Хитай һөкүмити уйғур мустәқилчилиригә һөкүм елан қилмақчи
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.06.16
2008.06.16
Мәлум болушичә, сот үрүмчи оттура хәлқ сот мәһкимисидә елип берилидиған болуп, бу 65 нәпәр уйғур мустәқилчи бу йил 1 - 3 - 4 - айлирида үрүмчи, бейҗиң вә шаңхәй қатарлиқ җайларда олимпик йиғиниға бузғунчилиқ қилиш җинайити билән қолға чүшкән кишиләр икән.
Мәзкур информатсийә мәркизиниң илгири сүрүшигә қариғанда, бу уйғурларға артилған җинайәтләр бир қәдәр еғир болуп, буларниң бәзилири террорлуқ тәшкилат қуруш, дөләтни парчилашқа урунуш, қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләнгән болғачқа буларниң ичидә аз дегәндиму 20 адәмгә өлүм җазаси берилиши мумкин икән.
Һазирчә бу кишиләрниң ичидә "айропилан партилитишқа урунди" дәп қолға елинған уйғур қиз гүзәлнур турди һәмдә бу йил баһарда үрүмчи бәхт аилиликләр олтурақ районида хитай сақчилири қолға алдуқ дәп елан қилған 17 нәпәр уйғурниң бар йоқлуқи техи мәлум әмәс.