Хитай компартийисиниң омумий йиғинида җәмийәт муқимлиқи асаслиқ музакирә қилиниду


2005.10.06

Хитай компартийиси мәркизий комитетиниң 16 - нөвәтлик 5 - омумий йиғини ечилишиниң һарписида, америка бирләшмә ахбарат агентлиқи, бу қетимқи йиғинда җәмийәттики муқимсизлик вәзийитиниң еғирлишиши вә бай, кәмбәғәллик пәрқиниң зорийиши мәсилисиниң нуқтилиқ музакирә қилинидиғанлиқини билдүрди.

Хитай компартийиси мәркизий комитетиниң 16 - нөвәтлик 5 - омумий йиғини мушу шәнбә күни башлиниду. Төт күн давамлишидиған бу йепиқ йиғинда, хитайниң киләр бәш йиллиқ иқтисадий тәрәққият пилани бикитилиду.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай компартийисиниң баш секритари хуҗинтав йиғинда һоқуқини техиму мустәһкәмләш билән биргә, җаң земинниң қалдуқ сиясий тәсирини пүтүнләй тазилайдикән.

Хитайниң иқтисадий тез тәрәққий қиливатқан болсиму, әмма бай- кәмбәғәллик пәрқиниң буниңға әгишип тез зорийиши вә черикликниң еғирлишиши билән хитайниң һәр қайси җайлирида намайиш, наразилиқ паалийәтләр көпләп йүз бәрмәктә. Өткән йили хитайда 74 миңдин артуқ чоң намайишлар йүз бәргән болуп, бу хитай компартийә рәһбәрлирини чөчүткән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.