Хитай өзиниң террорлуқ һәрикәтләргә қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини йәнә бир қетим җакарлиди
2007.01.09
Уйғур елидики җамаәт хәвпсизлик назарити җүмә күни уйғур елиниң пакистан чегриси йеқинидики тағлиқ районда, 18 нәпәр террор гумандариниң хитай сақчилири тәрипидин өлтүрүлүп, 17 кишиниң тутулғанлиқини җакарлиған һаман, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи сәйшәнбә күни баянат елан қилип, өзиниң хәлқара билән болған һәмкарлиқини күчәйтип, һәрқандақ террорлуқ тәшкилат вә террорлуқ һәрикәтләргә қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини билдүрди.
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң баянатчиси ву хепиң террор гумандарлириға қилған һуҗум җәрянини сөзләп келип, мәзкур дело һәққидә давамлиқ тәкшүрүш елип бериватқанлиқини мәлум қилди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди өзиниң уйғур елидә йүз бәргән мәзкур вәқәдин қаттиқ әҗәпләнгәнликини вә ечинидиғанлиқини билдүрүп, "мәзкур вәқәниң йүз бериши хитай һөкүмитиниң уйғур елидә елип бериватқан зораванлиқ түзүмидин келип чиққан. Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан болмиғур сиясити бир қисим уйғурларниң қорал көтүрүп чиқишиға сәвәбчи болди" дәп көрсәтти. Әмма у йәнә "бәлким мәзкур вәқәни хитай һөкүмити өзи ойдуруп чиқарған болуши мумкин" дәп билдүрди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити 18 нәпәр шәрқи түркистан террорчисини өлтүргәнликини җакарлиди
- Уйғур аптонум районлуқ сиясий қанун хизмәт йиғини мәхсус үч хил күчләрни қаттиқ бастурушни тема қилди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң террорлуққа қарши туруш йиғини ечилди
- Хитай, русийә вә оттура асия сотчилирини уйғурларға қарши хитай билән һәмкарлиқни күчәйтишкә чақирди
- Аз санлиқ милләтәр һоқуқи тәшкилати: террорлуққа қарши уруш аз санлиқларға қарши урушқа айланди