Архип
2008-08-05
5 - Авғуст күни чүштин кейин уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити, қәшқәрдә 4 - авғуст йүз бәргән хитай чегра мудапиә қисиминиң қәшқәрдә турушлуқ әтритиниң уштумтут һуҗумға учраш әһвали һәққидә ахбарат елан қилди.
2008-08-04
Олимпик учун бейҗиңға келидиған саяһәтчиләрниң сани мөлчәрдикидин коп төвән болғанлиқи үчүн, бейҗиңдики көпинчә меһманханилар ятақ баһасини йерим һәссә төвәнлитишкә мәҗбур болған.
2008-08-04
4 - Авғуст дүшәнбә күни бейҗиңдики өйлиридин мәҗбури көчүрүветилгән 20 гә йеқин киши наразилиқ намайиши өткүзгән болуп, бирләшмә агентлиқида хәвәр қилинишичә, бу намайишчилар 2003 - йили олимпиккә алақидар қурулуш сәвәбидин өйлиридин көчүрүлгән, әмма һазирғичә мувапиқ төләмгә еришәлмигән кишиләр икән.
2008-08-04
Мәлум болушичә, һазир хитайда коча яймичилиридин, зиялийларғичә һәр саһә кишилири ичидә хитай олимпикигә наразилиқ пикирлири хели еғир болсиму, әмма улар хитай һөкүмәт даирилириниң өч елишидин қорқуп өз наразилиқини наһайити йошурун йосунда ипадиләшкә мәҗбур икән.
2008-08-02
1 - Авғуст күни "асия вақти" гезитидә елан қилинған бир мақалидә, хитай һөкүмитиниң оттура асиядики сиясий вә иқтсадий нопузини кеңәйтиш үчүн җиддий тиришчанлиқ көрситиватқанлиқи тәкитләнгән.
2008-08-01
Хәлқара олимпик комитетиниң җүмә күни ройтерс ахбарат агентлиқиға ашкарилишичә, хәлқара олимпик комитети билән бейҗиң олимпик йиғининиң саһипханлири хитай даирилири тәрипидин достанә әмәс, дәп қаралған яки өктичи қараштики бир қисим тор бекәтлиригә қаритилған чәклимини әмәлдин қалдурушқа келишкән.
2008-07-31
Хитай һөкүмити олимпик мәзгилидә, пүтүн мәмликәт буйичә интернет тор бекәтлирини қамал қилип, зиянлиқ учурларға зәрбә беридиғанлиқини билдүрмәктә.
2008-07-30
Йеқинда тәйвән америка президенти җорҗ буштин, тәйвәнниң америкидин бир нәччә милярд долларлиқ қорал сетивалидиған пиланини тәстиқлишни тәләп қилған.
2008-07-30
Америка кеңәш палатасиниң җумһурийәтчи әзаси сам бравнбәк әпәнди хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи хитайдики һәммә меһманханиларға, ресторанларға җасуслиқ үскүнилири бекитип олимпиккә кәлгәнләрни интернет арқилиқ назарәт қилиш тоғрисида чүшүргән һөҗҗәтни тәрҗимә қилдуруп башқа әзаларға көрсәтти вә хитайниң бу тәдбирини әйиблиди. Шундақла хитайни бундақ буйруқни қайтурувелишқа чақирди.
2008-07-29
Йеқиндин буян хитай өлкилиридә арқа - арқидин йүз бериватқан аптобус партлитиш вәқәлири аммини сарасимигә селиватқан болуп, фуҗу шәһиридә бир хитай аптобусқа партлитиш бомбиси қоюлғанлиқи һәққидә иғва тарқитип, кишиләрдә әндишә қозғиғанлиқи үчүн , сақчилар тәрипидин рәсмий қолға елинған.
2008-07-28
Хитай сиясий өктичилири бейҗиң олимпикиниң 1936 - йилидики берлин олимпикигә охшап қалмаслиқини, хитайниң сиясий қурулмисида өзгириш елип келишини үмид қилидиғанлиқини ипадиләшмәктә.
2008-07-28
Йүннән өлкиси күнмиң шәһиридә дүшәнбә күни кәчқурун бир йолучилар аптобусида партлаш һадисиси йүз бәргән болуп, бирләшмә агентлиқида хәвәр қилинишичә, һазир йәрлик һөкүмәт даирилири партлаш йүз бәргән районни печәтләп тәкшүрүш елип бармақта икән.
2008-07-26
Хитай ташқи ишлар министири яң җечи җүмә күни, таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбә шәһиридә өткүзүлгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар минстирлириниң йиғинида қилған сөзидә, тәшкилатқа әза дөләтләрни өз - ара һәмкарлиқни техиму күчәйтишкә чақирған.
2008-07-25
Хитай шаңхәйдә бир хәлқара " террорлуқ гуруһи" ниң паш қилинғанлиқи, бир қисим террорчи гумандарларниң бир тәрәп қилинғанлиқиға даир вәқә тоғрисида учур беришни үзлүксиз рәт қилмақта.
2008-07-25
Шаңхәйдики әң игиз биналарниң бири болған шаңхәй хәлқ мәйданидики 55 қәвәтлик миңтйән Mingtian сарийиниң олимпик мәзгилидики бихәтәрлик башқуруш тәдбиридә бинаға уйғур, тибәт вә чиңхәйлик туңганларниң кириши чәкләнгән.