Хитайдики йимириливатқан “иқтисадий мөҗизиләр” вә ши җинпиңниң изтираплири
2022.05.13
1960-Йиллардики сиясий боран-чапқунлар әвҗигә чиққан йилларда, хитай рәиси мав зедоң “полат-төмүр тавлашта 15 йилда әнглийәдин ешип кетиш, 50 йилда америкаға йетишивелиш” шоарини оттуриға қоюп, “чоң сәкрәп илгириләш” ни башлиған иди. Әмма тарих иқтисадий қанунийәткә хилап һалда мәҗбурий иҗра қилинған бу хил чариларниң бәдили бәкму еғир паҗиәләр билән түгәлләнгәнликини көрситип бәрди. 2018-Йилиға кәлгәндә, хитай һөкүмитиниң “ислаһат вә ишикни ечиветиш” сиясити иҗра қилинғанлиқиниң 40 йиллиқ хатирә күнидә, хитай рәиси ши җинпиң йәнә бир қетим ашу хилдики шоарни оттуриға қоюп: “2035-йилиға барғанда дөлитимизни толуқ заманивийлашқан мәмликәткә айландуримиз. 2049-Йилиға барғанда иқтисадий тәрәққият вә һәрбий қуввәттә дуняниң әң алдинқи орнини алимиз” дәп җакарлиди. Гәрчә ши җинпиң бу қетимқи нутуқида бирәр конкирет дөләтни тилға алмиған болсиму, ташқий дуня униң демәкчи болғини хитай үчүн әң асаслиқ рәқиб болуватқан америка икәнликини пәмләшкә үлгүрди. Шуниңдин кейин бу шоар бәкму көп тәкрарлинип, хитайниң тездин бу нишанға қарап силҗиватқанлиқи һәрқайси ахбарат вастилиридин кәң йәр елишқа башлиди. Аридин узун өтмәй ши җинпиң “бизниң улуғвар мәқсәдлиримизгә йетишимизни һечқандақ күч тосуп қелишқа қадир әмәс” дәп җакарлиди. Һалбуки, 2019-йили декабирда ямрашқа башлиған таҗисиман вирус вабаси хитайниң иқтисадий “гүллиниш” һәққидики дәбдәбилик шоарлирини “бисмилласи” дила қаттиқ ақсатқан һадисиләрниң бири болуп қалди.
Таҗисиман вирусини контрол қилиштики әң муһим чариларниң бири сүпитидә қаттиқ қоллуқ билән иҗра қилинған “қамал қилиш” чарилири ғайәт зор паҗиәләр һесабиға вирусни вақтилиқ тохтитип қоюшқа қадир болған болсиму, 2022-йилиға кәлгәндә йеңиваштин бир қатар палакәтләрниң мәнбәси болуп қеливатқанлиқи йеқиндин буян көпләп мәлум болушқа башлиди. Шу қатарда буниң хитай иқтисадиниң йимирилишидики бир бурулуш нуқтиси болуп қеливатқанлиқиму бир қисим мутәхәссисләрниң вә һәр саһә затлириниң ортақ пикри сүпитидә йеқиндин буян көпләп оттуриға қоюлди. Әнә шуларниң бири австралийәниң сабиқ баш министири кевин руд (Kevin Rudd) имзасидики обзор мақалиси шәклидә “вал-ситрет журнили” гезитиниң 10-май санида елан қилинди.
Апторниң қаришичә, хитай компартийәсиниң 2022-йилиниң ахирида өткүзүлидиған 20-қурултийида ши җинпиң өзиниң хитай иқтисадини қандақ “гүлләндүргәнлики” ни бир муһим дәсмайә қатарида оттуриға қойоушни арзу қиливатқанда көрүливатқан бир қатар иқтисадий чекинишләр нөвәттә униң “өмүрлүк падишаһлиқ” арзусиға еғир сайә ташлимақта икән. Болупму хитай иқтисадиниң 2022-йилидики ешиш сүрити төт пирсәнткиму йәтмәслик, алдинқи бир ай ичидила 18 милярд америка доллирилиқ чәт әл мәблиғи вә йәттә милярд америка доллирилиқ пайчеки мәблиғиниң хитайдин еқип чиқип кетиши, буниңдики әң типик һадисиләрдин болуп қалған. Аптор бу хил шиддәтлик өзгириштә көрүлгән һадисиләрни төт җәһәттин хуласиләп чиқиду: биринчи, хитай иқтисадиниң үчтин бирини тәшкил қиливатқан өй-мүлүк содиси һазир асасий җәһәттин тохтап қелиш гирдабиға берип қалған; иккинчи, ши җинпиңниң “хусусийлар капитализими” ни чәкләш үчүн технологийә саһәсини бастуруш обйекти қилиши билән икки триллйон америка доллирилиқ базар капитали тохтап қалған һәмдә милйонлиған киши ишсиз қелишқа мәҗбурланған; үчинчи, ши җинпиңниң “қәдинас дости” болған путинниң украинаға таҗавуз қилиши түпәйлидин енергийә вә мал баһасиниң шиддәт билән өрлиши тәминат зәнҗиригә еғир путликашаңларни пәйда қилған. Дунядики әң чоң ишләпчиқириш завути, екиспорт қилғучи вә енергийә истемалчиси болған хитай үчүн буларниң һәммиси бәкму еғир шум хәвәр болуп қалған; төтинчи, “даһи һечқачан хаталашмайду” дәп қарилидиған хитайда ши җинпиң өзлириниң вирус вабасини йәңгәнликини җакарлап болғанлиқи үчүн нөвәттики чоң шәһәрләрдә иҗра болуватқан “вирусни нөлгә чүшүрүш” сияситини аз дегәндиму 20-қурултайғичә өзгәртмәйдикән. Буниң билән “қамал” дики 45 шәһәрниң 400 милйонға йеқин нопуси давамлиқ “қамал” да туриверидикән. Һалбуки, бу районлар болса хитай иқтисадиниң 40 пирсәнтини вуҗутқа кәлтүридиған районлар икән.
Хитайда барлиққа келиватқан бу хилдики иқтисадий мәсилиләр тоғрисида сөз болғанда, вашингтон шәһридики әң чоң ақиллар мәркизиниң бири болған “истратегийә вә хәлқара тәтқиқат мәркизи” (CSIS) ниң алий тәтқиқатчиси җерард дипиппо (Gerard DiPippo) таҗисиман вируси вабасиниң хитай иқтисадий тәрәққиятини “қап бәлдин кесип ташлиған” бир муһим бурулуш нуқтиси болуп қалғанлиқини алаһидә тәкитләйду. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн хитай һөкүмити дәватқан “2035-йили америка иқтисадиға йетишивелиш” шоариниң әмәлгә ешиши йоқ гәп болуп қалмақта икән.
“мениңчә, бу қетимқи вабани хитайниң иқтисадий тәрәққиятиға еғир зиянларни елип кәлди, шуниң билән биргә америка һөкүмитиниң хитай һәққидики иқтисадий вә сиясий қарарлирида зор өзгиришләрниң болушиға йол ачти, десәк артуқ кәтмәйду. Иқтисадшунаслиқ саһәсидики бәзи мутәхәссисләр хитай мушу сүрәттә давам қилса, 2030-йилила америка иқтисадидин ешип кетиду, дәп қариған иди. Һәтта 2021-йилила бәзиләр хитайниң ваба үстидин тез сүрәттә ғалип кәлгәнликини пәш қилип, бу һөкүмниң мутләқлишип қалғанлиқини тәстиқлиған иди. Әмма йеқинқи мәзгилләрдә мәлум болған әһваллар вабадин кейинки гүллинишниң хитайда әмәс, әксичә америка тәвәсидә барлиққа келиватқанлиқини көрсәтмәктә. Болупму америка һазир истемал көлими вә сәвийисини ашуруш, хизмәт орунлирини әслигә кәлтүрүш дегәнләрдә иҗабий илгириләш болуватиду. Хитайда болса енергийә байлиқи йетишмәслик, өй-мүлүк базириниң совуп кетиши дегәнләр һазир бәк рошән болуватиду. Шуңа биз әң муһими бу қетимқи вабаниң вастилик яки бивастә баласи сиясий җәһәттә қандақ инкасларни пәйда қилғанлиқиға қаришимиз керәк.”
Кевин рудниң қаришичә, хитай иқтисадида көрүлгән бу хилдики рошән чекиниш ши җинпиң үчүн сиясий җәһәттин алғанда бир түрлүк апәт һесаплинидикән. Чүнки ши җинпиң техи йеқиндила ашкара һалда хитайниң иқтисадий җәһәттики ешиш нисбитиниң 2022-йилида америка иқтисадиниң ешиш сүритидин тез болидиғанлиқини, мушуниң өзи хитайдики сиясий түзүмиң ғәрп дунясидики сиясий түзүмдин әвзәл икәнликини әң җанлиқ көрситип беридиған өлчәмләрниң бири икәнлики тоғрисида вәз ейтқан икән. Әмма иқтисадий җәһәттики чекиниш реаллиқ сүпитидә униң алдиға қоюлғанда, у буни һәл қилиш үчүн “көп хил пул-муамилә сияситини қоллиниш”, “ул муәссәсә қурулушини күчәйтиш” вә “ичкий истемал тәлипини кеңәйтиш” қатарлиқ чариларни оттуриға қойған. Болупму буниңдики “ул муәссәсә қурулушини күчәйтиш” һәққидики мәзмунни йоллуқ қилип көрситиш үчүн, буниң “пәвқуладдә шараит” тики алаһидә ойлишишқа тегишлик болған “дөләт бихәтәрлики” гә кепиллик қилишни көзлигән қурулуш икәнликини тәкитләшниму унтумиған. Шуниң билән биргә гәрчә өзи халимайдиған болсиму технологийә ширкәтлиригә қаритилған бастурушни тохтитип, уларниң “сағлам тәрәққиятиға йол қоюлидиғанлиқи” ни җакарлиған. Әмма апторниң қаршичә, бу чариларниң һечқайсиси хитай иқтисадиниң йимирилишини тосуп қалалмайдикән. Чүнки ши җинпиң һәрқачан сиясий контроллуқни иқтисадий әркинликниң алдиға қойидиған болғачқа, хитайниң бу хил “иқтисадни гүлләндүрүш” тәдбирлириниң әмәлгә ешишидики реаллиқ мәнпий һалда мәвҗут болидикән.
Кевин әпәнди бу һәқтә австралийәдики әң чоң ақиллар мәркизиниң бири болған “ловий инсититути” (Lowy Institute)ниң 15-мартта елан қилған хитай иқтисади һәққидики зор һәҗимлик доклатидин нәқил кәлтүргән һалда “хитайниң һазирқи сиясәтлири өзгәрмәстин иҗра болған һаләттә 2030-йилиға барғанда, хитай иқтисадиниң ешиш сүрити үч пирсәнт болуши, 2050-йилиға барғанда бу сүрәт әң тез болғанда бәш пирсәнткә чиқиши мумкин,” дәйду. Мәлум болушичә, бу вақитларға барғанда ғәрп дунясиниң, җүмлидин америка иқтисадиниң ешиш сүрити бу сандин көп юқури болидикән. Бу хил реаллиқ һәққидә сөз болғанда, җерард дипиппо нөвәттики “вирусни нөлгә чүшүрүш” кә охшаш әмилийәткә зит сиясәтләрниң маһийәттә хитай иқтисадини харап қиливатқан әң муһим амиллар болуп қеливатқанлиқини алаһидә тәкитләйду.
“бу қетимқи ваба хитайниң иқтисадий саһәсидики тәңпуңсизлиқ вә аҗизлиқларни бәкму ениқ ашкарилап қойди. Хитайдики истемал сәвийәсиниң тохтап қелиши, йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзгә боғулуп қелиши, чәт әл ширкәтлири вә чәт әл мәблиғиниң хитайдин көчүп кетишни таллиши дегәнләр һазир бу һални бәкму еғирлаштуривәтти. Макро иқтисадта көрүлгән бу хил тәңпуңсизлиқ хитай һөкүмитигә екиспорт содисиниң тохтап қеливатқанлиқини, буниң орнини толдуруш үчүн ичкий җәһәттики истемални йүксәлдүрүш лазимлиқини һес қилдуриватиду. Әмма һазирқи реаллиқ буниңға йол қоялмайду. Йәнә бир муһим нуқта шу болдики, хитайниң әслидинла асаси мустәһкәм болмиған өй-мүлүк сода базири һазир тохтап қелишқа дуч келиватиду. Evergrande (Хеңда) гуруһини алидиған болсақ, бу ширкәтниң һазирқи қәрзила 300 милярд америка доллиридин ешип кәтти. Мушу саһәдики башқа ширкәтләрму һазир мушуниңға охшап кетидиған әһвалда. Демәкчи болғиним, һазир хитайниң иқтисадидики әң аҗиз нуқта болған өй-мүлүк содиси һалак болушқа йүзлиниватиду. Ваба болса бу хил йүзлинишни техиму еғирлаштуривәтти. Демәк ички истималниң вә өй-мүлүк содисиниң чекинишила һазир хитай үчүн йетип ашқудәк баш ағриқи болуватиду.”
Мәлум болушичә, ши җинпиң иҗра қиливатқан “өй-мүлүк саһәси вә технологийә саһәсиниң иқтисадий җәһәттин зорийип дөләт һакимийитигә тәһдит болушидин сақлиниш” тәк йетәкчи идийә өзгәрмигән әһвалда, хитай иқтисадиниң һазирқи төвәнләш йүзлинишини һечкимму тосуп қалалмайду, дәп қараш һазир барғансери зор қоллашқа еришиватқан пикирләрниң бири болуп қалмақта икән. Йәнә келип ши җинпиңниң “маркисизим, ленинизим вә ши җинпиң идийәсини тутқа қилиш” тәк сиясий мәвқәси түпәйлидин хитайдики иқтисадий саһәгә қаритилған контроллуқниң бошишиму еһтималдин йирақ, дәп қаралмақта икән. Америка иқтисадшунаслиридин дән росен (Dan Rosen) техи йеқинда бу һалға қарита “хитай бүгүнки сиясий реҗимни һәм түнүгүнки иқтисадий ешишни тәңла сақлап қалимән, десә бу мәңгү әмәлгә ашмайду. Улар җәзмән буниңдин бирни таллиши керәк,” дәп хуласә чиқарған.