Хитай гезити шәрқий түркистанчиларниң нишани олимпик мәшилигә қаритилғанлиқини илгири сүрди

Шинхуа ториниң тармиқидики "хәлқара авангарт йетәкчи" гезити җүмә күни мақалә елан қилип, хитайниң олимпик мәшилини қоғдаш үчүн уйғур елидә алған бихәтәрлик тәдбирлирини ақлиди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.05.30

"Шәрқий түркистанчиларниң қәсти 6‏ - айдики мәшәлни йәткүзүш паалийитидә" дегән мавзудики мақалидә, " шәрқий түркистан ислам һәрикити" вә " шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилати" ниң үрүмчи, бейҗиң, шаңхәйдә тәсири зор көләмлик вәқә пәйда қилишни пиланлиғанлиқини, дуня уйғур қурултийиниң болса бу гуруһларға қәләм җәһәттә маслашқанлиқини илгири сүргән.

Мақалидә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң 5‏ - май күни франсийә агентлиқиға бәргән баянатиға баһа берип, униң "хитай уйғур елигә олимпик мәшили йәткүзүш баһанисида уйғурларни бастуруватиду "дегән сөзлирини вә олимпик мәшили йәткүзүш пиланини бикар қилиш чақириқини тәнқид қилди.

Мақалидә йәнә , дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң " олимпик мәшили уйғур хәлқиғә кишилик һоқуқ апити елип кәлмәктә " дегән сөзлирини " қалаймиқан җөйлигәнлик " дәйду. Қурултай баш катипи долқун әйсаниң японийә зияритидә, "хитай шәрқий түркистанда мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватиду " дегән сөзлирини " иғва " дәп тәнқид қилди.

Олимпик мәшили 6‏‏ - айниң 25‏ - күнидин 27 ‏ - күнигичә үрүмчи, шихәнзә, санҗи вә қәшқәр шәһәрлиригә йәткүзилиду. Дуня уйғур қурултийи хитай даирилириниң мәшәлни қоғдашни баһанә қилип, ахтуруш, тәкшүрүш понкитлирини қуруш,сәвәбсиз тутқун қилиш, тәқипләш, паспорт мусадирә қилиш, саяһәтни чәкләш йолға қойиватқанлиқини илгири сүргән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати йеқинда елан қилған доклатта хитай даирилирини террорчилиқни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқини үзлүксиз дәпсәндә қилиш билән әйиблигән иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.