Хитайда байлар вә әмәлдарлар пиландин сирт пәрзәнт көрмәктә
2008.01.03
Хитайда пулдарлар билән һоқуқдарларниң, һөкүмәтниң пиланлиқ туғут сияситигә тақабил туруватқанлиқи билдүрүлмәктә.
Америка бирләшмә агентлиқиниң пәйшәнбә күни елан қилған хәвиридә, хитайниң хубей өлкисидики пулдарлар билән һоқуқдарларниң хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә очуқ - ашкара қаршилиқ билдүрүватқанлиқи елан қилинған болуп, хубейда чиқидиған мәтбуатларда нурғунлиған әмәлдарлар билән байларниң бирдин артуқ пәрзәнт көрүватқанлиқи баян қилинған вә һөкүмәтниң бир милйонер тиҗарәтчигә икки пәрзәнтлик болуш сәвәбидин 770 миң йүән җәриманә қойғанлиқи, бирақ униң пәқәт 100 йүән тапшуруп, қалған пулни тапшурмай қаршилиқ билдүрүватқанлиқи тәкитләнгән.
Хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң уйғурлар үстидә әң еғир иҗра қилиниватқанлиқини билдүргән дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит , мәтбуатларға бу һәқтә бәргән баянатида дәл юқирида тилға елинған әһваллар һәққидә селиштурма елип барған болуп, дилшат решитниң билдүрүшичә, юқири киримлиқ хитайлар пул хәҗләп пәрзәнт сетивалидикән , әмма хитай өзи етирап қилип " аз санлиқ милләт " дәп нам бәргән уйғурлар болупму уйғур деһқанлири өз пәрзәнтлирини әмәс , бәлки өз һаятиниму сақлап қалалмайдикән.
Уйғур елидә елип бериливатқан мәҗбурий пиланлиқ туғут опиратсийиси, миңлиған деһқан аяллириниң һәр хил аяллар кесәлликлиригә дучар болушиға , давалиниш қурби йәтмәй вақитсиз өлүп кетишигә йол ачмақта. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда наразилиқ һәрикәтлири арқилиқ һәқ тәләпләрни һәл қилиш наһайити аз учрайдиған әһвал
- Хитай пиланлиқ туғут сияситидики мукапатлаш түзүмини йәниму кеңәйтмәктә
- Хитай даирилири уйғур елигә қаратқан пиланлиқ туғут сияситини изчил күчәйтмәктә
- Бейҗиң уйғур елидики пиланлиқ туғут хизмити үчүн зор миқдарда иқтисад аҗратти
- Америка уйғур җәмийити шаңхәй гуруһиниң һәрбий маневирини әйиблиди
- Хитай пиланлиқ туғут комитети қопал шоарларни чәклиди
- Хунән пиланлиқ туғут қануниға хилаплиқ қилғучилардин 8 һәссә өрлитип җәриманә алмақчи
- Гуаңшида пиланлиқ туғут тоқунуши пәйда қилған әмәлдарларни сотлаш үчүн адвокатлар һәқсиз мулазимәткә тәйяр
- Олимпик мурасими йеқинлап кәлмәктә, хитайда намйиш - қозғилаң қистап кәлмәктә
- Хитай һөкүмити бу йил уйғур аптоном районида деһқан -чарвичиларниң нопусини азайтиш үчүн 27 милйон юән пул аҗратқан