөкүмәтни тәнқид қилғучиларни бастурушиға хатимә бериштә зөрүр болған дипломатик, малийә вә сиясий селинмини айимаслиқи керәк. болмиса, дәпсәндичилик техиму күчийиду."

йиғинда авам палата әзаси кришнаморти, хитайниң чегра һалқиған бастурушида уйғур лагер шаһитлириниму нишан қилинғанлиқи, уйғур лагер шаһити меһригүл турсунға юртидики акиси арқилиқ тәһдит селип, униңға шаһитлиқтин йенивелиш һәққидә бесим ишләткәнликини билдүрди. кришнаморти мундақ дәйду: "меһригүл турсун америкиға қечип келип хитай компартийәсини тәнқид қилған бир уйғур аял. лекин һазир хитай компартийәси униң хитайдики аилисидин пайдилинип униңға бесим қилмақта. өзүңларни униң орниға қоюп, униң акисиниң униңға мәҗбурий әвәткән сөзини аңлап беқиңлар. униң сөзидә ‹сән хитай әлчиханисиға берип, хитай һөкүмити тоғрилиқ сөзлигән барлиқ сөзлириңни инкар қил, болмиса нәгә йошурунсаң йошурун хитай сени тапиду› дейилгән. әпсуски, меһригүл турсун бундақ әһвалға учриған ялғуз киши әмәс."

хитай һөкүмити өзиниң чәтәлләргә қарита чегра һалқиған бастуруш һәрикәтлиридә болғанлиқини рәт қилип, бу хил әйибләшләрни "һечқандақ асаси йоқ" дәп инкар қилип кәлмәктә. хитай һөкүмити буни инкар қилсиму, амма америка федератсийә тәкшүрүш идариси бу йил 4-айда ню-йорк шәһиридә олтурушлуқ икки хитайни қолға алған. мәлум болушичә, америка федератсийә тәкшүрүш идариси бу кишиләрни ню-йорктики "хитай шәһәрчиси" ниң әтрапида хитайниң "мәхпий сақчи понкити қуруп, мәшғулат елип бериш, хитай һөкүмитиниң көрсәтмисигә асасән америкадики хитай өктичилиригә тәһдит селиш билән әйиблигәниди.