Пирофессор ясин ақтай: “хитайниң бунчивала зулум қилишиниң өзи шәрқий түркистанда қаршилиқниң мәвҗутлуқини көрситиду”
2024.07.29
Түркийәниң сабиқ парламент әзаси пирофессор, доктор ясин ақтай әпәнди, уйғурлар өзниң мәвҗутлуқини қоғдаш үчүн зулумға қарши күрәш қиливатқанлиқини тилға елип, мундақ деди: “шәрқий түркистандики ишғалийәт вә чекидин ашқан зулум, шәрқий түркистан хәлқигә қаршилиқ көрситиш роһи вә енергийә бәхш әтмәктә. Пүтүн бу зулум вә бесимлар у йәрдә бир қаршилиқниң һаятий күчи вә мәнбәси барлиқини көрситиду, улар өз мәвҗутлуқини қоғдаш үчүн, қәһриманларчә күрәш қиливатиду. Шу сәвәбтин хитай уларниң у роһини боғуп, уларни йоқ қилмақчи болуватиду. Хитайниң бунчивала күчәп зулум қилишиниң өзи шәрқий түркистанда қаршилиқниң мәвҗутлуқидин дерәк бәрмәктә. Демәк бу, у йәрдә техичә хитай тәлтөкүс контрол қилалмайватқан бир бошлуқ бар дегәнликтур. Биз бир киши қалған тәқдирдиму бу дәвадин ваз кәчмәсликимиз, йолимиздин қайтмаслиқимиз, шундақла бу дәвани техиму җанландурушниң йолини издишимиз лазим”.
Түркийә һөкүмитигә йеқинчилиқи билән тонулған “йеңи шәфәқ” гезитиниң 20-июл күнидики санида “Шәрқий түркистанға нәзәр салғанда көридиғимиз…” мавзулуқ мәхсус бир мақалә елан қилинған. Бу мақалини түркийәниң сабиқ парламент әзаси шундақла адаләт вә тәрәққият партийәси рәисиниң баш мәслиһәтчиси пирофессор доктор ясин ақтай язған болуп, мақалә иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалған.
Мақалидә уйғурларниң диний вә миллий бесимға учраватқанлиқи, әмма уйғурлар өзлириниң мәвҗутлуқини қоғдаш үчүн давамлиқ қаршилиқ көрситип келиватқанлиқи тилға елинған, шундақла уйғурларниң шу сәвәбтин хитай һакимийитиниң ирқий қирғинчилиқиға дуч келиватқанлиқи тәкитләнгән. У мақалисидә уйғурларни қоллаш, хитайниң шәрқий түркистандики зулумлирини тохтитиш үчүн, бир сиясий мәркәз вә истратегийәлик йол хәритиси бәлгиләп чиқишниң зөрүрлүки оттуриға қоюлған.
Биз бу бу мунасивәт билән мәзкур мақалиниң аптори пирофессор ясин ақтай әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Пирофессор ясин ақтай әпәнди, уйғурлар мәсилисини түркийәдә күнтәртипкә кәлтүрүш тоғрисида тохтилип, мундақ деди: “бүгүнки күндә биз хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан зулумидин изтирап чекиватимиз, бу мәсилини бир амал қилип сиясий күнтәртипкә кәлтүрүшимиз вә зулумни тохтитиш үчүн тиришчанлиқ көрситишимиз керәк. Бу бизниң мәҗбурийитимиздур”.
Пирофессор ясин ақтай әпәнди мақалисидә, хитайниң америкаға қарши дуняниң һәр қайси җайлирида иттипақдаш издәватқанлиқини билдүрүп мундақ дәп язған: “дуняниң һәрқайси җайлирида америкаға қарши иттипақдаш издәватқан хитай, шәрқий түркистандики барлиқ мусулманларға қарита диний чәклимә вә миллий йоқитиштин ибарәт юқири бесимлиқ сиясәт йүргүзмәктә. Хитайниң бу хил зулум сияситидә чиң туруши, диққәт қилишқа тегишлик бир мәсилидур”.
У бу һәқтә йәнә мундақ мундақ деди: “қарайдиған болсақ, хитай билән ғәрб дуняси оттурисида риқабәт, техиму ениқрақи, хитай билән америка оттурисида кәскин риқабәт мәвҗут. Хитай бүгүнки дуняда американиң дунядики ғоҗидарлиқ орниға хирис қилишқа җүрәт қиливатқан бирдинбир дөләт. Униңдин башқа русийәму америкаға очуқ-ашкара хирис қиливатқан бир дөләт. Һиндистанму риқабәт ичидә турмақта. Буларниң һәммиси исламға вә мусулманларға мәлум шәкилдә зулум қиливатқан дөләтләрдур. Һалбуки, бүгүнки күндә мусулманларниң хитайға болған еһтияҗидин хитайниң мусулманларға болған еһтияҗи күчлүкрәк, дейишкә болиду. Чүнки хитай ишләпчиқарған мәһсулатлири билән дуняда иқтисадий җәһәттин иккинчи чоң гәвдигә айланған, һәтта биринчи орунға чиқишқа урунуватқан бир дөләт. Шу сәвәбтин хитай пүтүн дуняда өз мәһсулатлири үчүн базар тепишқа ечирқаватқан һаләттә турмақта. Хитай немә үчүн үрүмчигә вә яки шәрқий түркистанниң башқа шәһәрлиригә барған инсанларға пәқәт мәлум бәлгиләнгән йәрләрнила көрүш чәклимиси қойиду? чүнки хитай шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан туруп, буниңдин тенивелишқа, һәтта уни йоққа чиқиришқа урунмақта. Бу нуқтида хитай өзини мусулман дөләтләргә ‛апақ‚ вә ‛гунаһсиз‚ қилип көрситишкә моһтаҗ. Биз хитайниң бу аҗизлиқини тутувелип, шу арқилиқ униңға бесим ишлитишимиз керәк. Буниң үчүн бу сиясәтни йолға қойидиған бир сиясий мәркәз болуши керәк, әпсуслинарлиқи, бундақ бир мәркәз һазирчә қурулғини йоқ”.