Қомулда өткүзүлгән “ахбарат елан қилиш йиғини” вә хитайниң уйғур мәдәнийитини йоқитиштики рәзил оюнлири
2021.11.26

Уйғур аптонум районлуқ даириләрниң аталмиш “ахбарат елан қилиш йиғинлири” ни хитай мәркизи бейҗиңдин уйғур дияридики вилайәт вә наһийиләргичә кеңәйтиши диққәт қозғимақта.
Хитайниң “шинҗаң гезити” қатарлиқ таратқулириниң 24-ноябирдики хәвәридин мәлум болушичә, 23-ноябир күни даириләр уйғур районидики қәдимий мәдәнийәт юртлиридин бири болған қомулда йәнә бир қетимлиқ “ахбарат елан қилиш йиғини” ачқан.
Йиғинда сәһнигә чиқирилған 10 нәпәр аталмиш “хәлқ вәкили” арқа-арқидин сөз қилип, “қомулда иқтисад йүксилип, хәлқ параван яшаватқанлиқи” ни мәдһийәлигән. Улар сөзидә қомулниң йәрлик мәдәнийәт алаһидиликлиридин қомул кәштичиликиниң ширкәтләргә йүзлинип иш пурсити вә иқтисадий қиммәт яратқанлиқини, қумул ваң ордисиға охшаш йәрлик бинакарлиқ қурулушлири билән қумул муқамлириниң қоғдиливатқанлиқини, һөкүмәтниң қомулда саяһәтчиликни тәрәққий қилдуруп, йәрлик аһалиләргә иқтисадий кирим қилидиған мәнбә яритип бәргәнликини бәс-бәстә махташқан.
Аталмиш “хәлқ вәкиллири” сөзлиридә һуҗум нишанини америка башчилиқидики ғәрб дөләтлиригә қаритип: “җуңгоға қарши ғәрб күчлири ‛ирқий қирғинчилиқ‚, ‛мәдәнийәт қирғинчилиқи‚ дегәндәк төһмәтләрни ойдуруп чиқарди, әмма қомулда компартийәниң рәһбәрликидә ‛һәсәлдәк ширин вә бәхтлик турмуш яритилди,” дегәндәк хитайниң сиясий тәшвиқатлирини базарға селишқа мәҗбур болған.
Америкадики уйғур зиялийлиридин меһриай мәмтели ханим зияритимизни қобул қилип, хитайниң қомулда өткүзгән аталмиш “ахбарат елан қилиш йиғини” вә униң маһийити һәққидә өз қарашлирини билдүрди.
У илгири шинҗаң университетиниң әдәбият факултетида мәхсус фолклор кәспи бойичә магистерлиқ оқушини тамамлиған болуп, шу мәктәптә бир мәзгил уйғур фолклори саһәси бойичә оқутуш вә тәтқиқат билән шуғалланған иди.
Меһрай ханимниң билдүрүшичә, хитайниң йеқинқи йилларда тәшвиқат үчүн сәһнигә елип чиққан “қумул муқамлири”, “қомул кәштичилики” қатарлиқ йәрлик мәдәнийәт-сәнәт мираслири әмәлийәттә кейинки йилларда хитай ширкәтлириниң башқурушиға вә базарға селип пайда елишиға өткүзүп берилгән икән. Хитай даирилири сиясий тәшивиқатниң еһтияҗи үчүн нөвәттә бу түрләрни “йәрлик алаһидиликкә вә миллий хаслиққа игә мәдәнийәт мираслирини қоғдаватимиз” дегән қалпақ билән сәһнигә елип чиққан икән. Меһриай ханим ниң тәкитлишичә, хитай ширкәтлири монупол қилип базарға селиватқан “қумул кәштичилики” әмәлийәттә қумулда әсирләрдин буян давамлишип кәлгән уйғурларниң йәрлик кәштичилик әнәнилиридин хели зор дәриҗидә пәрқлинидикән.
Миһрай ханимниң тәкитлишичә, гәрчә хитай һөкүмити өз тәшвиқатида “қумулниң кәштичиликини асас қилған йәрлик мәдәнийәт алаһидиликлирини тәрәққий қилдуруп, иқтисадий қиммәт яраттуқ” дәватқан болсиму, әмма әмәлийәттә йеқинқи йиллардин буян қомулдики йәрлик вә миллий мәдәнийәт мираслири хитай һөкүмити тәрипидин әң зор қирғинчилиққа вә йоқитишқа учриған.
Униң билдүрүшичә, қомулдики уйғурларниң муһим бир гәвдиси болған тағлиқ районлардики уйғурлар йеқинқи йилларда түркүм-түркүмләп түзләңликләрдики қәпәзсиман селинған олтурақ районларға көчүрүлгән. Буниң нәтиҗисидә уйғурлар өзлириниң яшаш муһити вә мәдәнийәт муһитидин йирақлаштурулуп, өзлириниң йәрлик-мәһәлливи һаятида омумлашқан “қомул муқами”, “қомул көк мәшрипи” қатарлиқ миллий мәдәнийәт мираслиридин айрилған.
Меһриай мәмтили ханим йәнә қумул муқам сәнитини сәһниләштүрүштә муһим рол ойниған вә бу саһәдә йетәкчилик вәзиписини өтәп кәлгән қумул вилайәтлик сәнәт өмикиниң башлиқи җелил османға охшаш төһпикар зиялиларниң тутқун қилинип лагерлаға соланғанлиқини, қомулдики йоқири абройға игә йәрлик зиялийларниң авазиниң йеқинқи йилларда пүтүнләй өчүрүлгәинликини мисал қилип көрсәтти.
Норвегийәдики уйғур паалийәтчилиридин сәмәт абла әпәндиму бу темида зияритимизни қобул қилди.
Сәмәт абла әпәндиниң билдүрүшичә, нөвәттә уйғурларниң “ерқий қирғинчилиқ” қа учраватқанлиқи америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлиридә күчлүк әйипләш темисиға айланған. Мушундақ шараитта, хитай даирилири өзини ақлаш үчүн бу хил тәшвиқат йиғинлири кеңәйтип, уни хитай мәркизи бейҗиңдин уйғур аптонум райониниң мәркизи үрүмчигичә, һәтта уйғур дияридики вилайәт наһийиләргичә қәдәр өткүзүп, хәлқарниң көзини бойимақчи болған.
Сәмәт әпәндиниң тәкитлишичә, хитай даирилириниң бу хил ахбарат йиғинлирини бу қәдәр кеңәйтип, уни вилайәт-наһилйиләргә қәдәр омумлаштуруштики мәқсиди өзлириниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини инкар қилиш үчүн икән. Йәнә бир тәрәптин болса уйғур кимликиниң асаси болған йәрлик мәдәнийәт мираслирини йоқитип, уйғурларни хитайлаштуруш сияситини дуняға һәқлиқ көрситишкә урунуш икән.