Малайсияда хитайлар 'көчмән' дәп аталғанлиқтин пәйда болған милләт ғәвғаси сиясий түс алмақта
Роейтерс агентлиқиниң куалаломпордин баян қилишичә, малайсияда һакимийәт бешидики партийиниң рәиси әхмәт исмайил түнүгүн бир йиғинда, 27 милйон малайшия нопусиниң төттин бирини тәшкил қилидиған хитайларни'көчмәнләр' дәп атиған, буларниң малайсиялиқлар билән охшаш һоқуққа игә әмәсликини көрсәткән вә буларни америкидики йәһудиларға охшаш 'һөкүмәтни контрол қилишқа урунуватиду' дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, малайшия даирилириниң ағзидин чиққан бу сөз дәрһал малайсиядики хитайларниң җиддий қаршилиқини пәйда қилған. Гәрчә малайшия баш министири абдулла әхмәт бу мәсилини тоғра биртәрәп қилидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма әхмәт исмайил йәнила әпу сорашни рәт қилған.
Б б с ниң баян қилишичә, малайсияда хитайчә чиқидиған 'йәкшәнбилик гезит' идә, 'әгәр әхмәт исмайил өзиниң сөзини қанунлаштурмақчи болса, биз буниңға қанунлуқ дәва ачимиз' дәп чуқан көтүрүлгән.
Хәвәрдә ейтилишичә, малайсияда мушу милләт ғәвғаси сәвәбидин сиясий тәбиқиләр ара талаш - тартиш көпийип, сиясий вәзийәттә җиддийлик пәйда болмақта.