Гуаңшида пиланлиқ туғут сияситигә қарши кәйпият йәнила җидди
2007.05.25
Гуаңши җуаң аптоном райониниң бобәй наһийисидә пиланлиқ туғут сиясити кәлтүрүп чиқарған вә 28 кишиниң қолға елинишиға сәвәбчи болған тоқунуштин кейин, вәзийәт йәнила җидди һаләттә турмақта.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бобәй наһийисидики пуқралар җүмә күни һөкүмәт даирилиридин мәҗбури характерлик пиланлиқ туғут сияситидики җазалаш тәдбирлирини өзгәртишни тәләп қилған. Шу җайдики лю пәмилилик бир аялниң әскәртишичә, у бир балини артуқ туққанлиқи үчүн униңға 24 миң йүән җәриманә қоюлған шундақла даириләр буниңдин бир қанчә күн бурун униң өйигә адәм әвәтип өйидики пүтүн мал - мүлкиниң бириниму қоймай пулға сундуруп елип кәткән.
У, мән вә бу җайдики пуқралар мусадирә қилинған өй сайманлиримизниң қайтуруп берилидиған яки қайтурулмайдиғанлиқини билишимиз керәк," дәйду. Буниңдин сирт франсийә ахбарат агентлиқи шу җайдики йәрлик хәлқләрниң чәтәллик мухбирларни көрсә, һаяҗанланған һалда оривалидиғанлиқини вә уларға қолда йезилған яки бесип тарқитилған әрз намиларни көрситишкә тиришидиғанлиқини язди.
Франсийә ахбарат агентлиқи мухбириниң әскәртишичә, аз болмиған кишиләр адаләт чоқум йерини тепиши керәк, дәп чуқан салған. Хитай һөкүмити бобәй наһийисидә йүз бәргән сақчилар билән пуқралар арисидики бу тоқунушта 28 кишиниң қолға елинғанлиқини җакарлиди.
Хәвәрләргә қариғанда пуқраларни пиланлиқ туғутқа мәҗбурлиған йәрлик әмәлдарлар қечип кәткән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуаңши өлкисидә йүз бәргән пиланлиқ туғутқа қарши топилаң техи тинҗимиди
- Гуаңши бобәйдики деһқанларниң һөкүмәткә қарши наразилиқи мәтбуатларда мулаһизә қилинмақта
- Гуаңшидики деһқанларниң пиланлиқ туғутқа қарши қозғилиңи сақчилар тәрипидин бастурулди
- Хитайда миңлиған амма "пиланлиқ туғут сиясити "гә қарши намайиш қилди
- Асия дөләтлиридики ишчилар, 1 - май әмгәкчиләр байрими күни намайишлар өткүзди
- Чоңчиң шәһридә аял ишчилар кәң көләмлик наразилиқ намайиш елип барди
- Хитайда йәр-земин давасида тоқунуш йүз бәрди
- Шәрқи хитайда намайишчи амма билән сақчилар арисида кәскин тоқунуш болди