Хитайниң 15 күнлүк визисиз сиясити вә уйғурларниң вәтән зиярити

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.08.06
misirda-uyghur-visa.jpg Мисирдики мәлум уйғур оқуғучиниң паспортидики мисир визиси.
Social Media

Хитай һөкүмити 2024-йили 3-айниң 14-күнидин башлап бирқисим дөләтләрниң пуқралириға қарита 15 күнлүк визисиз саяһәт сияситини синақ тәриқисидә йолға қойған. 2025-Йили 12-айниң 31-күнигичә давамлишидиған бу сиясәт алди билән ғәрбий явропадики германийә, фирансийә, италийә, голландийә, испанийә, шивейтсарийә, иреландийә, австрийә, белгийә, лиюксембург һәмдә венгирийәгә қаритилған.

“фирансийә авази” радийоси 5-авғуст елан қилған “хитайниң визисиз сияситиниң үнүми қандақ болуватиду?” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, бу йилниң алдинқи йеримида хитайға саяһәткә кәлгән чәт әлликләрниң сани 14 милйон 635 миң кишигә йәткән болуп, буларниң мутләқ көп қисми визисиз сиясәттин бәһрмән болғанлар икән. Бирақ бу сан 2019-йилидики 24 милйонға селиштурғанда көп аз һесаблинидикән.

Иҗтимаий таратқулардики бәс-муназириләрдин мәлум болушичә, хитайниң 15 күнлүк визисиз саяһәт сиясити чәт әлләрдики уйғурларғиму тәсир көрсәткән. 2016-Йили хитай җаза лагерлирини тәсис қилип, бирқанчә милйон уйғурни қамиғандин буян өзлириниң ата-ана, қовм-қериндашлири билән дидарлишалмай кәлгән бирқисим уйғурлар бирқанчә айдин бери ана вәтинигә саяһәткә беришқа башлиған. Бу һал дияспорадики уйғурлар арисида зор ғулғулиларға сәвәб болған.

Голландийәдики җаза лагерлири шаһити қәлбинур сидиқ ханимниң билдүрүшичә, хитайниң 15 күнлүк визисиз саяһәт сиясити юқирида нами тилға елинған бирқисим дөләтләрниң пуқралиқиға өткән бәзи уйғурларниң юртиға беришиға йол ачқан. Лекин, униң әскәртишичә, хитайниң җаза лагерлири сиясити вә ирқий қирғинчилиқлири давам қиливатқан шуниңдәк хитай өзлириниң уйғур елидики мәзкур ирқий қирғинчилиқини ақлап, уйғурларниң бәхтияр яшаватқанлиқини тәшвиқ қиливатқан вәзийәттә уйғур елигә зиярәткә барғанлиқ, хитайниң җинайәтлиригә чапан йепиш вә сахта тәшвиқатлириға һәмкарлишиш болуп һесаблинидикән.

Дәрвәқә, йеқинда юртиға берип қайтип кәлгән икки кишиниң иҗтимаий таратқуларда тарқалған сөзлиригә қариғанда, хитай һөкүмәт хадимлири уларни қаттиқ сорақ қилип қорқутувәткән вә уларни хитай үчүн ишләшкә қистиған. Уларға өзи турушлуқ дөләткә қайтқандин кейин, хитайниң сияситиниң яхшилиқини, “шинҗаңдики аләмшумул тәрәққият” ни һәммә йәрдә тәшвиқ қилиш һәмдә чәт әлдики уйғурларға мунасивәтлик “диққәтни тартидиған муһим һадисиләрни вақти-вақтида өзлиригә мәлум қилип туруш” вәзиписини тапшурған.

Норвегийәдики вәзийәт анализчиси бәхтияр өмәрму бу һәқтә тохтилип: “хитай һакимийитиниң 15 күнлүк визисиз саяһәт сиясити чәт әлләрдики уйғурлар үчүнму инчикә пиланланған бир суйиқәст” деди. У, өзи мәсул болған “уйғур әдлийәси архип амбири” бу хусуста мәхсус бир доклат һазирлаватқанлиқини билдүрди. Бәхтияр әпәнди сөзидә йәнә, бу доклатниң асасий мәзмуни һәққидә тохтитилип өтти. Униң билдүрүшичә, юртиға саяһәткә берип қайтип кәлгән бәзи уйғурлар роһи җәһәттин еғир азаб чәкмәктә икән.

“хитайниң визисиз сияситиниң үнүми қандақ болуватиду?” намлиқ хәвәрдә, хитайниң немә үчүн 15 күнлүк визисиз саяһәт сияситини йолға қоюшқа мәҗбур болғанлиқиға даир анализларниң асасий мәзмуни икки җүмлигә йиғинчақланған. Буниң бири, “хитайниң пулға болған җиддий еһтияҗи”, иккинчиси, “‛хитайлар чәт әлликләрни яман көриду‚ дәйдиған тәсирни йоқитишқа болған еһтияҗи”.

Биринчи еһтияҗни хитайниң иқтисадий җәһәттин еғир дәриҗидә чөкүши, истемалниң төвәнлиши кәлтүрүп чиқарған болса, иккинчи еһтияҗни чәт әлликләрниң хитайға мәбләғ селиштин чекиниши яки хитайдики завутлирини елип чиқип кетиши, хитайниң йәнила ғәрб әллиригә болған җиддий бағлиниши кәлтүрүп чиқарған.

Хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, чәт әллик саяһәтчиләрни зор дәриҗидә җәлп қилиш арқилиқ нөвәттики дәрдигә аз-тола дәрман тепиш хитайниң өткүнчи сиясәтлириниң биригә айланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.