Путбол мәйданидики “җяву уруши”: японийә командиси 0 гә қарши 7 нәтиҗә билән хитай командисини йәңгән

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.09.06
xitay-yapon-putbol-7-1 2026-Йиллиқ дуня лоңқиси путбол мусабиқисигә қатнишиш салаһийитигә еришкән асиядики 18 күчлүк командиниң мусабиқисидә японийә командиси 0 гә қарши 7 нәтиҗә билән хитай командисини мәғлуп қилған.
Photo: RFA

Техи алдинқи һәптиләр хитайниң күрәшчи айропиланлири японийә һава бошлуқиға таҗавуз қилип кирип, икки дөләт оттурисида җиддий сүркилиш пәйда қилған иди. Мушундақ назук бир вәзийәттә, 19-әсирниң ахирлири японийә хитайни мәғлуп қилған “җяву уруши” ниң путболчә нусхиси токйода йүз берип, хитайни еғир дәриҗидә үмидсизликкә патурған. Бәзи хитайлар иҗтимаий таратқуларда “биз путимизниң учида уларниң һава бошлуқиға киргән идуқ, әмма улар путиниң тапини билән топ киргүзүп өчини алди” дейишкән.

2026-Йиллиқ дуня лоңқиси путбол мусабиқисигә қатнишиш салаһийитигә еришкән асиядики 18 күчлүк командиниң мусабиқиси 5-сентәбир күни токйода башланған. Тунҗи қетимлиқ мусабиқә японийә билән хитай дөләт командилири арисида өткүзүлгән. Мусабиқигә 50 миңдин артуқ тамашибин қатнашқан. “путбол саһәсидики җяву уруши” дәп тәсвирләнгән бу мусабиқидә, японийә командиси 0 гә қарши 7 нәтиҗә билән хитай командисини мәғлуп қилған. Күтүлмигән бу мәғлубийәттин роһи чүшкән хитайлар буни “путбол тарихимиздики әң ечинишлиқ мәғлубийәт” дәп аташқан.

2026-Йиллиқ дуня лоңқиси путбол мусабиқиси асия райониниң алдин таллаш мусабиқисидә, японийә командиси билән хитай командиси оттурисида елип берилған мусабиқидә японийә командисидин такефуса кубо (оңда) топ елип меңиватқан көрүнүш. 2024-Йили 5-сентәбир, токйо
2026-Йиллиқ дуня лоңқиси путбол мусабиқиси асия райониниң алдин таллаш мусабиқисидә, японийә командиси билән хитай командиси оттурисида елип берилған мусабиқидә японийә командисидин такефуса кубо (оңда) топ елип меңиватқан көрүнүш. 2024-Йили 5-сентәбир, токйо
AP

“германийә долқунлири” радийоси 6-сентәбир елан қилған “хитай әрләр путбол командиси японийә билән болған җәңдә тарихтики әң еғир мәғлубийәткә учриди, әмәлий күч пәрқи қанчилик?” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, хитайниң мәркизи телевизийә истансилири бу мусабиқини нәқ мәйдандин тарқатмиған. Улар хитай топ мәстанилириниң бу һәқтики наразилиқлирини “биз яман ғәрәзлик риқабәттин сақлиниш үчүн, нәқ мәйдандин тарқитиш һоқуқиға зиядә пул хәҗләшни халимидуқ” дегән җаваб билән бесиқтурушқа урунған. Бирақ хитайдики бәзи топ мәстанилири бу мусабиқини башқа қаналлардин көрүп, 7:0 нәтиҗидин қаттиқ үмидсизләнгән. Нәқ мәйдан мусабиқини көрүп олтурған хитай дөләт командисиниң сабиқ капитани фән җийиму роһи сунуп, “хуаңпу дәряси йирақ болмиған болса, өзүмни ташливалаттим” дегән.

Явропа дөләтлиридики путбол һәвәскарлири арисида “1 милярд 400 милйон хитайниң ичидин топ тепәләйдиған 11 адәм чиқмайду” дәйдиған сөз бар икән. Хәвәрдә тәсвирлишичә, хитай 30 йилдин буян дөләтлик путбол командисини күчәйтиш, хәлқаралиқ сәвийәгә йәткүзүш үчүн көп тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, һазирға қәдәр дуня лоңқиси путбол мусабиқисигә қатнишиш салаһийитигә еришәлмәй кәлгән. Һәтта асия лоңқиси путбол мусабиқилиридиму нәтиҗә қазиналмиған. Хитай рәһбәрлири дөләтлик путбол командисиниң тиренерлирини “парихор” луқ җинайәтлири билән түрмигә ташлап, тохтимай алмаштуруп турған. Нәтиҗиси болмиғандин кейин, ахирида чәт әллик тиренерларни тәклип қилишқа башлиған. Бирақ улар чәт әллик тиренерларға һәссиләп пул хәҗлигән чағлирида, өзлириниң топчилириниң бәдән сүпитини нәзәргә елишни унтуп қалған.

Германийәдики җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур путболчиларниң бәдән сүпити хитайларниңкидин хелила юқири болуп, әгәр хитай һакимийити уларниң қәдрини билип ишлитәлигән болса, хәлқарада бүгүнкидәк осал әһвалда чүшүп қалмас икән. Германийәдики уйғур зиялийси вәли турсун әпәндиму бу һәқтә өз қарашлирини баян қилип өтти.

Күлкилик болған йери шуки, бу қетимқи мусабиқини көрүш үчүн кәлгән топ мәстанилириниң бир қисми хитайлар болуп, улар үстигә япон уруши мәзгилидики хитай коммунистлириниң 8-армийәсиниң һәрбий формилирини кийип, хитайниң дөләт байриқини көтүрүшүп мәйданға киргән. Бу милләтчи хитай топ мәстанилири мусабиқә җәрянида “бу йил японға қарши уруш ғәлибисиниң 79 йиллиқи!” дәп варқирапла қалмай, хитай мәркизи тәшвиқат бөлүминиң вәтәнпәрвәрлик шоари болған “орунлиялмайдиған вәзипиниң барлиқиға ишәнмә! йәңгили болмайдиған қийинчилиқниң барлиқиға ишәнмә! йоқатқили болмайдиған дүшмәнниң барлиқиға ишәнмә!” дегән шоарларни карнийи йиртилғичә товлап, тамашибинларниң мәсхирисигә қалған.

Әмма япон командиси 3 топ урғандин кейин, уларниң бу әсәбийләрчә милләтчилик шоарлири аста-аста пәскойға чүшүп суслишип қалған. Бу чағда улар өз командисиға давамлиқ мәдәт беришип, “йәнә баштин келәйли” дегән нахшини оқушқа башлиған. Буниң пайдиси болмиғандин кейин, хитайниң дөләт шеирини оқушқа башлиған. Буниңму пайдиси болмиған. японлуқлар арқидин 4-вә 5-топни урувәткән. “ғәйрәт қил!”, “ваз кәчмә!” дәп шоар товлишиватқан милләтчи хитай топ мәстанилири японлуқлар 6-вә 7-топларни урғанда техиму роһи чүшүп кетип, мәдәт бериштин ваз кәчкән вә өз команда әзалирини ағзини бузуп сәт тиллар билән тиллашқа башлиған. Буниң билән мусабиқә мәйданиниң кәйпияти бузулған.

Хәвәрдә мундақ баянларға орун беригән: “мубада японийә топ мәстанилири әйни чағдики японийә империйәсиниң һәрбий формисини кийгән, белигә хәнҗирини қистурған, қолида шу заманниң байриқини көтүргән қияпәттә киргән болса иди, шуни тәсәввур қилиш тәс әмәски, хитай вә башқа дөләтләрдә кәң көләмлик намайишлар қозғалған, һәтта улар әпу сорашни тәләп қилишқан болатти.”

Хәвәрдә тилға елишичә, японийә командисиниң 0 гә қарши 7 нәтиҗиси хитай команда әзалириниң бешини қайдурувәткән. Мусабиқә мәйданиға ғадийип киришкән хитай топчилар, мусабиқә ахирлишип хелиғичә немә қилишини биләлмәй гаңгирап туруп қелишқан. Хитайлар бу мәғлубийәтни һәзим қилалмиған. Хитай 8-армийәсиниң һәрбий формилирини кийип, хитайниң дөләт байриқини көтүрүп һәйвәт билән чуқан селишқан хитай топ мәстанилириму салпийип бирдин, иккидин топ мәйданидин айрилишқан. Мусабиқиниң бу нәтиҗиси пүткүл хитайдики топ мәстанилирини қаттиқ үмидсизләндүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.