Йеңи йилниң муқәддимисидә хитайға аит “шум хәвәрләр” көпәймәктә

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2023.01.30
Йеңи “соғуқ мунасивәтләр уруши” қандақ болиду? Америка хитай юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң 18-март америкиниң аляска штатидики анкориҗ шәһиридә башланған сөһбәт көрүнүши_кириштүргән сүрәт
RFA/Sintash

Һәр тәрәптин келиватқан “шум хәвәрләр” хитайниң йеңи йилиниң хәйирсиз башланғанлиқидин бишарәтләр бәрмәктә.

Көзәткүчиләр дунядики шуқәдәр көп әйибләшләргә қаримай, хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлири сиясити вә мәҗбурий әмгәк түзүлмисидә өзгириш болмиғанлиқини, ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтниң қурбаниға айлиниватқан уйғурларниң тәқдиридә қачан, қандақ өзгиришләрниң рояпқа чиқидиғанлиқиниң йәнила мәвһум һаләттә туруватқанлиқини илгири сүриватқан бир чағда, дуняда қутуплар шәкиллинип, уйғурлар үстидин еғир зулум сиясити йүргүзиватқан хитайға мунасивәтлик зор өзгиришләр барлиққа кәлмәктикән. Дуня әллири хитай сияситини йеңилап, хитайға болған тайинишни азлитишқа, хитайниң сиясий, иқтисадий тәсиридин қутулушқа интилмәктикән.

Буниң конкирет мисаллирини германийә вә франсийә ахбарат вастилириниң мушу 2-3 күн ичидә елан қилған хәвәр һәм мақалилиридин техиму илгириләп көривелиш мумкин. Бу хәвәр һәм мақалиләр хитайниң 2023-йилиниң толиму хәйирсиз “шум хәвәрләр” билән башланғанлиқини дәлиллимәктә.

Германийәниң “NTV” телевизийә қанили 28-январ елан қилған “хитайниң гүллиниши өтмүшкә айланди” намлиқ обзорда баян қилинишичә, мустәбит түзүм вә вирус вабаси хитай иқтисадиға әслигә кәлгүсиз дәриҗидә әҗәллик зәрбиләр бәргән. 2023-Йилидин башлап хитайниң йиллиқ омумий ишләпчиқириш қиммитиниң йүксилиши 2-3 пирсәнттин һалқиялмайдикән вә хитай тәдриҗи һалда буниңға көнүшкә мәҗбур қалидикән. Нәтиҗидә, барғансери зор көләмдә ишсизлиқ, намратлиқ әвҗ елип, хитай һакимийити ичкий қисимда еғир тәһдитләрни баштин көчүридикән.

Хата иқтисадий сиясити вә “юқумни нөлгә чүшүрүш” сиясити сәвәбидин ши җинпиңниң образиниң ахириқи мәзгилләрдә зор дәриҗидә хунүкләшкәнликини әскәрткән түркийәдики истратегийә мутихәссиси доктур әркин әкрәмниң қаришичә, йеқиндин буян ши җинпиң хитайдики вә уйғур районидики сияситини тәңшәшкә башлиған. Әгәр у йеқинда елип берилидиған америка ташқий ишлар министери блинкенниң хитай зиярити мәзгилидә уни қобул қилип, икки дөләтниң мунасивитини юмшитиш йолини тутса, уйғурлар мәсилисиниң хәлқара күнтәртиптики орни төвәнләйдикән. Әксичә ши җинпиң уйғурларға қарита зораванлиқлирини давамлаштурса, уйғурлар мәсилиси йәнила хәлқара күнтәртиптә туридикән.

Бирақ, хитайға қарита ташқий җәһәттики бесимлар техиму күчийиватқан болуп “германийә авази” радийосиниң 30-январдики “йеңидин сайланған чехийә призденти, сәй йиңвен билән көрүшмәкчи” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, 29-январ сайламда ғәлибә қилған чехийәниң йеңи пиризденти петр павел мушу 24 саәт ичидә украина призденти зелиниский билән сөзләшкән вә бүгүн 30-январ күни тәйвән призденти сәй йиңвен билән көрүшүп, чехийәниң йеңи хитай сияситини намайән қилидикән. Бу һал чехийә билән хитай оттурисидики әслидинла нормал болмиған мунасивәтни техиму кәскинләштүриветидикән. Уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилған чехийәниң һәрбий аилидин келип чиққан бу йеңи призденти қиммәт қарашлири охшаш болған дөләтләр билән иш бирлики қилишни тәшәббус қилидиған шәхс икән.

“франсийә авази” радийосиниң 29-январ елан қилған “нато (NATO) ниң баш секритари, җәнубий корийәни зиярәт қилип, натониң җәнубий корийә билән болған мунасивәткә йүксәк дәриҗидә әһмийәт беридиғанлиқини билдүрди” намлиқ хәвиридә баян қилинишичә, натониң баш секритари столтенберг корийә вә японийәни зиярәт қилип, хитайниң шәрқий вә җәнубий деңиздики тәһдити һәм тәсир күчини тазилаш йолида һәмкарлиқлар орнитиш хизмитини башлиған. Бу сәпәр хитай үчүн еғир зәрбә пәйда қилидиған бир сәпәр болидикән.

“германийә авази” радийосиниң 30-январдики “америка, японийә, голландийә өзара һәмкарлишип, хитайға өзәк екиспорт қилишни бирликтә чәкләш келишими түзди” намлиқ хәвәргә қариғанда, микро өзәк ишләпчиқиришта алдинқи қатарда кетиватан бу 3 дөләт, йерим өткүзгүч өзәклирини һәрбий әслиһәләр ясашқа вә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишқа ишлитиватқан хитайниң өзәк йолини кесип ташлаш қарариға кәлгән. Өткән йили 10-айда байден һөкүмити американиң хитайни микро өзәк билән тәминлишигә хатимә беридиғанлиқини җакарлиған иди.

“германийә авази” радийосиниң 30-январдики “фиҗи, бейҗиң билән болған сақчи һәмкарлиқиға хатимә бәрди, мутәхәссисләр буни ‛хитайниң қара нийитигә берилгән зәрбә‚ дәп атиди” намлиқ хәвәргә асасланғанда, чоң-кичик 300 дин артуқ аралдин тәркиб тапқан атлантик окяндики арал дөлити фиҗиниң йеңидин сайланған призденти ситивени рабука хитай билән болған сақчи һәмкарлиқини үзүп, авистралийә вә йеңи зеландийәгә билән болған мунасивәтни хитай билән болған мунасивәтниң орниға дәссәткән.

“германийә авази” радийосиниң 29-январдики “хәйир-хош хитай, мәрбаһа түркийә: уганда хитай ширкәтлири билән болған келишимни әмәлдин қалдурди” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, уганда һөкүмити хитайниң дөләт игиликидики карханилири билән 2015-йили имзалиған төмүрйол қурулушиға аит келишимни әмәлдин қалдуруп, бу саһәдә түркийә билән тохтам түзгән вә иш башлиған. Түркийәниң 1500 ширкити хитайниң қәрз тозиқиға илинип қелип бурниға йегән африқа әллиригә йеңидин мәбләғ селишқа башлиған, улар африқадики хитай ширкәтлириниң орнини игиләшкә өткән.

Йоқуриқи вәқәләрниң һәммиси 2023-йили 1-айниң ахиридики бирқанчә күндә йүз бәргән болуп, хитайниң йеңи йили йетәрлик дәриҗидики “шум хәвәрләр” билән толған. Германийәдики сиясий көзәткүчиләрдин ғәюр қурбанниң билдүришичә, иқтисадий мәнпиәт сәвәблик хитай билән һәмкарлиқлар орнатқан нурғунлиған дөләтләр, әслидә мәдәнийәт вә идеологийә җәһәттин хитай билән һечқандақ ортағлиқи болмиған дөләтләр болуп, улар хитай иқтисадиниң чөкүши, хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқ җинайәтлири сәвәблик образиниң сунуши билән хитайдин аста-аста өзлирини тартишқа башлимақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.