Хитайниң “узун қоли” болуватқан “бирликсәп бөлүми” вә “әңгүштәр” ниң суйиқәстлири

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2025.01.09
xi-jinping-diniy-ishlar-yighini-1024 Хитай дөләт рәиси ши җинпиң диний ишлар хизмәт йиғинида сөзләватиду. 2022-Йили 26-өктәбир, бейҗиң
Xinhua

Хитай хәлқ җумһурийити (х х җ) қурулушниң алди-кәйнидә хитай компартийәсиниң даһийси мав зедуң шу вақиттики бирликсәп бөлүмини “бизниң қолимиздики әңгүштәр” дәп атиған һәмдә униң җумһурийәт қуруш мусаписидики ролиға наһайити юқири баһа бәргән иди. Ши җинпиң дәвригә кәлгәндә мәзкур бөлүмниң муһимлиқи қайтидин тәкитлинип, “бирликсәп, қораллиқ күрәш вә партийә қурулуши-компартийәниң дүшмәнләр үстидин ғәлибә қазинишидики үч чоң әнгүштәри” дәп мәдһийәләнди. Һалбуки, ғәрб дунясида, җүмлидин америка тәвәсидә қолға елинған бирнәччә хитай җасусиниң биваситә һалда мәзкур бирликсәп бөлүминиң көрсәтмиси бойичә иш көрүп кәлгәнлики паш болғандин кейин кишиләрниң бу мәсилигә болған диққити техиму күчийишкә башлиди.

Чегра сиртидики һәммини контрол қилиш интилиши

Бирликсәп бөлүми әң дәсләпки вақитларда, йәни 1930-йилларда хитай компартийәсигә иттипақдаш тепишқа мәсул болушни муһим хизмәт нишани қилған болса, х х җ қурулғандин кейинки һәрқайси хитай рәһбәрлик қатлими мәзкур бөлүмниң компартийә рәһбәрликини мустәһкәмләштики роли түпәйлидин униң түрлүк хизмәтлиригә изчил көңүл бөлүп кәлгән. Болупму ши җинпиң һакимийәтни қолға алғандин буян мәзкур бөлүм хитай чеграси ичидә ғайәт зор хизмәт тори һасил қилиштин башқа, хитай компартийәсиниң чегра сиртидики тәсир көрситиш һәрикити вә истихбарат хизмитиниң “баш қомандани” болуп кәлгән. Мав зедуңдин кейинки үч әвлад хитай рәһбәрлик коллектипиниң әқилдари болуп хизмәт қилған ваң хуниң кейинки вақитларда хитай компартийәси мәркизий комитет сиясий биюроси даимий комитетиниң йәттә кишилик әзасиниң бири болғандин кейин, бирликсәп бөлүминиң “баш хоҗайинлиқи” ни үстигә алған. Әнә шу вақитлардин башлап бирликсәп бөлүминиң чәт әлләрдики паалийити ракетасиман шәкилдә җанланған.

 Бу җәһәттә бирликсәп бөлүми истихийәлик һалда сақчи вә хәвпсизлик тармақлири билән зич алақә тори шәкилләндүрүп, пүтүн хизмәтләрниң “бир тахта шаһмат кәби рәтлик беҗирилиши” ни ишқа ашурған. Болупму чәт әл һөкүмәтлириниң хитай һәққидики сиясәтлирини хитайниң мәнпәәтигә уйғунлаштуруш һәмдә чәт әлниң илғар техникилирини қолға кәлтүрүш, буниң үчүн алий мәктәпләрдә, ақиллар мәркәзлиридә, пуқрави җәмийәтләрдә вә башқа аммиви муәссәсәләрдә хитай һәққидики иҗабий қарашни омумлаштуруш уларниң муһим хизмити болған. Буниң әң типик мисаллиридин бири, хитай һөкүмити ғайәт зор мәбләғ аҗритип һәрқайси қитәләрдә қуруп чиққан “куңзи институти” намидики мәркәзләр болуп, мушу муәссәсәләр арқилиқ хитайниң қандақ “меһрибан мәмликәт” икәнлики “көрүнмәс түтәк” шәклидә кәң тәшвиқ қилинған. Шу қатарда чәтәлләрдики истихбарат хизмитиму шуларниң контроллуқ даирисидә болуп кәлгән.

Бу җәһәттә улар даим қоллинидиған усулларниң бири хитай һөкүмити тәмин әткән ғайәт зор хизмәт хираҗити арқилиқ, чәт әл ахбарат саһәсиниң хитай һәққидики тәсвирини хитайға пайдилиқ шәкилгә өзгәртиш, чәт әлләрдики хитайни тәнқид қилғучи күчләрни көздин нери қилиш һәмдә чәт әлләрдә хитайпәрәс күчләрни йетиштүрүш болуп кәлгән. BBC Ниң алдинқи һәптә елан қилған бу һәқтики обзорда символлуқ қилип, “нөвәттә бирликсәп бөлүми хитай үчүн сәзгүр темилардин болған ‛тәйвәнниң хитай территорийәсиниң бир қисми икәнлики‚, тибәт вә шинҗаңдики хитай болмиған милләтләрни бастуруш һәрикәтлири һәққидики тәнқидләрни пәскойға чүшүрүш, шундақла ғәрб дунясида хитай һәққидики иҗабий қарашни омумлаштурушни нуқтилиқ нишан қилмақта” дейилиду. Бу һәқтә сөз болғанда йеңи зеландийәдики кантербурий университетиниң пирофессори анне мари брадий ханим мундақ дәйду:

“хитай компартийәсиниң һазирғичә бизгә мәлум болған һөҗҗәтлири вә башқа алақә материяллириға қарайдиған болсақ, бирликсәп бөлүминиң чәт әлләрдики аммиви пикирләрни өз пайдисиға шәкилләндүрүшкә ғайәт зор дәриҗидә зеһин қоюватқанлиқини байқаймиз. Әмма уларниң бу нишан үчүн һәрқайси дөләтләрдә қолланған конкрет усуллири өзара пәрқлиниду. Болупму улар хитай пуқралиқидики кишиләр топлишип олтурақлашқан дөләтләрдә һәрқачан ашу инсанлар топлимини өз контроллуқида тутуш вә уларниң иш-паалийәтлирини өзлири халиған йөнилишкә йетәкләш, чоң топни парчилаш, мумкин болғанда уларни хитай ташқи сияситиниң печкилириға айландурушни өз хизмәт нишани қилиду. Ташқи сиясәт җәһәттә болса чәт әлликләрни хитай компартийәсиниң ташқи сияситигә һәмдәм болғучи гумаштиларға айландуруш, һөкүмәтләр, университетлар вә тәшкилатлардин хитайға дост болғучи даңдарларни йетиштүрүп чиқишму уларниң муһим хизмити.”

 “бирликсәпниң уйғурларни нишан қилиши йеңи һадисә әмәс!”

Хитай бирликсәп бөлүминиң уйғур елидики бастуруш вә қирғинчилиққа һәмдәм болуштики әң чоң роли һәммила йәрни бир алған “асманда тор, йәрдә қапқан” шәклидики назарәт системисида әкс етиду. BBC Ниң бу һәқтики обзорида көрситилишичә, хитай даирилири уйғурларниң өйлиригә “туғқан болуш” намида орунлаштурған миңлиған онмиңлиған хитай кадирлар дәл әнә шу бирликсәп бөлүминиң хизмитини қилидиғанлар болуп, мушуларниң дәстидин уйғурларниң әң ахирқи шәхсийәт қорғини болған аилиму уларниң һечқандақ мәхпийәтликини сақлап қалалмас болуп қалған. Бу “туғқан” кадирлар бир яқтин уйғурларни назарәт қилса, йәнә бир яқтин “хитайлаштуруш” ниң түрлүк қәдәмлирини әмәлгә ашурушқа риясәтчилик қилған.

Бирликсәп бөлүминиң уйғур елидики бу хил хизмәтлири йеқинқи бирнәччә йилда муһаҗирәттики уйғур җамаитигә кеңийип, уларниң ички қисмида түрлүк әндишиләрни пәйда қилғанлиқи мәлум. Бу җәһәттә көпчиликни әң биарам қилғини хитай һөкүмитиниң муһаҗирәттики уйғурлар арисида қорқунч вә тәшвиш пәйда қилиш суйиқәстлири болуп, хитай бирликсәп бөлүмигә четишлиқ бир түркүм хитай җасуслириниң байқилиши билән бу мәсилә техиму гәвдилик болуп қалған. Болупму нурғун кишиләргә “ташқи җәһәттә хитайниң иҗабий образини тикләшкә хизмәт қилиду” дәп мәлум болуп кәлгән бирликсәп бөлүминиң әмәлийәттә хитай һөкүмити бәрпа қилип чиққан ғайәт зор җасуслуқ ториға қоманданлиқ қилғучи болуп чиқиши көпчиликни чөчүткән. Бу һәқтә сөз болғанда мустәқил сиясий анализчи ду вен мундақ дәйду:

 “бирликсәп бөлүми қаримаққа ташқи дуняға хитай әнәниви мәдәнийитини тарқатқучи орундәк көрүниду. Әмма ши җинпиң һакимийәтни қолға алғандин кейин бирликсәп бөлүми юртдашлар уюшмиси намидики җәмийәтләрни көпләп йөләшкә өтти. Улар мушулар арқилиқ америка тәвәсидики хитайға қарши демократик һәрикәтләрни назарәт қилиш вә малиманлаштуруш, бу саһәдики йетәкчиләрни йетим қалдуруш тактикисини қоллиниватиду. Йәнә бир яқтин хитайға қарши затларниң ағзини юмдурушқа урунуватиду. Бу хилдики қилмишлар аллиқачан америка қанун саһәсиниң диққитини қозғиған болуп, ню-йорк шәһириниң өзидила өткән икки йилда мушу хилдики хитай һөкүмитигә җасуслуқ қилишқа қарши 10 нәччә қетимлиқ сот даваси оттуриға чиқти. Чүнки бу хилдики юртдашлар уюшмиси изчил хитай компартийәсигә вакалитән иш беҗирип, демократик һәрикәтләрни бих һалитидила уҗуқтурушни вәзипә қилған.”

Хитай һөкүмитиниң бу хилдики “юртдашлар уюшмиси” намида иш беҗириш тактикиси муһаҗирәттики уйғурларни нишан қилғиниға хели йиллар болғанлиқини мустәқил сиясий анализчи илшат һәсән алаһидә әскәртиду. Униң қаришичә, уйғур қирғинчилиқи башлиништин илгирила хитай һөкүмити буниң тәйярлиқини башлап болған болуп, 2010-йилиниң ахири “уйғур аптоном районлуқ ташқи ишлар ишханисиниң мудири” салаһийитидә явропа вә америка зияритигә атланған музәппәр миҗитни буниң типик мисали, дейишкә болиду. У шу вақитта америка тәвәсидә айлинип йүрүп вәзханлиқ қилған һәмдә бир түркүм уйғурларни әтрапиға топлаш, шу арқилиқ америка уйғурлириниң көңлини утуш, чиритиш вә уларни парчилаш қәстигә чүшкән. Буниң тәсири болса бүгүнки күндә техиму гәвдилик болған. “шинҗаңлиқ юртдашлар уюшмиси” намидики хитай тәшкилатлириму охшимиған җайларда қурулушқа башлиған.

 “шинҗаң һекайиси” гә яндашқан бирликсәп хизмәтлири

Уйғур қирғинчилиқи хәлқарада зор хәвәр темилириниң биригә айланғандин кейин хитай һөкүмити тездин ишқа салған қарши тәдбирләрниң бири “шинҗаң һәққидики һекайәләрни яхши сөзләш” тәшвиқати болди. Бирликсәп бөлүми бу хизмәтниң оңушлуқ қанат йейишиға әң зор дәриҗидә “төһпә” қошуп, түрлүк васитиләр арқилиқ уйғур елидә һаятлиқниң нормал давам қиливатқанлиқи, “һәр милләт хәлқиниң бәхтияр вә инақ” яшаватқанлиқи һәққидики тәшвиқат учурлирини көпләп оттуриға чиқарди. Буниңда улар қолланған усуллар һәққидә сөз болғанда илшат һәсән буниңдики әң қәбиһ васитиләрниң бири хитай һөкүмитиниң “өз гөшини өз йеғида қоруш” тәк кона чарини ишқа салғанлиқи, дәп қарайду. Униң қаришичә, буниңдики типик мисалларниң бири чәтәл пуқралиқини алған бир қисим уйғурларға “вәтәнгә қайтип уруқ-туғқанлирини зиярәт қилиш” қа алдин йол ечип бериш болуп, уларниң хитай визиси елиши вә хитайға сәпәр қилишиға оңайлиқ яритип берилиду. Буниң билән хитай һөкүмити “бирни берип онни елиш” шәклидә өз мәнпәәтигә йол ачиду. Униңдин башқа дуня уйғур қурултийи яки башқа уйғур тәшкилатлириниң абруйини төкүш, уларниң хизмәтлирини инкар қилиш, тәшкилатлар ара ихтилап туғдурушму уларниң даимлиқ хизмәтлиридин һесаблиниду.

 “шинҗаң һәққидики һекайәләрни яхши сөзләш” тәшвиқати үчүн бирликсәп бөлүми қолланған “хитайға вакалитән сөз қилиш”, “хитай сәпиригә оңайлиқ яритип бериш” қатарлиқ чариларниң тезла өз үнүмини көрситиватқанлиқи мәлум. Болупму хитай һөкүмитиниң уйғур елидики зулум вә қирғинчилиқни инкар қилиш тәшвиқатиниң, шуниңдәк хитайниң бу хилдики тәшвиқатлириға өзлириму билмигән һалда маслишип “туғқан йоқлап саламәт қайтип кәлгән” уйғурларниң көпийиши билән бир қисим саһәләр һәмдә шәхсләрниң “уйғур елидә унчилик еғир зулум мәвҗут әмәс” дегән қарашқа майил болуватқанлиқиму көпләп билинишкә башлимақта. Буниң әң гәвдилик ипадилиридин бири “зулум көргәнлики һәм зулум көридиғанлиқи” сәвәбидин сиясий панаһлиққа илтимас сунуп мусапирлиқ салаһийитигә еришип келиватқан уйғурларниң панаһлиқ илтимаси йеқинқи мәзгилләрдә арқиму-арқидин рәт қилинишқа башлиған. Бу һәқтә сөз болғанда америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир мушу хил йүзлинишни алаһидә әскәртиду.

Бирликсәп тармақлириниң хизмәтлири аллиқачан явропа, америка вә окянийә қитәлиригә йейилишқа башлиған болғачқа бу җайлардики дөләтләр, җүмлидин америка һөкүмити қәрәллик түрдә хитай бирликсәп тармақлириниң сиңип кириш вә ағдурмичилиқ қилиш қилмишлири һәққидә һәр йили түрлүк доклатларни тәйярлап кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.