Хитай, җорҗ бушниң уйғурлар һәққидики сөзигә инкас қайтурди
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.07.15
2008.07.15
Бүгүн йәни сәйшәнбә күни хитай ташқи ишлар баянатчиси бушниң сөзлиригә инкас қайтуруп, америкини хитайниң ички ишлириға арилишишни тохтитишқа чақирди.
Америка президенти җорҗ буш түнүгүнки сөзидә йәнә, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим билән көрүшүш пурситигә еришкәнликидин иптихарлинидиғанлиқини билдүргән иди.
Хитай үрүмчидә 5 уйғурни етип өлтүргән вә қәшқәрдә 5 уйғурға өлүм җазаси бәргән бир мәзгилдә җорҗ бушниң, уйғур миллий һәрикитини азадлиқ һәрикити дәп атиши, хитайниң уйғур миллий һәрикитини хәлқара террорға бағлап әйиблишиниң инкар қилиниши дәп қаралмақта.
Хитай ташқи ишлар баянатчиси бүгүнки сөзидә мундақ дәйду: "дөлитимиз қанун дөлитидур. Дөлитимизниң қануни пуқраларниң диний әркинликини қоғдайду, әмма, дөлитимиз қануни дөләтни парчилайдиған һәр қандақ һәрикәткә йол қоймайду." Лю җйәнчав йәнә мундақ дәйду: " һәр қандақ адәм дөлитимизниң қануниға хилаплиқ қилса җазалиниду. Шуңа алақидар дөләтләр бизниң ички ишлиримизға арилишишини тохтитиши керәк."
Җорҗ буш түнүгүнки нутқида билдүрүшичә,, у японийидә ху җинтав билән көрүшкән чеғида, америкиниң әркинлик үчүн күрәш қиливатқанлар билән һәр вақит бир мәйданда икәнликини билдүргән.